• Йеңилиқлар
  • 17 Қыркүйек, 2020

Ислаһатлар бойичә алий кеңәш қурулди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Президент йенидики Ислаһатлар бойичә алий кеңәш қуруш тоғрилиқ Пәрманға қол қойди, дәп хәвәрлиди Президентниң мәтбуат хизмити.
Президент бийил 1-сентябрьдә Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә ихтисат, санаәт, малийә, иҗтимаий вә башқиму саһаларда түп-асаслиқ ислаһатлар жүргүзүш тоғрилиқ вәзипиләрни жүклиди.
Бу мәсилидә Дөләт рәһбириниң бийилқи 8-сентябрь күни Пәрмани билән йеңидин қурулған Стратегиялик планлаш вә ислаһатлар агентлиғиниң әһмийити зор.
Агентлиқ еқимдики әһвални, қелиплишиватқан тенденцияларни, дуниявий тәҗрибини тәтқиқ қилиш вә мошу асаста ислаһатларни әмәлгә ашуруш услублирини тәйярлашниң, шундақла уларниң әмәлгә ашурулуш җәрияниға мониторинг жүргүзүшкә җавапкәр дөләт органи болиду.
Агентлиқниң вә башқиму дөләт органлириниң тәшәббуси билән ислаһатлар бойичә муһим тәклипләрни қараш вә бәкитиш үчүн Дөләт рәһбириниң 2020-жил 14-сентябрьдики Пәрмани билән Президент йенидики Ислаһатлар бойичә алий кеңәш қурулди.
Президент йенидики алий кеңәшниң нәтиҗидарлиғини ашуруш мәхситидә кеңәш тәркивигә Европа қайта қуруш вә тәрәққият банкиниң сабиқ президенти (2012 — 2020) Сума Чакрабарти киргүзүлди.
Шуниң билән биллә Дөләт рәһбири 14-сентябрьдики қарариға бенаән, С.Чакрабарти Қазақстан Җумһурийити Президентиниң ихтисадий тәрәққият бойичә штаттин ташқири мәслиһәтчиси болуп тайинланди.
С.Чакрабарти тәрәққий етиватқан базарлар мәсилилири бойичә мутәхәссис, Бүйүкбритания дөләт хизмити системисидики чоң ислаһатларни тәйярлашта тәҗрибиси мол. Мәркизий вә Шәрқий Европа әллиригә техникилиқ ярдәм программиси – британиялик «ноу-хау» фондиниң тәрәққий етишида муһим роль ойниған.
Европа қайта қуруш вә тәрәққият банкиниң рәһбири сүпитидә С.Чакрабарти мәзкүр малийә институтини кәң даирилик риваҗландурди. Өзи рәһбәрлик қилған жиллири Қазақстанға 9 миллиард доллар көләмидә инвестиция җәлип қилди. ЕҚТБ дөләт-шәхсий һәмкарлиқни, «йешил ихтисат» һәм кичик вә оттура тиҗарәтни тәрәққий әткүзүшни вә тәрәққиятниң йеңи услублирини тәйярлашта консультативлиқ ярдәм көрсәтти.
С. Чакрабарти Европа қайта қуруш вә тәрәққият банкиниң рәһбири болған пәйттә Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти йенидики Чәтәл инвесторлири кеңишиниң рәиси болди.

466 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы