- Әхбаратлар еқими
- 17 Қыркүйек, 2020
Абайниң домбыралири қәйәрдә сақлақлиқ?
Абайниң иккитарлиқ домбыраси С.Торайғыров намидики Павлодар дөләт университетиниң мирасгаһида сақлақлиқ. Домбыра қариғайдин ясалған.
Әнди «Жидебай-Бөрілі» дөләт қоруқ-мирасгаһи мудириниң орунбасари Мейрамгүл Қайранбаевниң ейтишичә, Абайниң үчтарлиқ домбыраси болса, Шәмәйдики мирасгаһта сақлақлиқ.
«1883-жили Шәмәйдики өлкишунас мирасгаһи ечилди. Абайниң рус дости Нифонт Долгополов қазақ шаириниң авулиға берип, у йәрдә икки ай турған. У қазақ хәлқиниң һаятиға, тирикчилигигә мунасивәтлик нәрсиләрни жиғип жүрүп, Абай авулиға кәлгән... Кейин өлкишунас мирасгаһиға тапшурулған экспонатларниң арисида үчтарлиқ тумар домбыра болған. Бу музыкилиқ әсвап Абайниң Жидебайдики мирасгаһ өйидә көп вақит турди. Мошуниңдин 2-3 жил илгири домбыра реставрация қилинди. Һазир у Шәмәйдики Абай мирасгаһида сақлақлиқ туриду», – дәйду у.
Ықылас намидики хәлиқ әсваплири мирасгаһиниң мәлуматлири бойичә, Абай Қунанбаев бирнәччә саз әсваплирини ясатқан. У өзиниң әвлади вә әтрапидики нахшичи-күйчи, шаирларға бирнәччә домбыра яситип, соға қилип бәргән.
«Шаирниң шәхсий домбыраси – үчтарлиқ, сәккизпәдилик музыкилиқ әсвап. Аваз оюғиниң сани –10, қоңур рәңлик. Мирасгаһта сақлақлиқ турған домбырани Абай билән униң оғли Ақылбай қолланған. Кейин әтиқә сүпитидә Ақылбайниң оғли Исраилға қалған. Улуқ шаирниң нәвриси Исраил бу домбыра билән вилайәтлик, җумһурийәтлик дәриҗидики һәрхил байқашларға қатнишип жүрди. 1959-жили Исраил вапат болғанда, қизлири бу домбырани Шәмәйдики Абай Қунанбаевниң әдәбий-мемориаллиқ мирасгаһиға тапшурған. 1981-жили Алмута шәһиридики Ықылас намидики хәлиқ музыкилиқ әсваплар мирасгаһи фондиға елинди һәм һазир шу йәрдә сақлақлиқ туриду. Абайниң домбырасиниң түп нусхисидин башқа 4 көчүрмиси ясалған», –дәйду мирасгаһ хадимлири.
Уларниң ейтишичә, бу әсвапни ясиған устиниң исми, қайси жиллири ясалғанлиғи тоғрилиқ ениқ мәлуматлар йоқ. Пәқәт, улуқ шаирниң өзи чиқарған «Май түни», «Майда қоңыр», «Торы жорға», «Абайдың желдірмесі» күйлири мошу домбыраға беғишланған екән.
Күйчи, сәнъәтшунас Рустем Нуркенов үч тарлиқ домбыраниң алаһидилиги һәққидә мундақ дәйду. «Бу домбирида үч тар бар. Асасий алаһидилиги шу. Үч тарлиқ домбыраниң авази тамамән башқичә. Чүнки, үчинчи тар қошулғандин кейин йеңи аһаң пәйда болиду. Бу аһаң қедимдики Алтай аһаңлириға йеқин. Һазирқи «Адай», «Балбыраун» күйлирини үч тарлиқ домбырада орунлаш сәл қийинирақ. Бирақ үч тарлиқ домбырада Абай мәктивиниң умумән Алтай (шәриқ) күйчилик мәктивиниң күйлирини орунлаш әҗайип яхши», – дәйду у.
Мошу йәрдә униң сөзини тонулған нахшичи Ерлан Рысқали толуқтуруп, Шәмәйдики Абайниң үч тарлиқ домбырасини тутуп көргәнлигини, мошундақ музыкилиқ әсвапни чалалайдиғанлиғини ейтти.
«Абайниң Жидебайдики мирасгаһиға барғанда, униң үч тарлиқ домбырасини қолумға елип, челип көрдүм. Һазир үч тарлиқ домбырада күй орунлаймән, нахшиму ейтимән. Өйүмдә мошундақ домбира бар. Әнди униң алаһидиликлиригә тохтилай. Домбырада икки қулақ бар: бири оң қулақ, иккинчиси сол. Әнди мошу үч тарлиқ домбыраниң бир алаһидилиги – мошу қош қулақниң бир қатарда болуши. Музыка тилида чүшәндүрсәм, астидики тар вә биринчи тар, үстидики тар қош қулақта болиду. Мошу пәйттә унисон аһаң барлиққа келиду. Бу аһаңлар инсанни қедимий күйләргә, қедимий заманларға йетиләйду», – дәйду нахшичи.
Шундақла, у үч тарлиқ домбыраниң аһаңини тиңшиғанлар ХІХ әсирниң музыка дуниясиға «сәяһәт қилғандәк» һиссиятта болидиғанлиғини ейтти. «Бу алаһидә аваз қазақниң үч тарлиқ домбырасида сақланған. Мәсилән, қош тарлиқ домбыраниң аһаңини аңлиған адәм нери кәтсә ХVІ – XVІІ әсирләргичә хиялән «сәяһәт қилса», үч тарлиқ домбыраниң аһаңини аңлиған адәм ХVІ әсирдин илгәрки вақитқа «баралайду», – дәйду Ерлан Рысқали. Униң ейтишичә, Абай үч тарлиқ домбырани чалған. «Униң әтрапида Шәкәрим охшаш нахшичи, композитор, шаирларму үч тарлиқ домбырани челишни билгән. Улар мошу домбырани пайдиланған. Бу үч тарлиқ «мөҗүзиниң» бизгә беваситә йетип келиши — Абай, Шәкәримдин кейинки әвлатниң вә Шәкир Әбенов исимлиқ атимизниң әмгиги. У Елбасы Н.Назарбаевқа дуасини бәргән ақсақал еди. Шәкир ақсақалдин үч тарлиқ домбыраниң қир-сирлирини үгәнгән мәрһум Жарқын Шәкәримов дегән күйчи, алим, тәтқиқатчи акимиз болди. У үч тарлиқ домбырани кәспий, жуқури дәриҗигә көтирип, тәшвиқат қилди», –дәйду нахшичи.
Шундақла, сәнъәтшунас Рүстем Нуркенов үч тарлиқ домбырани тәтқиқ қилишни дәсләп қолға алған алим Болат Сарыбаев екәнлигини тәкитлиди. «Үч тарлиқ домбырани бизгә йәткүзгән икки адәми ейтишқа болиду. Бу – Мусахан Әзилханов. У Абайниң авулида яшиған, 1970-жиллири вапат болған. Иккинчиси – Шәкир Әбенов. Мошу икки киши үч тарлиқ домбырани челишни билгән. Уларниң аудио лентилири мирасгаһта сақлақлиқ. Бу домбырани тәтқиқ қилған дәсләпки алим — Болат Сарыбаев. Униң тәқиқати бойичә үч тарлиқ домбыра Бөкей ордисида, җәнуп, җәнубий-шәрқий Қазақстанда вә шәрқий Қазақстанда, йәни, Шәмәй вилайитидә көп учрашқан. Бу һәққидә у «Қазақтың музыкалық аспаптары» дегән әмгигидә язди», – дәп тәкитлиди у.
522 рет
көрсетілді1
пікір