- Инкас
- 17 Қыркүйек, 2020
Истиқбали зор саһа
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан хәлқигә йоллиған «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти» намлиқ новәттики Мәктүбини елимиз ихтисадий қийинчилиқларға дуч болған еғир дәвирдә елан қилди. Мәктүптә ейтилған асасий вәзипиләрниң бири – әлдики иҗтимаий-ихтисадий турақлиқни, хәлиқниң иш билән тәминлинишини сақлап қелиш билән биллә уларниң паравәнлигини яхшилаштур. Шуниңға бағлиқ Мәктүптә қийин вәзийәттин чиқиш, кичик вә оттура тиҗарәтниң паалийитини җанландурушқа бағлиқ бирқатар ислаһатларни әмәлгә ашуруш мәхсәт қилинған.
Президент өз Мәктүбидә аграрлиқ секторға чоң нәзәр ағдуруп, адәмләрниң күндиликтики муһим мәһсулатлар билән өзини өзи тәминләш билән биллә импорт товарлиридин баш тартишни муһим вәзипиләр сүпитидә дәп көрсәтти. Президент Мәктүбидә дехан егиликлириниң, кооперацияларниң тәрәққияти вә сүпәтлик товар ишләп чиқириши, ишләпчиқириш сүпитини икки йерим һәссигә ашуруш, заманивий технологияларни су ресурслирини пайдилиниш охшаш муһим мәсилиләргә чоң диққәт бөлүнүп, бу мәхсәтләргә йетиш йоллири көрситилгән. Буниң барлиғи Дөләт рәһбириниң йеза егилигидики мәсилиләрни йеқиндин билидиғанлиғини көрситиду. Президентниң «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти» намлиқ новәттики Мәктүби ениқ тапшурмиларни, йеза егилиги һәм йеза турмушиниң яхшилинишини вә аһалиниң өзини өзи озуқ-түлүк мәһсулатлири билән тәминлинишини көздә тутиду. Биз аграрлиқ мәмликәттә яшайдиғанлиғимизни унтимаслиғимиз керәк. Шуңлашқиму ушбу тапшурмилар биз үчүн интайин зөрүр. Чүнки йеза егилиги — истиқбали зор саһадур.
Нурбүви НАСИРОВА,
йеза егилиги саһасиниң ветерани.
Әмгәкчиқазақ наһийәси.
204 рет
көрсетілді0
пікір