• Йеңилиқлар
  • 17 Қыркүйек, 2020

Келәчәк яш әвлатниң қолида

Йеқинда Аилә күни даирисидә Қазақстан Җумһурийитиниң Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги миллий тәрбийә вә аилә қәдир-қиммәтлирини мустәһкәмләш мавзусиға онлайн “дүгләк үстәл” өткүзди.

Униңға дөләт вә җәмийәт әрбаплири, шаирлар вә язғучилар, мәнпийәтдар дөләт органлириниң, аммивий әхбарат васитилирини вәкиллири иштрак қилди. “Дүгләк устәлгә” қатнашқучилар аиләвий өзара мунасивәтләр вә әнъәниләрни мустәһкәмләш, шундақла яш әвлатни тәрбийиләштә ата-аниларниң, мәктәп вә җәмийәтниң ролини күчәйтиш мәсилилири бойичә пикир һәм тәҗрибиләр алмаштурди.
Баш қошушни Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Аида Балаева ачти. У балиларға дурус вә мунасип тәрбийә беришниң наһайити муһим екәнлигини, чүнки аилидики мунасивәт – бу барлиқ нәрсиниң асаси екәнлигини алаһидә тәкитлиди.
“Аилидики утуқлар вә проблемилар җәмийәтниң умумий көрсәткүчи болуп һесаплиниду. Мәлумки, адәмниң шәхс сүпитидә шәкиллиниши аилидә вә җәмийәттә алған қәдир-қиммәтлар асасида қелиплишиду. Әпсус, биз бүгүнки күндә өсмүрләр арисида болуватқан һәрхил йеқимсиз әһвалларниң гувачиси болуватимиз. Уларниң рәһимсизликкә, суицидқа (өзини өзи өлтириш) бериши, чидамсизлиғи вә башқиму проблемилар шулар җүмлисидин. Мениң көз қаришимчә, мәзкүр проблемиларниң йилтизи – аилидә. Дөләт миллий тәрбийә вә аилидин елинған умуминсаний қәдир-қиммәтләрдин шәкиллиниду”, – деди министр.
Шундақла Аида Ғалымқизиниң тәкитлишичә, пандемияғичә балиниң билими вә тәрбийиси үчүн җавапкәрлик пәқәт балилар бағчилириға вә мәктәпләргә жүкләнгән дегән пикир моҗут еди. Лекин карантин дәврида бу пикир түп асасидин өзгәрди. Һазирқи күндә бала тәрбийисидә аилиниң, ата-аниларниң роли вә җавапкәрлиги кәскин өсти. Вақит аилә қәдир-қиммәтлиригә һәм бала тәрбийисигә йеңи йөнилишләрниң һаҗәтлигини көрсәтмәктә. Аиләвий қәдир-қиммәтләрни мустәһкәмләш бойичә йөнилишләрни муһакимә қилиш давамида көплигән қизиқарлиқ пикирләр вә тәклипләр ейтилди. Мәсилән, язғучи, медицина вә педагогика пәнлириниң доктори, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Совет – Хан Ғаббасов әнъәнивий қазақ җәмийитидики аилиниң роли һәққидә ейтип бәрди вә бала тәрбийиси җәриянида өзиниң китаплирида йезилған методикини қоллинишни тәклип қилди. Өз новитидә тонулған педагог, Қазақстанниң Әмгәк Қәһримани, Қазақстан педагогика пәнлири академиясиниң академиги Аягул Миразова аилә қәдир-қиммәтлири билән уйғунлашқан аиләвий тәрбийә платформилириниң алаһидиликлири һәққидә ейтип бәрди. Бу һәм әнъәнивий бала тәрбийисидә, һәм онлайн-шәкилдә билим елишта зөрүр.
“Мустәһкәм аилидин вәтәнпәрвәрлик, чоңларға болған һөрмәт, толерантлиқ, меһмандостлуқ, ана тилға болған муһәббәт вә хәлқимизниң яхши роһий-әхлақий қәдир-қиммәтлири әвлаттин әвлатқа берилиду. Шуниң үчүн Қазақстанниң келәчиги аилә тәрбийисигә бағлиқ, чүнки мәмликәтниң келәчиги яш әвлатниң қолида” , – деди Аягул Миразова.
Тилни тәрәққий әткүзүш бойичә Институтниң иҗраий мудири Бижомарт Қапалбекму мәзкүр мавзу бойичә өз пикри билән ортақлашти. Униң пикричә, һәр қандақ адәм өзиниң ана тилини билиши тегиш, тилға бепәрва қараш – миллий мәдәнийәтниң йоқилишиға елип келиду, җәмийәт өтмүш билән алақисини йоқитип өз алаһидилигидин айрилиду. Шуниң үчүн балиларни туғулушидинла ана тилға һөрмәт билән қарашқа тәрбийиләш керәк, униң әһмийитиниң муһимлиғини намайиш қилиш һаҗәт”, – деди у.
Шуниң билән бир вақитта, мудирниң пикричә, һазирқи балиларни смартфонлар вә гаджетлар тәрбийиләватиду. Шундақ екән, бала тәрбийисидә мәктәпниң роли наһайити муһим, чүнки балилар 6 яштин 17 яшқичә болған вақтини нәқ мошу билим бериш мәһкимисидә өткүзиду.
“Дүгләк үстәл” қатнашқучилири баш қошуш ахирида “аилә – балиниң әқлий, әхлақий вә диний билим елишида әң асасий роль ойнайду” дегән хуласигә кәлди. Өз новитидә Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Аида Балаева миллий идеологияни тәрәққий әткүзүш вә миллий қәдир-қиммәтләргә мувапиқ аиләвий тәрбийини күчәйтиш бойичә ейтилған барлиқ тәклипләрниң һесапқа елинидиғанлиғини тәкитлиди.

529 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы