• Әхбаратлар еқими
  • 17 Қыркүйек, 2020

«Етиз мәликиси» жиғиштурулуватиду

Панфилов наһийәсидә деханчилиқ билән чарвичилиқ ишләпчиқиришниң һәл қилғучи амили болуп һесаплиниду. Тәвәниң тәрәққий етип, гүллиниши мошу қош саһаға мунасивәтлик. Әмәлиятта өз ипадисини тепиватқан йеңи илғар технологиялар билән илғар тәҗрибиләрни җарий қилип, йәрниң һосулдарлиғини ашурушни мәхсәт қилған деханлар бу жилдинму чоң үмүт күтүватиду.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

Бүгүнки күнгә қәдәр наһийә етизлиқлиқлирида һәрхил маркилиқ комбайнлар билән йүзлигән трактор вә башқиму техника васитилири турақлиқ ишләватиду.
Тәвә деханлири бу жили 26 173 гектар мәйданға “етиз мәликисини” терип, пәрвиш қилди. Деханлар бу күнләрдә һосул жиғиштуруш ишлириға биләк түрүп киришип кәтти.
Тәкитләш керәкки, бүгүнки күнгә қәдәр Чулуқай, Пәнҗим, Чоң Чиған, Үчарал йеза округлиридики шәхсий дехан егиликлири ашлиғини биринчиләрдин болуп оруп, хаманларға йәткүзди.
Бийилқи әтияз өткән жилларға нисбәттән бир ай бурун кәлди. Ашлиғини өз вақтида терип, пәрвиш қилған деханлар әндиликтә һосулини исрапсиз жиғиштуруш ғемида сәкпарә. Чүнки йошурушниң һаҗити йоқки, өткән жилларда һава райиниң қолайсизлиғидин, йәни октябрь ейидила дәсләпки қар йеғип, көмүқонақ қар астида қалған еди. Шуниң үчүнму жил он икки ай тиним тапмайдиған деханлар тәйяр һосулини йәни шаңларда болуқ өскән етиз мәликисини исрапсиз жиғиштуруш үчүн қолда бар мүмкинчиликләрдин пайдилиниватиду. Дегән билән яз бойи қилған әмгәк нәтиҗиси қанаәтлинәрлик. Көмүқонақниң һәр бир гектаридин 63-64 центнердин һосул елиниватиду.

Панфилов наһийәси.

446 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы