• Әхбаратлар еқими
  • 24 Қыркүйек, 2020

Йолдаш үчүн күзниң һәр дәқиқиси ғенимәт

Җумһурийәт Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан хәлқигә йоллиған «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш һәрикәт вақти» намлиқ Мәктүбидә аграр-санаәт комплексини буниңдин кейинму тәрәққий әткүзүшниң йөнилишлирини атап көрсәтти. Мәктүптә йетиштүриливатқан мәһсулатниң көләмини ашуруш, сүпитини яхшилаш вә болупму мәмликәттә йетиштүрүлүватқан гөш, мевә, көктат, қәнт, данлиқ, майлиқ зираәтләрни, сүт мәһсулатини йетиштүрүш, қайта ишләш охшаш муһим мәсилиләр алға сүрүлди. Мәктүп елан қилинған күндин башлап, җай-җайлардикидәк Яркәнт тәвәси деханлириму униңда қәйт қилинған көрсәтмә-тапшурмиларни әмәлгә ашуруш мәхситидә ишқа киришип кәтти. Чүнки елимиз Президенти өз Мәктүбидә йеза егилиги саһасиға алаһидә диққәт бөлүп, йәттә чоң экосистемини вуҗутқа кәлтүрүш лазимлиғини атап көрсәтти. Җумһурийәт Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан хәлқигә йоллиған «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш һәрикәт вақти» намлиқ Мәктүбидә аграр-санаәт комплексини буниңдин кейинму тәрәққий әткүзүшниң йөнилишлирини атап көрсәтти. Мәктүптә йетиштүриливатқан мәһсулатниң көләмини ашуруш, сүпитини яхшилаш вә болупму мәмликәттә йетиштүрүлүватқан гөш, мевә, көктат, қәнт, данлиқ, майлиқ зираәтләрни, сүт мәһсулатини йетиштүрүш, қайта ишләш охшаш муһим мәсилиләр алға сүрүлди. Мәктүп елан қилинған күндин башлап, җай-җайлардикидәк Яркәнт тәвәси деханлириму униңда қәйт қилинған көрсәтмә-тапшурмиларни әмәлгә ашуруш мәхситидә ишқа киришип кәтти. Чүнки елимиз Президенти өз Мәктүбидә йеза егилиги саһасиға алаһидә диққәт бөлүп, йәттә чоң экосистемини вуҗутқа кәлтүрүш лазимлиғини атап көрсәтти. 

ГөһәрбүвиИСМАЙИЛҖАНОВА,

«Уйғур авази »

 Бу күнләрдә Панфилов наһийәсидә көмүқонақ жиғиштуруш ишлири тәшкиллик билән башлинип, қизғин кетип бариду. Чүнки жил он икки ай қолидин кәтминини чүшәрмәй, йәргә ишлигән дехан һосулини жиғиштуридиған әң муһим пәйт кәлди.  Деханчилиқ – наһийә ихтисадида һәл қилғучи әһмийәткә егә. Тәкитләш керәкки, бу жили Панфилов наһийәсидә 26173 гектар мәйданға көмүқонақ терилип, пәрвиш қилинди. Бу саһада өзини синап келиватқан шәхсий дехан егиликлири аз әмәс. Шуларниң бири «Беширов» дехан егилиги. Шәхсий егиликниң ишлиридин хәвиримиз бар. Чүнки уни башқуриватқан тәдбирчан Йолдаш Бешировниң исми һәр жили йеза егилиги саһаси хадимлири күнлиридә мәмнунийәт билән тилға елинип, наһийә ихтисадини, болупму йеза егилиги саһасини тәрәққий әткүзүштә қошуватқан төһписи үчүн егиликниң механизатор, комбайнерлири рәғбәтләндүрилиду. Шундақ екән бу жилиму Панфилов наһийәлик йеза егилиги бөлүмигә мураҗиәт қилип, деханларниң утуқлири билән проблемилири һәққидә сориғинимизда, бөлүм башлиғи Йолдаш акиниң тинимсиз әмгигини тилға елип, һәр гектаридин 100 центнердин һосул йетиштүриватқанлиғини ейтти. Биз дәрру егилик рәһбиригә хәвәрләштуқ. Дехан акимиз “иш орнида” екән. Бизму униң билән етизлиғини арилап сөһбәтлишишкә келиштуқ.  Күзниң иссиқ күнлириниң бири болғачқа, етизлиқта иш қайниған. Шаңларда йәлпүнүп, болуқ өскән көмүқонаққа қарап зоқландим. Әву бир жиллирила егиликләрдә көмүқонақни жиғиштуруш үчүн биз наһийә оқуғучилири икки ай мәктәп көрмәй, етизлиққа чиқаттуқ. У чағларда көмүқонақни қол билән үзүп, масақ жиғиштуруш, хаманларда хиллаш, йейип-қурутуш ишлири үчүн барчә амма сәпәрвәр қилинатти. Һәммә иш қол билән атқурулатти. Оқуғучилардин башқа сирттин алий оқуш орунлиридин студентлар ярдәмгә келәтти. Колхозчилар билән биллила икки ай бойи күзниң һәр күнини ғенимәт билип кечә-күндүз ишләттуқ. Һә бүгүнзә заман башқа. Шәхсий дехан егиликлири һесавиға пәрвиш қилған көмүқонақниң һосулини егилик әзалири өз техникилири билән жиғиштуриду. Һә бүгүнки деханниң әһвали қандақ? Биз мана мошу соалға Йолдаш Бешировниң егилигини арилап жүрүп җавап алдуқ. – Һә, һазирқи шараит тамамән башқа. Гүрүлдәп ишләватқан йеңи техникилар бар. Биз йәр һайдап, уруқ чечип, уни жиғиштуруш ишлириниң һәммисини мошу техникилар билән атқуруватимиз. Бизниң аиләвий егилик 1999-жили дәсләптә 41 гектар йәргә көмүқонақ теришни қолға еливеди, һазир егилик һесавида 200 гектар йәргә деханчилиқ, пәқәт етиз мәликисини терип пәрвиш қилимиз. Көмүқонақниң «ЗПСК-704», «ЗПСК-509», «Марко 409» дегән 150 вә 120 күнлүк сортлири терилиду. Мошу йәрдә шуни тәкитлигүм келудики, атам Мәсим рәмитиниң пүтүн өмри деханчилиқ билән өтти. Илгәрки Калинин намидики колхозда сучи болуп ишләп өткән атам билән мәнму 7-синиптинла уни әгишип етизлиққа чиқтим. Шуңа атам, «күндин қалдиң, жилдин қалдиң» дегән гәпләрни пат-пат ейтатти. Һәқиқәтәнму шундақ көмүқонақни териштә күндин қелиш әсла болмайдиғанлиғини яхши чүшәндим. Бу һәққидә егилик әзалириғиму давамлиқ ейтип келиватимән. Чүнки уруқ өз мәзгилидә йәргә чүшсә, уни вақтида суғирип, сүпәтлик пәрвиш қилсақ, ана йәр һеч қачан қуруқ қоймайдикән. Һә бизниң тәвәдә болса көмүқонақ териш үчүн барлиқ шараит бар, һава райиму интайин қолайлиқ. Көмүқонақни суғириш билән биллә уни қошумчә минераллиқ оғутлар билән озуқландуруш һаҗәт. Тәвәдә ашлиқни пәрвиш қилиш үчүн деханларниң тәҗрибиси йетиду. Чүнки деханчилиқ – бизниң ата-кәспимиз. Бизниң егилик деханлири аянмай тәр төкти. Һазир егиликтә 40 адәм турақлиқ иш билән тәминләнгән. Әнди мәвсүмлүк ишларға йәнә 20 адәмни җәлип қиливатимиз. «Җүҗини күздә сана» демәкчи, елиниватқан һосул яман әмәс. Гектар һосулдарлиғи 90–100 центнердин айланмақта. Егиликниң һәр бир әзаси өз ишини пухта билиду. Ейтайлуқ, мән һәр җайда орунбасарим Пәрһат Бавдинов, агроном Алимҗан Гашимов механик Ялқун Һәмраев, комбайнер Сәйдәкрәм Қунахунов охшаш мутәхәссислирим билән мәслиһәтлишип ишлигәчкә, нәтиҗилиримиз яман әмәс. Мошу йәрдә шуни тәкитләш керәкки, егиликтә яшлар көп. Яшлиримиз чоң шәһәрләрни чөгүләп, базарларда жүрмәй, ата кәспимизгә мураҗиәт қиливатқанлиғи маңа яқиду. Мана шундақ егилик әзалириниң вақит билән һесаплашмай қилған әмгигиниң нәтиҗисидә һосул яман әмәс, – дәп болуқ өсүп пишқан, комбайнларда оруливатқан көмүқонақни көрсәтти.  Һәқиқәтәнму «Беширов» шәхсий дехан егилиги – наһийәдики жилдин-жилға тәрәққий етиватқан, болупму көмүқонақ өстүрүштә яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүватқан чоң егиликләрниң бири. Йолдаш Мәсим оғли буниңдин 21 жил илгири Пәнҗим йезисидики илгәрки Калинин намидики колхоздин пай һесавиға 41 гектар терилғулуқ йәр елип, мошу егиликни тәшкил қилған еди. Униң йәргә қилған тинимсиз әмгигиниң нәтиҗисидә егилик терилғу мәйданини жилдин-жилға кәңәйтип, һазир егилик әзалири 200 гектар йәргә ашлиқ териватиду. Деханларниң әмгәк һәққи оттура һесап билән 200 миң тәңгә әтрапида. Көмүқонақниң херидари көп екән. Уни сетивелиш үчүн елимизниң җай-җайлиридин херидарлар келиветипту. Уларниң арисида алдин-ала келишим шәрт асасида сетип алидиғанлириму бар. Мошу йәрдә Йолдаш Бешировниң агрономлуқ кәспи билән һазирқи елип бериватқан иши һәққидә гәп қилиш орунлуқ болса керәк. Пәнҗимдә дехан аилисидә туғлуп өскән у, биз башта тәкитлигинимиздәк, атисини әгишип етизлиқта өсти. Атиси кәтмән чапса – уму чапти, кечилири туғанларда су тутуп, униң қир-сирини үгәнди. Шуңа у һеч иккиләнмәй агроном болуш мәхситидә Розибақиев намидики отура мәктәпни тамамлап, Талғир шәһиридики йеза егилиги техникумиға оқушқа чүшти. Уни муваппәқийәтлик тамамлап, әмгәк паалийитини Калинин намидики колхозниң 1-бригадисида һесапчилиқтин башлиди. Колхозлар тарқап кәткәндә, һеч иккиләнмәй, аилиси билән ата кәспи – деханчилиқ билән шуғулланди. Әнди арилиқта су қисинчилиғи зәрдавини тартқан деханларниң мәсилисини һәл қилиш үчүн ихтисадий боһранға қарши «Ариөстәң» ишләпчиқириш кооперативини қуруп, бир топ жутдашлири, һамийлар, мутәхәссисләр билән егиликләрни суғириш үчүн Ават йезисидики «Ариөстәң» каналиниң лайиһисини түзүп, уни жутдашлар билән ишқа қошуп, мәсилини һәл қилғанлиғини бири билсә бири билмәйду. Дехан акимиз кәмтарлиғидин бу ишта: «мән ундақ қилдим, мундақ қилдим», дәп җар салмиди. Мана шундақ ишбиләрмәнлиги түпәйли наһийә рәһбәрлири билән вилайәтлик саһа рәһбәрлириниң көзигә чүшкән жигитни наһийәлик «Қазсушар» мәһкимиси мудириниң орунбасарлиғиға тәвсийә қилишти. 2010-жилдин башлап у та бүгүнгичә ушбу хизмәтни атқуруп кәлмәктә. – Наһийәдики 43 000 гектар терилғулуқ йәрни суғришта суни теҗәмлик билән пайдилиниш – бизниң асасий мәхситимиз. 3900 гектар йәр келишим асасида, шундақла 3110 дехан егилигини су билән тәминләймиз. Ахирқи жилларда «Достлуқ» су тосмиси селинип, пайдилинишқа берилгәндин кейинла қийинчилиқлардин қутулдуқ десәкму болиду. Суни исрапсиз пайдилинип, дехан егиликлиригә бөлүштә мутәхәссисләр билән һәмкарлиқта иш елип бериватимиз, – дәйду сөһбәт ара. Йолдаш Бешировниң исмини яркәнтликләр хәйри-еһсанлиқ ишлири арқилиқму миннәтдарлиқ билән тилға алиду. Мәсилән, у өзи рәһбәрлик қиливатқан шәхсий егилиги әзалириға болупму йеңи аилә қурған яшларға егилик һесавиға өй селип беришни қолға алди. Сөзүмиз қуруқ болмаслиғи үчүн бүгүнки күнгичә он аилини өйлүк қилғанлиғини тәкитләшниң өзи купайә. Униңдин башқа һәр жили тәминати начар, баққучисидин айрилған алтә аилигә отун-көмүр, Роза-рамзан айлирида, Қурван һейт мәйрәмлиридә 60 аилигә қол учини созса, һәржили «Уйғур авази» гезитиға 60 адәмниң муштири болушиға зәмин яратмақта. Техи йеқиндила пандемия вақтида у Пәнҗим йеза округидики Пәнҗим, Ават, Төвәнки Пәнҗим йезилири билән Алмали йеза округидики Басқунчи йезисидики тәминати начар көпбалилиқ аилиләргә озуқ-үлүк севитини тарқитип бәрди. Ярдәм сорап мураҗиәт қилғанниң көңлини қайтурмайдиған Йолдаш Мәсим оғли дайим яхшилиқ қилишқа яралған. Биз мошу йәрдә униң Пәнҗим йезисини су басқандиму ишниң бешида болуп, қолида бар техиникиси билән суни тохтитиш вә униңдин кейинки әслигә кәлтүрүш ишлири үчүн бир миллион тәңгидин ошуқ мәбләғ сәрип қилғанлиғиниму һәққиқий қәһриманлиқниң үлгиси дейишкә болиду. Әйнә шу вақиә йүз бәргәндә, шу чағдики наһийә һакими Темирлан Бектасов мухбирларға бәргән сөһбитидә:– Әгәр Пәнҗимдә Адилҗан Ғоҗәмбәрдиев, Йолдаш Беширов вә шуниңдәк янар май билән тәмин қилған Турғанҗан Зайитов охшаш оғланлар болмиғинида, йеза толуқ су астида қалатти. Улар дәл вақтида башлап барған жутдашлар, яшлар, техникиси бар шәхсийләр билән биз пүтүнсүрүк бир йезини су астида қелиш ховупидин сақлап қалдуқ. Униңдин кейинму зәрдап чәккән аилиләргә қол учини созушта башламчи болған мошу жигитләр дәп исмини тилға алған еди. Ейтиш керәкки, наһийәниң иҗтимаий-ихтисадий, мәдәний һаятиға бир кишилик һәсисини қошуватқан Йолдаш Бешировниң әмгиги мунасип баһасини тапмақта. Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 20, 25 жиллиқ вә «Қазақстан Қонституциясигә – 25 жил» медальлири билән Алмута вилайити һакими Амандық Баталовниң һөрмәт грамотилири билән мукапатланди. Шундақла у «Почетный гражданин Евразийского Союза Государств». Йолдаш Мәсимоғлиниң аилиси һәққидә гәп қилимизкән, рәпиқиси Римма Әйсаева билән у 3 оғул 3 қиз тәрбийиләватиду. Алий билимлик оғуллири Әзиз, Муңдаш иккиси атисиниң изини бесип, деханчилиқта өзлирини синаватса, Әзим – «Алтынкөл» төмүр йол станциясида логист болуп ишләйду. Қизлири Дилназ билән Гүлназ – алий оқуш орунлириниң студентлири. Кәнҗиси Нигара мәктәптә оқуватсиму, һазирдинла атиси охшаш агроном болушни арман қилиду. Чүнки у атиси билән һәр күни етизлиқни бир қетим арилап чиқмиса көңли имин тапмайду. Көмүқонақ өстүрүш, униңидики илғар технологиялар, минераллиқ оғутлар пайдилиниватқан техникилар һәққидә билипла қоймай, илмий әмгәкләр йезишқа интилиду.  Шундақ «ата көргән оқ йонар» дәп конилар бекар ейтмиған екән. Атисиниң изи билән меңип, қутлуқ кәтмини билән йәргә ишләватқан Йолдаш Беширов вә униң шәхсий дехан егилигиниң һәр бир әзаси Президент Мәктүбидики көрсәтмиләргә әйнә шундақ адил әмгиги билән әмәлий җавап бериватқан деханлар. Тәдбирчан акимизниң арманлири көп. У – йәниму қаримиғидики йәрниң мәһсулдарлиғини ашуруп, рекордлуқ һосул яритиш. Униңға пәқәт әмгәк арқилиқла йетимиз дәйду. Илаһим арманлар орунланғай. 
Панфилов наһийәси.   

577 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы