• Йеңилиқлар
  • 17 Қыркүйек, 2020

Қаттиқ назарәткә елишни тапшурди

Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер-Министри Асқар Маминниң рәислигидә өткән Һөкүмәт олтиришида баһаларниң турақлиғини тәминләш мәсилилири муһакимә қилинди.
Баһаларни мониторинг қилиш вә уларға риайә қилиш ишлири бойичә Сода вә интеграция министри Б.Султанов, озуқ-түлүк билән тәминләш бойичә Йеза егилиги министри С.Омаров, регионлардики әһваллар бойичә Ақмола вилайитиниң һакими Е.Маржықпаев, Шималий Қазақстан вилайитиниң һакими К.Ақсақалов, Нур-Султан шәһириниң һакими А.Кулгинов һесават бәрди. Бийил қелиплашқан әһвалға бағлиқ Һөкүмәт тәрипидин вә һакимийәтләр тәрипидин мәһсулатларни ишләпчиқириш, сақлаш вә елимизниң барлиқ жайлириға йәткүзүш бойичә комплекслиқ чариләр қобул қилинди.
Иҗтимаий әһмийити бар товарларниң баһалирини ениқ бәкитиш, сода ширкәтлиригә баһаларни тутуп туруш үчүн имтиязлиқ несийәләрни бериш тәҗрибиси қоллинилди. Йеза егилиги мәһсулатлирини ишләпчиқарғучиларға дөләт тәрипидин қоллаш көрситилди.
Премьер-Министр қобул қилинған чариләрниң иҗтимаий әһмийити бар товарларниң баһасини турақландурушқа тәсир қилғанлиғини тәкитлиди. Һөкүмәт рәһбири баһаларни турақландурушта Алмута шәһирини мисалға кәлтүрди. Улар оператив рәвиштә «айлиним схемиси» үчүн мәбләғ бөлүп, иҗтимаий әһмийити бар товарларни тизимини кәңәйтти вә өз вақтида кәлтүрүлишини тәминлиди.
«Һакимийәтләр тәрипидин алдини елиш чарилириниң қобул қилиниши баһаларни тутуп турушқа вә турақландурушқа имканийәт яритиду. Биз изчиллиқ билән импортқа беқинда болуштин қутулуш үчүн ишләватимиз. Баһаларниң өсүшигә асас йоқ. Иҗтимаий әһмийити бар барлиқ товарлар билән тәминләшни қаттиқ назарәт қилимиз»,– деди А.Мамин.
Премьер-Министр Йеза егилиги министриға һакимийәтләр билән бирликтә сиртқи әһвални мониторинг қилишни давамлаштурушни, озуқ-түлүк запаслириниң йетәрликлигини, имтиязлиқ несийәләр механизмлирини кәңәйтиш мәсилилирини қараштурушни тапшурди. Һакимийәтләргә озуқ-түлүк мәһсулатлирини ишләпчиқиришни кәңәйтиш вәзисипини жүклиди.
«Озуқ-түлүкниң қолйетимликлигини вә сүпитини тәминләш – қазақстанлиқларниң һаят кәчүрүш сүпитини ашурушниң асасий амиллириниң бири», – деди А.Мамин.

514 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы