• Әхбаратлар еқими
  • 17 Қыркүйек, 2020

Дәвир тәқәза қилған гезит еди

Һәммимизгә мәлумки, өткән әсирниң 50–60-жиллири тарихий Вәтинимиз – һазирқи ШУАРдин һәрхил сәвәпләргә бола уйғур, қазақ вә башқа милләтләр Кеңәш Иттипақиға, болупму Қазақстан дияриға көпләп көчүп чиқишқа башлиди. Бу вәтәндашлар уйғур әрәп графикиси асасида саватини чиқарғанлар болғанлиқтин, уларниң көпчилиги славян йезиғидин хәвәрсиз еди. Шундақла өткән әсирниң 30-жиллирида әрәп уйғур йезиғида оқуп йетилгән йәрлик чоң әвлат уйғурларму бар еди. Мана мошу сәвәпләргә мунасивәтлик “Коммунизм туғи” (һазирқи “Уйғур авази”) гезити йенида әрәп йезиғи асасида гезит нәшир қилиш һәққидә һаятий тәләп пәйда болди.
Мана мошу һаятий тәләпләрниң тәқазасидин КПСС Мәркизий Комитети Кативатиниң 1969-жили 1-августтики тохтамиға асасән, Қазақстан Компартияси Мәркизий Комитетиниң бюроси 1970-жили 1-январьдин башлап “Йеңи һаят” гезитини нәшир қилиш тоғрилиқ қарар қобул қилди.
Қазақстан КП Мәркизий Комитетиниң бу һаятий муһим қарариға асасән 1970-жили 1-январьда “Йеңи һаят” гезитиниң биринчи санини чиқириш вәзиписи “Коммунизм туғи” гезитиниң шу вақиттики баш муһәррири Әхмәтҗан Мәмәтовқа вә Қазақстан КП Мәркизий Комитети басмиханисиниң мудири Александр Филипповқа тапшурулди.
Бу, әлвәттә, интайин қийин вә һәммә тәрәптин мурәккәп вәзипә еди, чүнки басмиханида әрәп графикиси асасидики уйғур йезиғида гезит чиқириш үчүн һәрип терийдиған линотип машиниси бу яқта турсун, кона усулдики қолда терилидиған һәрипләрму йоқ еди. Шундақла әрәп йезиғини билидиған журналист кадрларму тапчил болидиған.
Мошу журналист кадрларни әрәп уйғур йезиғиниң имла қаидилири асасида тәйярлаш үчүн “Коммунизм туғи” гезити редакциясиниң һозурида 1969-жили сентябрьдә мәхсус курс ечилди. Мәзкүр курс язғучи вә журналист Һүсәйин Һәсән, журналист вә шаир Һебибулла Юнус, шаирлар Долқун Ясин, Абдуғопур Қутлуқ, Малик Садиров, язғучи Сәйпидин Шакиров, рәссам Йүсүпҗан Турдиев, журналист Аблимит Һәмраев, хәт көчәргүчи катиплар Җәзирә Бурһанова, Раидә Хабирова, шаирә Хуршидә Илахунова, Турсунай Насирова вә мошу қурларниң муәллипи қисқа муддәт оқуп, тәйярлиқтин өтти. Курсқа тәҗрибилик мәтбәәчи, “Коммунизм туғи” гезити тәрҗимә бөлүминиң башлиғи Мәхсүт ака Норузов, шундақла “Коммунизм туғи” гезитиниң “Йеңи һаят” қошумчиси бойичә болғуси баш муһәррирниң муавини, филология пәнлириниң намзити Илияс Семәтов рәһбәрлик қилип, имла қаидилири, стилистика бойичә дәрис өтти.
“Йеңи һаят” гезитини нәшир қилиш үчүн лазим болған полиграфиялик базини тәйярлаш үчүн вә КПСС Мәркизий Комитети Кативатиниң тохтамиға бенаән һәрип терийдиған линотип машинисини вә башқа керәклик нәрсиләрни тепип, һәл қилиш үчүн А.Филиппов Москва вә Ленинградқа (һазирқи Петербург) басмихана җабдуқ-машина әслиһалирини ишләпчиқиридиған заводларниң инженер-техниклири билән музакириләрни елип беришқа атланди.
А.Филиппов Москва вә Ленинградқа қилған командировкисидин қайтип Ә.Мәмәтовқа әрәп графикиси асасида уйғурчә һәрип терийдиған линотип машинилириниң бир жилдин кейин тәйяр болидиғанлиғини хәвәр қилиду. Әнди, КПСС Мәркизий Комитети Хәлиқара бөлүминиң тәшәббуси вә КПСС Мәркизий Комитети кативатиниң қарариға бенаән, қандақла қилип болмисун 1970-жили 1-январьдин башлап “Йеңи һаят” гезитини нәшир қилиш керәк еди.
Ахири, линотип һәрип териш машинилири тәйяр болғичә гезитни қолязма усули билән чиқириш қарар қилинди. Басмихана мудири А.Филиппов “Коммунизм туғи” гезитиниң баш муһәррири Ә.Мәмәтовқа “Йеңи һаят” гезитиниң синақ нусхисини тәйярлаш тоғрилиқ мураҗиәт қилиду. “Коммунизм туғи” гезити редакциясидә ишләватқан, әрәп уйғур йезиғидин хәвәрдар Җалал Мусаев, һөснихети чирайлиқ Һүсәйин Һәсән, Һебибулла Юнус, Җәзирә Бурһанова, Турсунай Насирова, Хуршидәм Илахунова вә башқа активистлар һәмкарлишип “Йеңи һаят” гезитиниң синақ нусхисини тәйярлиди.
Жуқурида исми атаған хадимлар бу муһим ишқа интайин җавапкәрлик билән қарап, “Правда” гезитиниң һәҗимидики төрт бәткә түрлүк жанрларда йезилған материалларни туш билән ақ қәғәзгә чирайлиқ қилип йезип тәйярлиди.
Мошу қолязма макетлири асасида басмихана кәлгүси “Йеңи һаят” гезитиниң бирнәччә синақ нусхисини чиқирип бәрди. Басмихана мудири А.Филиппов “Йеңи һаятниң” бу синақ нусхисиниң бирини Москваға, КПСС Мәркизий Комитетиға, бир нусхисини Қазақстан КП Мәркизий Комитетиға әвәтип бериду. Шу чағда Москвадин А.Филипповқа вә Ә.Мәмәтовқа телефон қилип, “Йеңи һаятниң” синақ нусхисиниң утуқлуқ чиққанлиғи билән тәбрикләп, уларни линотип машинилири тәйяр болғичә қолязма усулида гезит чиқирип турушқа болидиғанлиғини уқтуриду.
Һә, шундақ қилип 1970-жили 1-январьда “Йеңи һаят” гезитиниң тунҗа сани гезитханларниң қолиға тәгди. Шу жили гезитниң тиражи бәш миң данә болди.
“Йеңи һаят” гезитидә партия Мәркизий Комитетиниң қарар-тохтамлири, һәрхил муһим һөкүмәт һөҗҗәтлири, әмгәк илғарлириниң иш тәҗрибилири, уйғур әдәбиятиниң нәмунилири, уйғур язғучи-шаирлириниң әсәрлири кәң даиридә тәрғип қилинди. Шу дәвирдики сәясәткә бола ХХҖда, болупму хошна ШУАРда йүз бериватқан вақиәләр тоғрилиқ, мавизмниң уйғурларға нисбәтән елип барған чоң дөләтчилик, шовинистик сәяситини паш қилишқа, оңчи, йәрлик милләтчи дегән һәрхил қалпақларни кийдүрүп җазаланған, җаза лагерьлирида, түрмиләрдә азапланған вәтәндашларниң гувалиқлири тәсвирләнгән материаллар, уйғур тарихиниң қәһриманлиқларға вә чәтәл басқунчилириниң зорлуқ-зораванлиқлириға толуп ташқан айрим сәһипилири, хәлқимизниң пәхирлик алимлири вә әдиплири тоғрилиқ материалларниң алқишиға, миннәтдарлиғиға сазавәр болуп турди.
1971-жили һәрип терийдиған линотип машинилири тәйяр болуп Ленинградтин Алмутиға йәткүзүлди. Мошу жилниң иккинчи йеримидин башлап дәсләп гезитниң икки бети линотип машинисида терилип, қалған икки бети қолязма асасида ақ қәғәзгә чирайлиқ көчүрүлүп чиқти, кейин жил ахирида гезит толуғи билән линотип машинисида терилип чиқидиған болди. Буниң билән гезитниң сүпити кәскин яхшиланди.
“Йеңи һаят” гезитидә көплигән уйғур журналистлири үнүмлүк ишлиди. 1975-жили “Коммунизм туғи” гезити баш муһәрририниң “Йеңи һаят” қошумчиси бойичә муавини Илияс Семәтов башқа ишқа йөткилиши мунасивити билән униң орниға Алмута вилайәтлик партия комитетида мәсъул лавазимда ишлигән, философия пәнлириниң намзити Алимҗан Қасимов тайинланди. Мошу жиллири “Йеңи һаят” гезитида шундақла язғучи-журналистлар Мәмтимин Розибаев, Алимҗан Бавдинов, шаирлар Мәмтимин Обулқасимов, Сәмәт Баһавдинов, Мөмүн Һәмраев, Савут Искәндәров, сатирик-язғучи Абдухалиқ Махмудов, журналистлар Турсун Қаһһарий, Ялқун Сәмәдий, журналист, фотомухбир Пәйзуллам Әхмәтов, шаир Абдурешит Қасимов, шаир вә журналист Абдуреһим Мутәллип, журналист Һаким Мәмтиминов үнүмлүк ишлиди. 1993-жили “Уйғур авази” гезити баш муһәрририниң “Йеңи һаят” гезити бойичә муавини Алимҗан Қасимов һөрмәтлик дәм елишқа чиқип кәтти. 1994-жили көрнәклик язғучи-журналист Турған Тохтәмов “Уйғур авази” гезити баш муһәрририниң “Йеңи һаят” қошумчиси бойичә муавинлиғиға тайинланди.
1991-жили СССР парчилинип Қазақстан вә башқа иттипақдаш җумһурийәтләр өз мустәқиллигини елип, коммунизм қуруш ғайилири, коммунистик түзүм бәрбат болди. Аммивий әхбарат васитилири алдиға әнди коммунистик идеологияниң чаңгилидин қутулуп, йеңичә ишләшкә, мустәқиллик шарапитидин қолға кәлгән утуқларни тәрғип қилиш вәзиписи қоюлди. “Йеңи һаятму” мошу йөнилиштә тиришчанлиқ көрситип, мустәқилликниң әвзәлликлирини тәрғип қилидиған материалларни көпләп беришқа тиришти.
Әнди 1998-жиллири овҗ алған ихтисадий боһран ақивитидин бәзи аммивий әхбарат васитилири еғир әһвалда қалди, һәптисигә бәш қетим чиқидиған “Уйғур авази” һәптисигә бир қетим чиқидиған болди. Әнди 1999-жили февральда “Йеңи һаят” гезити тамамән йепилип қалди, гезит хадимлири иштин қисқирап кетишкә мәҗбур болди.
Мана мошундақ еғир шараитта “Уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири Йолдаш Азаматов “Йеңи һаят” гезитиниң тәғдирини, болупму гезит муштирилириниң мәнпийәтлирини көздә тутуп, уни мустәқил шәхсий гезиткә айландуруп, айда бир қетим болсиму турақлиқ чиқирип туруш тәшәббусини көтәрди.
Шундақ қилип, хизмәтдаш достум Ялқун Сәмәдий иккимиз 1999-жили май ейидин башлаш шәхсий гезиткә айланған мустәқил “Йеңи һаятни” чиқиришқа башлидуқ. Биз тәйярлиған материалларни компьютерда (һәриплири әрәп уйғур йезиғида) Абдумеҗит Һәмраев терип, гезит бәтлирини сәһипилиди.
Айлап мааш алмиған вақитлар көп болди, һәтта биз олтирип ишләйдиған кабинет-бөлминиң иҗарисини төләлмәй өйдә, коридорларда ишләшкиму мәҗбур болдуқ. Давамлиқ мааш аламиғанлиқтин Ялқун Сәмәдий 2000-жили башқа ишқа йөткилип кәтти.
2001-жили “Уйғур авази” гезити редакциясидә маңа бир штат берилип, мән һәм “Уйғур авазида” ишлидим, һәм “Йеңи һаят” гезитини өзәм ялғуз чиқардим.
Мошу жиллири ишлири жүрүшүп, хелә пул тапқан көзгә көрүнәрлик тиҗарәтчилиримизму аз әмәс еди. Биз бир нәччә қетим “Йеңи һаят” гезитини сақлап қелиш нийитидә уларға мураҗиәт қилдуқ. Бирақ бизни аңлиған һечким болмиди. Шундақ қилип, 34 жил нәшир қилинип, бир жиллири тарилиши 12 миң нусхиға йәткән “Йеңи һаят” гезити 2004-жили декабрьда өз паалийитини тохтитишқа мәҗбур болди.

Ядикар САБИТОВ.

565 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы