• COVID - 19
  • 17 Қыркүйек, 2020

медицинилиқ ниқап вә пәләйләр билән тәминлиниду

Мәлумки, һазир елимизда фармацевтикилиқ санәтниң көләми 34,1 пайизға өсти. Бу һәққидә Қазақстанниң Индустрия вә инфрақурулумлуқ тәрәққият министри Бейбут Атамқулов хәвәрлиди.

Бүгүнки таңда 33 фармацевтикилиқ ширкәт 922 түрлүк дора-дәрмәк чиқириватиду. Униңдин ташқири, пандемия башланғандин буян өзини һимайә қилиш васитилири ишләпчиқириш 10 лайиһәни әмәлгә ашуруш һесавиға 10 һәссигә өсти.
Һазир вәтәнлик карханилар көпқетимлиқ һимайә костюмлири — 504миң данә ейиға, медицина пәләйлири – 330миң данә ейиға, медицинилиқ ниқаплар –1,2миллион данә күнигә болған ички еһтияҗни толуғи билән тәминләватиду, — дәп тәкитлиди Б.Атамқулов.
Министрниң ейтишичә, 2020-2025-жилғичә болған фармацевтикилиқ вә медицина санаитини тәрәққий әткүзүш бойичә комплекслиқ планни әмәлгә ашуруш даирисидә фармацевтика саһасиниң көләмини икки һәссигә ашуруш мәхсәт қилинмақта. Шундақла, дора-дәрмәкләрни экспорт қилиш көләмини икки һәссигә ашуруш, йәни 116 миллион долларғичә йәткүзүш көздә тутулмақта. Униңдин ташқири, 100 миллион доллар көләмидики 10 санаәт орни ечишни тәминләш плани бар. Бу вақитта 80 түрлүк йеңи дора-дәрмәк вә медицина васитилирини чиқириш тәминлиниду, 1000 дин ошуқ йеңи иш орни ечилиду.

190 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы