• Йеңилиқлар
  • 24 Қыркүйек, 2020

Нәзәрдин сирт қалмиди

Бийил дуния илгири-кейин болмиған еғир пандемиягә дучар болуп, мәмликитимизму барлиқ күчни қазақстанлиқларниң һаяти вә саламәтлигини қоғдашқа сәрип қилди. Қийин пәйттә, Президент бу қетимқи Мәктүбидә ейтқандәк, «Қазақстан хәлқи бирпүтүн болуп җипсилашти.
Таҗсиман вирусқа қарши күрәш хәлқимизниң өзара ярдәм, һисдашлиқ, мисли көрүлмигән апәткә бирлишип қарши турушқа тәйяр болуш охшаш һәқиқий хусусийитини көрситишни билди. Башта йол қоюлған хаталиқлардин савақ елип, ишни чапсан йолға қоялиди.
Президент медицинилиқ инфрақурулумни тәрәққий әткүзүш бойичә инвестиция җәлип қилинғанлиғини вә мошу йөнилиштә атқурулған нәтиҗидарлиқ паалийәтләрни тилға алди. Мәсилән, жилниң ахириғичә елимизниң регионлирида 13 йеңи жуқумлуқ ағриқлар ағриқханиси селинип, 2025-жилғичә саламәтлик саһасиға беғишланған 20 заманивий көпсаһалиқ объект пайдилинишқа берилмәкчи.
Мәктүптә Президент дәсләпки медицинилиқ ярдәмни уюштуруш услублирини түп-асастин қайта қараш һаҗәтлигини ейтти. Бу хизмәтниң аһалиниң барлиқ қатламлириға, униң ичидә йеза аһалиси үчүн мүмкинқәдәр тез вә қолйетимлик болуши лазимлиғини атап көрсәтти.
Һәқиқәтән, пандемиягә бола кам учрайдиған эпидемиологларни, инфекционистларни, реаниматологлар билән кардиологларни тәйярлаш мәсилиси җиддий қоюлуватиду. Ойлаймизки, Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң Һөкүмәткә медицина мәһкимилирини кадрлар билән тәминләшкә беғишланған узақмуддәтлик тәхмин тәйярлашни тапшуруши – вақит тәливи.
Мисли көрүлмигән пандемия билән күрәшниң әң еғир күнлиридә дохтурлар билән һәмшириләрниң пидакаранә әмгиги һечқачан инавәтсиз қалмайду. Билимини вә қабилийитини көрситишни билгән медицина хадимлири хәлиқни аман елип қалди.
Дөләт рәһбири дохтурларниң маашиға қошумчә төләм үчүн 150 миллиард тәңгә бөлүшни тапшурғини, әлвәттә, бизни хурсән қилди.
Умумән, миллий саламәтликни сақлаш саһасини буниңдин кейинму тәрәққий әткүзүш бойичә чариләр барлиқ медицина мәһкимилирини һаҗәт болған қурал-әсваплар билән толуқ тәминләшкә, бемарларға беғишланған орунлар фондини йеңилашқа, конириған инфрақурулумни алмаштурушқа қаритилғини интайин муһимдур.

Қәлбинур ӘСҚӘРОВА,
Алмута шәһәрлик 4- клиникилиқ ағриқханиниң лаборанти.

 

505 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы