• Йеңилиқлар
  • 24 Қыркүйек, 2020

Келәр жили өтидиған болди

Мәлумки, бийил 1–30-июнь вә 1–30-октябрь күнлиридә елимиздә Миллий аһалини ройхәткә елишни икки басқучта өткүзүш бәлгүлинип, уни әмәлгә ашурушниң шәрт-җәриянлири ишлинип чиққан еди.

Шөһрәт МӘСИМОВ,
«Уйғур авази»

Амма таҗсиман вирус пандемияси вә шуниңға бағлиқ мәмликәттә көрүлгән карантин чарилири түпәйли бийилға планланған мәзкүр чарә-тәдбир кейингә қалдурулуп, уни келәр жили 1–30-октябрьдә өткүзүш бәлгүләнди. Һәм сәясий, һәм ихтисадий, һәм иҗтимаий җәһәттин муһим әһмийәткә егә миқияслиқ чарә-тәдбир өткүзүлидиған күн Қазақстан Җумһурийити Һөкүмитиниң мәхсус тохтамида әкис әтти.
«Миллий аһалини ройхәткә елиш 2021-жили 1–30-октябрьдә өткүзүлсун. 2021-жилда миллий аһалини ройхәткә елишни өткүзүш бойичә тәвсийә қилиниватқан план тәстиқләнсун», дейилиду Һөкүмәт тохтамида.
Шундақла Һөкүмәт тохтами билән 2021-жили аһалини ройхәткә елишни уюштурушқа тәйярлиқ көрүшкә вә уни өткүзүшкә бағлиқ тәшкилий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн мәхсус комиссия қурулди. Аһалини ройхәткә елишни өткүзүш бойичә барлиқ мәсилиләрни һәм мәркизий, һәм йәрлик иҗраий һакимийәт органлири уйғунлаштуриду.
Шуни әслитип өтүмизки, бийил 29-июльда Қазақстан Җумһурийитиниң миллий ихтисат министри Руслан Дәленов гражданларға таҗсиман вирусниң жуқуш ховупини туғдурмаслиқ үчүн аһалини ройхәткә елишни 2021-жили өткүзүш тәкливини бәргән еди. Чүнки аһалини ройхәткә елишни өткүзүшкә мәсъул адәмләрниң беваситә аһали билән йеқин мунасивәт қилишини, уларниң өйлиридә болушини көздә тутиду.
Мустәқил Қазақстан тарихидики үчинчи аһалини ройхәткә елишни өткүзүш алаһидиликлириниң бири шуниңдин ибарәтки, униңда илгәркидәк қәғәз қоллинилмайду, барлиқ мәлуматлар планшетларға йезилиду. Шундақла гражданлар өзлири, аилә тәркиви тоғрилиқ вә башқиму лазим болған мәлуматларни Интернет арқилиқму әвәтәләйду.
Мәмликәт тәрәққияти үчүн муһим әһмийәткә егә чарә-тәдбиргә бәлгүләнгән мәбләғ 8,2 миллиард тәңгини тәшкил қилиду. Бу ахча пикир сораш жүргүзидиғанларға һәқ төләш, тәшкилий материалларни сетивелиш вә башқиму хираҗәтләр үчүн сәрип қилиниду.

533 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы