• Инкас
  • 24 Қыркүйек, 2020

Пәрзәнтлиримиз тәғдирини ойлиған Президент

Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүби билән толуқ тонушуп чиқтим. Униңда ейтилған пикирләр билән һөкүмәткә берилгән тапшурмиларниң һәммиси хәлиқниң ғеми үчүн екәнлиги ениқ. Болупму Қасым-Жомарт Кемелоғлини билим саһаси бойичә ейтқанлири көпчиликниң көңлидин чиқти, дәп ойлаймән.
Барчә аләмниң қолини қисқа қилған таҗсиман вируси билим саһасиғиму өз тәсирини йәткүзмәй қоймиди. Хошаллиқ илкидә әтигән берип, синипдашлири билән учришишқа алдирайдиған нәврә-чәвриләр амалсиз өйгә қамилип қалди. Раст, бу әһвалдин чиқиш үчүн заманивий янфон-гаджетлар арқилиқ дәрисләр жүргүзүлүватиду. Амма бу оқуғучиниң мәктәпкә берип, муәллими билән йүзму-йүз көрүшүп, арам-худа оқуғиниға әсла охшимайдиғанлиғи һәммимизгә чүшинишлик болса керәк. Президент мана мошу әһвалға алаһидә тохтилип, «Очуғини ейтқанда, мошу күнгә қәдәр муқум бир онлайн-платформа йоқ. Муәллимләр, оқуғучилар вә ата-анилар кечә-күндүз «Whats Appтин» баш көтәрмәйдиған болди» дәп тәкитлигән һалда, билим бериш саһасидики бу проблемиға наһайити әпсуслинидиғанлиғини йәткүзди.
Әлвәттә, мән Президентниң бу пикригә толуқ қошулимән. Чүнки мән бирқанчә нәврә-чәврә көргән бова сүпитидә, уларниң келәчиги үчүн ғәм қилимән. Мениң әвладимниң билимлик вә келәчәктә җәмийәткә ярамлиқ шәхсләрдин болушиниң асаси, әлвәттә, уларниң мәктәптә алған билимигә бағлиқтур. Әнди мениң охшаш миңлиған бова-момиларниң арзуси болған нәврә-чәврилириниң тәғдирини ойлап, имканқәдәр, уларға барлиқ шараитларни яритишни асасий мәхсәт қилған елимиз Президентиға миңларчә тәшәккүр ейтишқа һәқлиқмиз.
Бу йәрдә Президентниң оқуғучиларни жирақтин оқутуш программисини өз вақтида тоғра йоға қоялмиған һөкүмәткиму бираз сөкүш елан қилғанлиғи орунлуқ болди, дәп ойлаймән. Чүнки пәрзәнтлиримиз жирақтин болсиму, сүпәтлик билим елишиниң капалити йәнә шуларниң қолида.
Ахирида ейтарим, Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң Мәктүби пәқәт хәлиқниң турмуш шараитини яхшилаш вә елимизниң ихтисадини техиму риваҗландурушни мәхсәт қилидиғанлиғиға толуқ көз йәткүздүм.
Җамалдин НАСИРОВ,
Жут активисти.
Талғир наһийәси.

295 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы