• Әхбаратлар еқими
  • 24 Қыркүйек, 2020

Солдатларниң қериндашлиқ қәбирстанлиғи тепилди

Йеқинда қазақстанлиқ издигүчиләр елимизниң ғәрбидә немис фашистлириниң авиация һуҗумидин вапат болған 17 кеңәш солдитиниң сүйәклирини тапти. Жанибек – Сайхин – Шунгай станциялирида уруш жиллири һәрбий поездлар тохтатти. Мошу поездлар фашистлар авиациясиниң нишаниға айлинатти. Кеңәш солдатлириниң қериндашлиқ қәбирстанлиғини издигүчиләргә йәрлик турғунлар көрситип бәргән. Мәлум болушичә, илгири жут чоңлири балиларға мошу йәрләрдә ойнашни мәнъий қилаттекән. Издигүчиләр отрядиниң рәһбири Сергей Лапшинниң ейтишичә, у вақитларда вапат болғанларниң исми йезилған медальонлирини, һөҗҗәтлирини еливелип, мурдини вагонларға ташлатти яки йеқинирақ җайлашқан ойман-чоңқурларға көмүветәтти. Архив материаллири бу йәрдә кимләрниң дәпин қилинғанлиғини алдин-ала биливелишқа имканийәт бәрди. Булар Сталинград шәһирини һимайә қилиш үчүн атланған һәрбий деңизчилар екән.Улар 1942-жили октябрь ейида вапат болған.
Тәкитләш лазимки, уруш жиллири Қазақстанниң ғәрбий территорияси Сталинград фронтиниң арқа сепи һесаплинатти. Нәқ мошу Саратов-Астрахань төмүрйоли билән җәң мәйданлириға һәрбий техника, озуқ-түлүк, дора-дәрмәкләр, җәңчиләр йәткүзүләтти. Шуңлашқа немис авиацияси мошу йәрләрни бомбилатти.

446 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы