• Йеңилиқлар
  • 17 Қыркүйек, 2020

Бехәтәрлик һәммидин муһим

Йеңи оқуш жилиниң биринчи чаригидә оқуғучиларниң асасий қисми җирақтин оқуш шәкилдә билим алиду. Бу вақитлиқ, бирақ мәҗбурий чарә. Карантинни пәсәйтиш вәзийәтни һесапқа алған һалда басқучлуқ жүргүзүлиду.
Өткән пәйшәнбә күни Мәркизий коммуникацияләр хизмитидә болуп өткән мәтбуат конференциясидә эпидемиялик әһвални һесапқа елип 2020—2021- жилқи оқуш җәриянини уюшутуруш мәсилилири муһакимә қилинди.
Умумән, Қазақстанда 3 миллион 400 миң оқуғучиниң 77 пайизи жирақтин оқушқа башлиди. Новәтчи синиплар вә бала сани аз мәктәпләр ечилип, уларда 800 миң оқуғучи билим еливатиду.
Премьер-министрниң орунбасари Ералы Тоғжановниң хәвәр қилишичә, бүгүнки күндә Билим вә пән министрлиги мәктәпләр ишини штатлиқ тәртиптә башлашниң иккинчи басқучи бойичә тәклипләрни тәйярлиди.
– Саламәтликни сақлаш, билим вә пән министрликлиридин келип чүшүватқан барлиқ тәклипләр Һөкүмәт тәрипидин тәпсилий қарилиду вә биринчи новәттә балиларниң мәнпийәтлири билән бехәтәрлиги көздә тутулидиған салмақлиқ қарарлар қобул қилиниду, – дәп тәкитлиди вице-премьер.
Һазир Қазақстанда COVІD-19 инфекциясигә бағлиқ вәзийәт турақлиқ, ағриқ вә өлүм әһваллириниң асасий көрсәткүчлири төвәнләватиду, бирақ шундақ болсиму тәшвишлиниш үчүн асас бар. Хошна вә башқа мәмликәтләрдә, җүмлидин Европа регионида ағриқ кәскин көпәйди. МДҺ әллиридики ағриқниң өсүши 0,5 пайизнии тәшкил қилиду, бу Қазақстанға қариғанда 5 һәссә жуқури.
Таҗсиман вирусниң иккинчи долқуниниң алдини елиш үчүн чәклимә чариләрниң бир қисми, җүмлидин мүлүкниң барлиқ шәкиллиридики мәктәпләрдә дистанциялик оқутуш шәкли сақланди. Саламәтликни сақлаш министри Алексей Цойниң сөзичә, билим тәшкилатлири үчүн онлайн-оқушни сақлап қелиш бирқатар сәвәпләр билән шәртләнгән. Биринчидин, марттин тартип Қазақстанда балилар арисида таҗсиман вирус инфекциясиниң 2 418 әһвали тиркәлди, уларниң 98 пайизи сақийип чиқти. Мәктәпләрдә адәттики шәкилдә оқутуш үчүн бәлгүләнгән термометрия, синипларниң толуқтурулуши, иҗтимаий арилиқ, ниқап тақаш тәртиви охщаш тәләпләр ағриқ үстидин толуқ назарәт қилиш мүмкинчилигини бәрмәйду. Болупму төвәнки синипларниң балилирини узақ вақит мабайнида бир җайда тутуп туруш хәтәрлик.
– Һазир мәктәпләрдики турақлиқ эпидемиологиялик әһвал тоғрилиқ ейтишқа әтигән, чүнки онлайн-оқутушни вә 180гә йеқин оқуғучи оқуйдиған мәктәпләрдики новәтчи синиплардики вәзийәткә баһа бериш үчүн 1-сентябрьдин тартип 14 күндин ибарәт инкубациялик вақит өтмиди, – деди Алексей Цой.
Шундақла респираторлуқ вируслуқ инфекция вә туму охшаш ағриқларниң һәр жили көпийидиғанлиғиниму әстин чиқармаслиғимиз керәк. Бу инфекция жуққан ағриқларниң 70 пайизини 14 яшқичә болған балилар тәшкил қилиду, әнди у ағриқларниң вақтини өткүзүп қойғанларға иммунитетниң төвәнлишигә бағлиқ таҗсиман вирус жуқуши еһтималдин жирақ әмәс.
– Биз үчүн һазир ағриқниң төвәнлишини тутуп қелиш, балилар арисида ағриққа йол қоймаслиқ наһайити муһимдур. Шуңлашқа биринчи чарәктә биз жирақтин оқуш усулини сақлап қелиш тәкливини бериватимиз. Кейинирәк, әһвални үгинип, мәзкүр мәсилини идариләрара комиссиягә тәвсийә қилимиз вә қошумчә қарап чиқимиз, – деди министр.
Алексей Цойниң сөзичә, Қазақстан барлиқ мәмликәтләр охшаш таҗсиман вирус инфекциясиниң иккинчи долқуниниң орун елишиниң мүмкин екәнлигини һесапқа елип, тәйярлиқ көрүватиду.
– Биз 71 126 орун тәйярлашни планлаватимиз. Һазир 10 257 орун бар вә уларниң 15 пайизини таҗсиман вирус инфекцияси яки таҗсиман вирус пневмонияси билән ағриватқанлар егиләп туриду. 13 модульлиқ инфекциялик ағриқхана селишни планлидуқ, икки чоң клиника реконструкция қилиниватиду. Гражданларға хизмәт қилиш үчүн шипаханилар дәриҗисидә 3 640 бригада уюштурулди, мошу эпидемиялик мәвсүмгә 5 998 сүнъий шамаллитиш аппарати йәткүзүлиду, 21 566 орун кислород билән тәминлиниду, – дәп доклад қилди идарә рәһбири.
Шундақла 1 167 санитариялик автотранспорт бирлиги сетивелинип, регионларға әвәтилиду. Вилайәтләргә 100 көчмә медицинилиқ комплекс, 53 рентген аппарати әвәтилиду. Дора-дәрмәкләрниң икки айлиқ запаси ениқлинип, һазир һәрбир клиника вә шипаханиға йәткүзүлди. Тумуға қарши 2 199 990 доза вакцина сетивелинди вә 15-сентябрьдин 15-октябрьғичә Қазақстанниң барлиқ регионлирида тумуға қарши әмләткә селиниду.
Таҗсиман вирусқа қарши қазақстанлиқ вакциниға кәлсәк, униңға чоң үмүт артиливатиду. Министр бәргән әхбаратқа қариғанда, һазир у синақтин өтүватиду. Клиникилиқ тәтқиқатлар басқучидин кейин, әгәр нәтиҗә қанаәтлинәрлик болса, мәзкүр вакцина барлиқ синақлардин өтүп, Қазақстанда ройхәткә елиниду вә қоллинишқа чиқирилиду.
Брифинг давамида жирақтин оқутушқа мәбләғ бөлүш мәсилилириму көтирилди. Билим вә пән министри Асхат Аймағамбетовниң тәкитлишичә, 2016-жилдин тартип йәттә миң мәктәп үчүн нәқ Интернетқа 12 миллиард тәңгә бөлүнди.
Рәқәмлик тәрәққият, инновацияләр вә аэрокосмос санаити министри Бағдат Мусин йеза мәктәплириниң 8 мегабитлиқ Интернет билән тәминләнгәнлигини қошумчә қилди. Униң сүпитини ашуруш үчүн оптика жүргүзүлүватқан 1 250 аһалилиқ пунктқа алақә операторлири 60 миллиард тәңгигә йеқин мәбләғ сәрип қилди.
– Бу — инвестициялик лайиһә. Башқичә ейтқанда, алақә операторлири 60 миллиард тәңгини йезиларда оптика жүргүзүш үчүн сәрип қиливатиду. Бу лайиһини асасән “Казахтелеком” вә “Транстелеком” қолиға алди, – дәп тәкитлиди Бағдат Мусин.
Униң сөзигә қариғанда, оптикилиқ кабельни аһалилиқ пунктларғичә йәткүзүш бойичә үч жил илгири қолға елинған лайиһә мошу жилниң ахириғичә аяқлишиду.

492 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы