• Мәдәний мирас
  • 17 Қыркүйек, 2020

Дуния мәдәнийитигә қошулған ­­­төһпиләр

Уйғурлар – түркий хәлиқләр ичидики әң қедимий вә бай мәдәнийәткә егә хәлиқтур. У җаһан илим-пәни, сәнъәт вә әдәбият тәрәққиятиға зор һәссә қошқан бүйүк алимларни, шаирларни, сәнъәткарларни йетиштүрди вә башқа хәлиқләр билән йеқиндин мәдәний алақидә болди.
Уйғур тили, әдәбияти, фольклори, тарихи вә мәдәнийити тоғрилиқ илмий тәтқиқатлар ХІХ әсирдин башлинип, шәриқшунаслиқ илиминиң асаси ­­– ­­уйғуршунаслиқни вуҗутқа кәлтүрди. Бу саһада биринчиләрдин болуп, француз алими Ю. Клапорт 1812-жили Парижда «Уйғур тили вә йезиғи» әмгигини елан қилиду. 1828-жили рус алими Н.Бичурин (Иакиниф) «Монғолия һәққидә хәтләр» намлиқ китавида хитай мәнбәлиридә учрайдиған «хойху» сөзиниң «уйғур» екәнлигини көрситиду. Лекин Н.Бичурин уйғурларни моңғол хәлиқлиригә тегишлик дәп һесаплайду. Бу хатани йәнә бир рус шәриқшунаси А.Казембек «Уйғурлар һәққидә тәтқиқатлар (1841)» әмгигидә түзәп, «хойху –­ уйғурларниң» түркий хәлиқләр ичидә қедимий мәдәнийәткә егә хәлиқ екәнлигини дәлилләйду. Уйғурлар һаятиға, келип чиқишиға қизиқиш давамлишип, тарихини, географиялик орнини, этнографиясини үгиниш мәхситидә В.В.Радлов, В.В.Григорьев, Д.Позднеев, А.Н.Курапаткин, Ч.Валиханов, С.Е.Малов вә башқиларниң тәтқиқатлири елан қилинди.
«Уйғур» этнониминиң келип чиқиши һәққидә һәрхил пикирләр моҗут. М.Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әмгигидә берилгән мәлумат бойичә, «бәш шәһәрдин туридиған дөләт нами». Парс тарихчиси Рәшид-әд-динниң әмгигидә мундақ парчини оқуймиз: «Бу дөләтни беқиндурғанда, Оғузхан интайин чоң зияпәт уюштуруп, өз туққанллири билән қурван болған һәрбий қоманданлирини әсләйду. Өзигә қошулған тағилирини, башқа қәбилиләрни Оғузхан «уйғурлар» дәп атиди. Түркчә бу сөз «бирлишиш вә ярдәмлишиш» мәнасини берәтти.
Абулғази Бахадурханниң «Шәҗрәйи түрк» әмгигидә «уйғурлар - Қараханниң инисиниң балилири, улар Оғузхан билән бирлишип, Қараханға қарши чиқиду. «Уйғур» сөзи түркчә «уйы – уймақ (сүт уймақ)» пеилдин болуп, «уймақ», «йепишмақ» мәнасини билдүриду вә «бирләшмәк», «иттипақлашмақ» демәктур», дәп йезилған. Әнди «Уйғур» сөзини «ой – җаңгал», «ғур – хәлиқ» дәп моңғол тилиға бағлаштурған Д.Банзаровниң пикри, А.И. Малеин тәрипидин рәт қилинип, «уйғур» аталғусиниң қедимийлиғи тәкитлиниду. В.Томсенниң пикричә, «уйғур» нами сәясий аталғу болуп, мәлум қәбилә вә хәлиқләрниң иттипақини билдүргән. Жерар Клоссон «Уйғур» намлиқ мақалисида «уй» ­– «бирләшмәк», «иттипақлашмақ» мәнасини билдүридиған пеил екәнлигини қоллисиму, «ғур» морфемисиниң сөз ясиғучи қошумчә екәнлигигә шүбһиләнгән. Чүнки мундақ қошумчә моңғоллар ишғал қилған дәвиргичә түркий тилларниң һеч қайсида болмиған. Түркий этнонимларниң вуҗутқа келишигә беғишланған Д.Айтмуратовниң китавида «уйғур» сөзи «уларниң чечи қара» яки «қара чачлиқлар», дәп шәрһилигән болса, аддий хәлиқ этимологияси бойичә, «уймақ» сөзидин келип чиққан дәп тәкитләйду.
Уйғурларниң ата макани XVІІІ–XІX әсирләрдә рус вә европа алимлири вә манҗур-хитай басқунчилири тәрипидин һәрхил атилип кәлгән: «Чоң Бухара», «Кичик Бухара», «Ғәрбий Түркстан», «Шәрқий Түркстан», «Шинҗаң» вә һаказа. Лекин бу аталғулар сүнъий болуп, йәрлик хәлиқ бу аталғуларни чүшәнмигән вә пайдиланмиған. Әксичә, «Қараханийлар», «Идиқут», «Қәшқәрийә» . «Йәттишәр», «Алтишәр», «Йәкән» охшаш қурулған дөләтләр вә «Хотән, Ғулҗа, Ақсу» охшаш йәр намлириға бағлаштуруп өзлирини атап кәлгән. Йәрлик хәлиқниң өзиниң әсли намини унтулдуруп, туруватқан йәрләргә бағлаштуруш, басқунчилиқ сәясәтниң ақивити еди. «Ғәрбий Түркстан», «Шәрқий Түркстан» аталғулири В.Григорьевниң әмгәклири арқилиқ вуҗутқа кәлгән болуп, асасән, географиялик хусусийәткә егә болған. 1758–59-жиллири Қәшқәрийә манҗур -хитай империяси тәрипидин ишғал қилинип, уйғурлар дияри «Шинҗаң - йеңи чегара, йеңи зимин» дәп нам алди.

***
Уйғурларниң йезиқ мәдәнийити интайин узақ тарихқа егә. Профессор А.Ю.Якубовский « ІХ–Х әсирләрдики уйғур һәм Турпан князьлири тоғрилиқ әрәп вә парс һөҗҗәтлири» мақалисида «Уйғурлар башқа түркий хәлиқләрдин авалирақ олтиришлиқ һаятқа көчүп, авал шаманизмдин алақисини үзди, дәсләп манихей, андин будда динини қобул қилди вә Хитай билән Мавәрнәһрниң арилиғида яшиғучи хәлиқләр арисида әң мәдәнийәтлик хәлиқләрдин болди», дәп йезип қалдурған. Мәркизий Азиядики хәлиқләр қатарида уйғурларму қедимий арамий, авеста, соғда, кушан, браһми, сирийә, тибәт, хитай йезиқлиридин пайдиланған. Беваситә уйғурлар тәрипидин кәшип қилинип, башқа хәлиқләргә тарқалған «уйғур йезиғиниң», «Орхон-Енесей» (руна) йезиғиниң» , І–V әсирләр арилиғида вуҗутқа кәлгәнлиги ениқ. Чүнки тарихий һөҗҗәтләргә қариғанда, «Уйғур йезиғида йезилип, бизниң дәвримизгә йетип кәлгән ядикарлиқларниң әң қедимийлириниң бири – «Хуастуанифт» (манийларниң товва дуаси) С.Е.Маловниң тәхмин қилишичә V әсирниң башлирида йезилған»
«Уйғур йезиғи» соғда йезиғи асасида мәйданға кәлгән болуп, 28 һәриптин тәшкил тапқан.Уларни бәши сәккиз созуқ тавушни ипадилигән. Хәт солдин оңға, жуқуридин төвәнгә йезилған. «Уйғур йезиғида» йезилған ядикарлиқлар Санкт-Петербург Шәриқшунаслиқ институти қолязмилар фондида (4000 дин ошуқ), чәт әлләрдә: Берлин (8000дин ошуқ), Лондон, Париж охшаш шәһәрләрдә сақланмақта.1997-жилдин буян қедимий уйғур қолязмилириниң каталогини түзүш үстидә Л.Тутушева вә А.Яқуп япон алимлири билән һәмкарлиқта җиддий тәтқиқат ишлирини елип барған.
Уйғур йезиғидики әң көп ядикарлиқ Турпан тәвәсидин тепилған. Мәсилән, немис сәяһәтчи алимлиридин Грюнведаль Турпанда 1902-1903-жиллири экспедициядә болуп, 46 сандуқ материал топлиған болса, А.Лекок 1904-1905, 1905-1907, 1913-жиллири Турпан, Қәшқәр, Кучар, Қумул шәһәрлиридин қолязма, һәрхил буюмлар, там сүрәтләр толтурулған 360 сандуқ жиғип кәткән.
VІІ әсирдин башлап әрәп йезиғи билән уйғур йезиғи қатар қоллинилған. Мәсилән, «Қутадғу билик» дастаниниң Қаһирә вә Намангән нусхиси әрәп йезиғида, Вена нусхиси уйғур йезиғида көчирилгән. Шундақла «Майтрисимит» ( VІІІ әсир), «Сюань Цзаньниң тәрҗимә һали» (Х әсир), «Алтун яруқ» (ХІІІ әсир), «Әтәбәтул һәқайиқ» (ХІV әсир), «Оғузнамә» (ХV әсир) вә башқиму әсәрләр уйғур йезиғида бизниң дәвримизгә йетип кәлгән. Мәлуматларға қариғанда, уйғур йезиғи ХVІІІ–ХІХ әсирләргичә әрәп йезиғи билән қатар қоллинилған. Бу йезиқ асасида қитан, моңғул, найман, манҗур йезиқлири яритилған. Униңдин сирт Оттура Азиядики Алтун Орда, Төмүрийләр дөлити, Моңғулларниң Иран тәвәлиридики дөләтлиридә ХVІІ әсиргичә, Түркиядә Фатиһ Султан дәвригичә (1451–1481) «уйғур йезиғи» дегән нам билән пайдилинилған.
Уйғурларниң йезиқ мәдәнийитидә Орхон-Енесей йезиғиму кәң түрдә қоллинилған. У Шималий Енисейдин тартип Моңғулстанға қәдәр кәң территориядә яшиғучи хәлиқләр вә қәбилиләрниң асасий йезиғи еди. Уйғур әдәбияти тарихида алаһидә орун тутидиған «Мәңгү таш ядикарлиқлири» – мана шу йезиқта яритилған нәмуниләрдур. Уларда Орхондики уйғур хақанлиғиниң орнитиш һарписидики һәрбий жүрүшләр, ғалибийәтләр, қағанларға мәдһийиләр қиссә шәклидә баян қилинған.
Орхон-Енесей йезиғи 40 һәриптин тәркип тапқан болуп, 4 созуқ тавуш бар, оңдин солға қарап йезилған. І–V әсирләр арилиғида вуҗутқа кәлгән бу йезиқ, Турпан Идиқут дәвирлиригичә қоллинилған. Мәзкүр йезиқта «Мәңгү таш ядкарлиқлиридин» башқа «Ирқ битиг», «Миражнамә», «Бәхтиярнамә» охшаш әсәрләр яритилған.
Эрамизниң VІІ–VІІІ әсирлиридә әрәпләр Оттура Азиядә ислам мәдәнийитини кәң таритиду. Қедимий «уйғур йезиғи», «Орхон-Енесей йезиғи» орнида «әрәп йезиғи» ишлитилишкә башлайду вә ХV әсирдә у пүткүл Мәркизий Азиядә бирдин-бир йезиққа айлиниду. Һеч өзгиришсиз шу петичә пайдилинилип кәлгән йезиқ, ХІІ әсирдә уйғур тили еһтияҗи билән, әрәп йезиғиға хас шәртлик бәлгүләр елинип ташлинип, парс йезиғидин «ч, п, ж, г» һәриплири киргүзүлди. Шундақ қилип, 32 һәриптин ибарәт уйғур йезиғи ХІV әсирдин башлап «чағатай йезиғи» дәп аталди һәм ХХ әсирниң 50-жиллириға қәдәр өзгиришсиз пайдилинип кәлди.1930-жилғичә сабиқ Кеңәш
Иттипақи даирисидә қоллинилған әрәп йезиғи, ШУАРда бүгүнгә қәдәр ишлитилип кәлмәктә. Бирақ бу йезиқ уйғур тилиниң имла қаидилиригә маслаштурулған, уйғур тили фонетикилиқ нормилирини толуқ қанаәтләндүрәләйдиған әрәп йезиғи асасидики уйғур йезиғини шәкилләндүрди. Аләмшумул әһмийәткә егә әдәбий әсәрләр, тарихий, тилшунаслиқ , әдәбиятшунаслиқ әмгәкләр әйнә шу йезиқта дунияға тонулди.
ХХ әсирниң 30-жиллири сабиқ Кеңәш Иттипақи даирисидики башқа түркий тиллар қатарида уйғурларму латин графикисиға көчирилди вә 1930–1947-жиллар давамида бу йезиқни пайдиланди. Латин йезиғини ШУАРдиму 1965–1980-жиллар арилиғида қолланған, лекин әнъәнивий әрәп йезиғиға болған еһтияҗлиқ үстүнлиги нәтиҗисидә латин йезиғи күчидин қалдурулди. Тәкитләш керәкки,уйғурларниң мәдәний өрләш йолида латин йезиғиму иҗабий тәсирини йәткүзди.
Сабиқ Кеңәш Иттипақи тәвәсидә яшаватқан уйғурлар башқа түркий хәлиқләргә охшаш 1947-жилдин буян кириллициға көчирилди. Рус графикиси асасидики уйғур алфавитини вә имла қаидилирини тилшунас алим Айшәм Шәмиева түзүп чиқти. Имла қаидилиригә (1961) өзгириш киргүзүлсиму, рус графикиси асасидики уйғур йезиғи һеч өзгиришсиз бурунқи Иттипақ даирисидики уйғурларда қоллинилип, гезит-журнал, әдәбий, илмий әмгәкләр яритилишиға асасий йезиқ болуп қалмақта.
Умумән, уйғурлар пайдиланған йезиқлар уларниң иҗтимаий шараитиға, тәләп-еһтияҗиға толуқ қанаәт һасил қилған, шундақла йезиқларму тилимизни фонетикилиқ нормилириға маслаштурулуп, риваҗлинишиға шәрт-шараитлар яритилған.
***
Уйғур хәлиқ музыка мәдәнийитиниң гүлтаҗиси болған «Он икки муқам» ІV–ХІІ әсирләрдә вуҗутқа келип, ХVІ–ХVІІ әсирләрдә Сәидийә ханлиғи дәвридә рәтлинип, толуқ шәкилләнди. Муқамларни илмий җәһәттин үгиниш ишлири болса, ХХ әсирниң оттурисида қолға елинди.
ХVІІІ әсирниң иккинчи йеримидин башлап Қәшқәрдә атақлиқ муқамчи Жүми Кәшмир вә униң оғуллири Һелим, Селимлар тәрипидин он икки муқам топлинип, рәтләнгән. Һелим-Селимлар шагиртлири Турдахун Әлнәғмә (1881–1956) вә Қасимахун Әлнәғмә (1899–1954) иҗрасида 1951–1954-жиллири Үрүмчидә «Он икки муқам» биринчи қетим йезивелинған. Уларниң тәркивидә: «Рак», «Чәббаят», «Мушаврәк», «Чаргаһ», «Пәнҗигаһ», «Өзһал», «Ошшақ», «Әҗәм», «Баят», «Нава», «Сегаһ», «Ирақ» муқамлири орун алған болуп, чоң нәғмә, дастан вә мәшрәптин түзүлгән.
Муқамлар пәқәт уйғурларда 12 болуп, әнъәнивий тәләпләргә бир қәдәр җавап берәләйду. Чүнки әслидә муқам 12 вақит 24 саатқа молҗаланған, һәр қайси 24 шөбә, 48 шахчидин қурулуши шәрт болған. Лекин бу қаидә һеч бир муқамда сақланмиған. Мәсилән: «Рак», «Чәббаят», «Мушаврәк», «Пәнҗигаһ», «Өзһал», «Ошшақ», «Баят», «Нава» муқамлирида ондин сәккизгә қәдәр шөбиләр сақланған болса, «Чаргаһ», «Әҗәм», «Сегаһ», «Ирақ» муқамлирида алтидин төрткичә шөбә сақланған.
Миллий мәдәнийәтниң риваҗлинишиға тарихий, сәясий, иҗтимаий әһваллар зор тәсир йәткүзиду. Шундақ шараитлар нәтиҗисидә уйғур хәлиқ муқамлириниңму бир нәччә вариантлирини вуҗутқа кәлтүрди. Қәшқәр, Долан, Или, Хотән, Қумул аддий хәлиқ муқамлири әйнә шулар җүмлисидин. Лекин муқамлар һәрхил намлар билән аталсиму, уларниң келип чиқиши билән томуриниң бир екәнлиги шүбһисиз.
Улуқ рус шәриқшунаслири В.В.Радлов, В.В.Бартольд, В.М.Роборовский, Н.Ф.Петровский, Н.Пантусов, С.Е.Маловлар хәлиқ нахшилири мәтинлирини йезивалсиму, лекин улар музыкашунас болмиған.Уйғур муқамлириниң мәтинини нәшир қилиш, шундақла музыкилиқ җәһәттин тәтқиқат ишлири бүгүнки күнләрдә зор сүръәт билән давамлашмақта. Нәтиҗидә муқамлар нотиға елинип, муқамшунаслиқ илимини вуҗутқа кәлтүрди. Бүгүнки күндә Жүми Кәшмир, Һелим-Селим, Турдахун, Қасимахун, Шакирахун, Қарушаң, А.Жами вә башқиму муқамчиларниң иҗадийити алаһидә үгинилмәктә.
Умумән, «Он икки муқам» уйғур фольклориниң бебаһа музыка ғәзниси болупла қалмай, бәлки дуниявий мәдәнийәткә қошулған зор төһпә екәнлиги талашсиз.
***
Уйғур мәдәнийитиниң бүйүк ядикарлиғи, өтмүшниң надир мемарчилиқ иншаити болған «Миң өй» миладиниң І әсиридә вуҗутқа келип, VІІ–VІІІ әсирләрдә шәкилләнгән. «Миң өй» өзиниң қурулуши, узақ тарихи, рәңму-рәң нәқишлири билән тәкрарланмас ядикарлиқ сүпитидә әһмийәтлик.
Бу улуқ иншаәтни көрүп, қайил болған атақлиқ қазақ язғучиси С.Муқанов зоқланған һалда мундақ язиду: «Ичкиригә кирип, гүмбәз шәклидики, йәни қазақларниң кигиз өйиниң торусиға охшаш, нурғун бөлмилик өйгә кирип қалғандәк болдуқ. Мән тамларни силап-сийпап көрдүм, улар қурғақ екән. Бу бөлмидин бир нәччә бөлмигә кириш мүмкин еди, шундақла улардин йәнә башқиларға кирәләйсән. Бирақ бөлмиләр қалаймиқан, қандақ болса шундақ селинмиған. Көрүнүп туридуки, бу иш тәҗрибилик мемарниң қолидин чиққан.Тамлар жуқури маһарәттә рәсимләр билән безәлгән: һәрхил һайванлар, өсүмлүкләр, тәбиәт мәнзириси... Бөлмиләр бир-биригә охшап кәтсиму, тамларға селинған рәсимләр тәкрарланмайду, һәр бир рәсим йеңи вә алаһидә еди». Тамларға йәрдин торусқичә һәр хил мәзмундики рәсимләр сизилған. Бәзи өйләрниң тамлири лай билән сугилип, үстидин ақартилған, андин рәсимләр селинған. Лекин тәбиий таш бетигә селинған рәсимләрму аз әмәс. Мәсилән: «Қизил миң өй» рәсимләр мәзмуни диний болуп, Шакиямунниң дуния бойичә сәяһити, сәргүзәштилири, диний вақиәләр әкис етилсә, Кучардики «Миң өй» рәсимлиридә Шакиямунниң өлүм мәрасими тәсвирләнгән. Тамдики рәсимләр һәрхил әмгәк мәзмунини әкис әттүргән: етизда ишләватқан дехан, мүрисидә комзәк билән су тошуватқан аял вә һаказилар. Шундақла миллий саз әсвапларда ойнаватқан сазәндиләр, хәлқимиздә сақлинип келиватқан чинә-тәхсә уссули көрүнүши вә башқилар, уйғурлардики сазәндиләр һәққидә ривайәтләргә маслаштурулған.
«Миң өй» мемарчилиқ ансамбли уйғур хәлқиниң наһайити әмгәкчан екәнлигини, униң деханчилиқтики күндилик җапакәш һаятини рәңлик бояқлар тили билән рошән ипадиләп бәргән. «Миң өй», буддизм дәвридә вуҗутқа кәлгинидин қәтъий нәзәр, миллий әнъәниләр билән миллий алаһидиликлиримизниң ярқин ипадисидур, йәни хәлқимизниң реал һаятиға асасланған гөзәл мәдәний ядикарлиғидур.
Умумән, уйғур мәдәнийити – қедимий заманлардин тартип дуниявий мәдәнийәт ғәзнисигә зор төһпә қошуп, өзигә мунасип орун тутуп, заманивий реаллиқларға мас риваҗлинип келиватқан мустәқил мәдәнийәттур.

Һакимҗан ҺӘМРАЕВ,
филология пәнлириниң намзити.

715 рет

көрсетілді

77

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы