• Йеңилиқлар
  • 17 Қыркүйек, 2020

Елимизда БМТ соаллирини толуғи билән йеңилаш мәхсәт қилинмақта

БМТниң йеңиланған тест базисиға киргүзүлгән соалларни ядқа елиш яки көчиривелиш мүмкин әмәс. Бу һәққидә Билим вә пән министри Асхат Аймағамбетов хәвәрлиди.
«Бизниң алдимизда ғәрип әллиридики SAT вә PISA үлгисидә тест базилирини толуғи билән йеңилаш вәзиписи туриду. Бу йәрдә функционаллиқ саватлиқ вә билимни әмәлиятта қоллиниш маһарити баһалиниду. Улар тамамән башқа характердики соаллар болуши лазим, йәни ядқа елиш яки көчиривелиш мүмкин әмәс», – деди министр.
Министрниң ейтишичә, БМТни мәктәп питириш вә алий оқуш орунлириға чүшүш емтиһанлириға айриветиш киргүзүлгәндин кейин һаҗәт болған салаһийәтләрни баһалаш услублирини өзгәртиш имканийити пәйда болди. Чүнки, БМТ – мәктәптә оқуғанни баһалаш әмәс, бәлки, алий оқуш орнида таллиған кәсип бойичә билим елишқа тәйярлиғини баһалаштур.
«Дурус вә чүшинишлүк соаллар. Бу чоң вә җиддий иш, уни йеқин жиллар ичидә әмәлгә ашурушимиз лазим. Бу чариләрниң һәммиси илмий тәтқиқатларға асасланған һалда экспертлар вә педагоглар билән муһакимә қилиниду. Пәқәт шуниңдин кейинла қарар қобул қилиниду», – деди министр.

476 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы