• Йеңилиқлар
  • 24 Қыркүйек, 2020

Дохтурларниң сүрәтлири — метрода

Алмутилиқлар ақ халатлиқ әвзәл җанларниң сүрәтлирини әнди метродики билбордларда вә LED–экранларда көрәләйдиған болиду. Шәһәр һакимийити пандемия пәйтидә таҗсиман вирусқа күрәшниң алдинқи сепидә болған дохтурларниң әмгиги вә қәһриманлиғиға һөрмәт көрситиш һәм миннәтдарлиқ изһар қилиш мәхситидә «Алматинская солидарность» намлиқ көргәзмә уюштурди.
Мәзкүр көргәзмә шәһәр күнини нишанлаш даирисидә өтүватиду. Униңда мошундақ қийин пәйттә гражданларниң саламәтлиги үчүн күрәш қилғанларниң айрим қисмила намайиш қилинған. Тәкитләш лазимки, фотосессиягә 100 дохтур қатнашти.Уларниң арисида 29-шәһәрлик поликлиника, Алмута шәһириниң тез медицинлиқ ярдәм, 1 вә 17-шәһәрлик клиникилиқ ағриқханилар, мәркизий клинилиқ ағриқхана, И.Жакенов намидики шәһәрлик клиникилиқ инфекциялик ағриқхана, шәһәрлик балилар инфекциялик ағриқхана хадимлири қатнашти.
«Өзәмниң вә кәсипдашлирим намидин бизгә диққәт бөлүп, фотосессиягә тәклип қилғини үчүн тәшәккүр изһар қилимән. Биз март ейидин бери көрмигән нурғун кәсипдашлиримизни көрдуқ. Биз сөһбәтлишип, тәҗрибилиримиз билән бөлүштуқ. Мошундақ чариләр көп болсикән»,–дәйду шәһәрлик балилар инфекциялик ағриқханисиниң баш һәмшириси Гүлмира Абдуллаева.
Мәлумки, Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә дохтурларниң әмгигини баһалашқа чақирди. Президент, шундақла, нурғун әмгәк қилған кичик медицина хадимлириниң әмгигини алаһидә тәкитлиди. Дөләт рәһбири медицина хадимлириға қошумчә төләмләр бериш үчүн бюджеттин 150 миллиард тәңгә бөлүшни тапшурди.

511 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы