• Йеңилиқлар
  • 17 Қыркүйек, 2020

Муһим қарарларни қобул қилди

Дүшәнбә күни Премьер – Министрниң орунбасари Ералы Тоғжановниң рәислиги билән Мәһкимиләрара комиссияниң мәҗлиси өтти, дәп хәвәрлиди Һөкүмәт рәһбириниң мәтбуат хизмити.
Мәжлистә санитарлиқ – эпидемиялик әһвални турақландуруш вә иш күнлири кәлгүчиләрниң еқимини азайтиш мәхситидә дәм елиш күнлири ишләшкә рухсәт бериш тоғрилиқ қарар қобул қилинди: гөзәллик салонлириға, сатрашханиларға, косметикилиқ хизмәт көрситидиған объектларға (іnfokazakhstan.kz порталида тиркилиш, алдин-ала йезилиш бойичә 1 кәлгүчигә 4 кв.м.); фитнес-мәркәзлиригә, спорт-сағламлаштуруш мәркәзлиригә, тренажер заллириға, спорт комплекслириға, СПА-салонлириға, сауниларға, бассейнларға (іnfokazakhstan.kz порталида тиркилиш, толуши 30 пайиздин ашмайдиған, бирақ 50 адәмдин ошуқ әмәс, алдин-ала йезилиш, маска режимини, иҗтимаий жирақлиқни сақлаш); диний объектларға (шәхсий, коллетивлиқ чариләрни өткүзмәй). Дөләт органлар билән, «Атамекен! Миллий тиҗарәтчиләр палатиси вә вәтәнлик товар ишләпчиқарғучилар билән муһакиминиң нәтиҗиси бойичә бир қетим қоллинилидиған ниқапларниң әң чәклик баһаси содидики баһаси 80 тәңгидин 60 тәңгигә, йәни 25 пайизға төвәнлитилди.
Шундақла, үчинчи кварталда адреслиқ иҗтимаий ярдәм тайинланғанларға 2020-жилниң төртинчи кварталида дөләт органлириға мураҗиәт қилмай, уни автоматлиқ рәвиштә узартиш қарари қобул қилинди. Бу чарә дөләт органлирида адәмләрниң аммивий топлинишини болғусмаслиқ арқилиқ гражданларниң таҗсиман вируси инфекциясини жуқтуруш ховупини азайтишқа имканийәт бериду.
Кеңәш мәжлиси бойичә Премьер-Министрниң орунбасари бирқатар тапшурмиларни бәрди.

429 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы