• Инкас
  • 08 Қазан, 2020

Бирликтә вә бир мәхсәттә

Бийилқи жил ойлимиған йеңилиқлар билән күтүлмигән синақларға тола болди. Пәқәт Қазақстан үчүнла әмәс, пүткүл дуния үчүн шундақ жил десәк мубалиғә әмәс. Аләмшумул проблемиға айланған таҗсиман вирустин пәйда болған түрлүк-түмән мәсилиләр йөгимәч чөптәк барлиқ саһаға тарап кәтти. Җүмлидин, әң көп зәрдап чәккини – саламәтлик, маарип вә тиҗарәт саһалири болди. Болупму, таҗсиман вирусниң ақивитидин тиҗарәт саһаси еғир зәрбигә учрап, дөләт ихтисади қил үстигә бағланди. Мошундақ җиддий вәзийәттә хәлиқни бирликкә чақирған Дөләт рәһбири қийинчилиқтин чиқидиған һәм тоғра йолға башлайдиған Мәктүбини йоллиди. Йәни, «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти» дәп аталған Президент Мәктүби қазақстанлиқларға роһ берип, әтики күнимизгә дегән үмүтимизни улғайтти. Бийилқи жил ойлимиған йеңилиқлар билән күтүлмигән синақларға тола болди. Пәқәт Қазақстан үчүнла әмәс, пүткүл дуния үчүн шундақ жил десәк мубалиғә әмәс. Аләмшумул проблемиға айланған таҗсиман вирустин пәйда болған түрлүк-түмән мәсилиләр йөгимәч чөптәк барлиқ саһаға тарап кәтти. Җүмлидин, әң көп зәрдап чәккини – саламәтлик, маарип вә тиҗарәт саһалири болди. Болупму, таҗсиман вирусниң ақивитидин тиҗарәт саһаси еғир зәрбигә учрап, дөләт ихтисади қил үстигә бағланди. Мошундақ җиддий вәзийәттә хәлиқни бирликкә чақирған Дөләт рәһбири қийинчилиқтин чиқидиған һәм тоғра йолға башлайдиған Мәктүбини йоллиди. Йәни, «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти» дәп аталған Президент Мәктүби қазақстанлиқларға роһ берип, әтики күнимизгә дегән үмүтимизни улғайтти.   Йеңи реаллиқтики ихтисадий тәрәққият һәққидә сөз қозғиған Дөләт рәһбири мәмликитимизниң йеңи ихтисадий йоли сүпитидә йәттә асасий принципқа асаслинишимиз лазимлиғини тәкитлиди. «Пайда вә вәзипиләрни адаләтлик тәхсим қилиш; хусусий тиҗарәтчиликниң йетәкчи роли; адил риқабәт, йеңи әвлат тиҗарәтчилири үчүн базарларни ечиш; үнүмдарлиқни көпәйтиш, ихтисат мурәккәплигиниң вә технологияликлигиниң ашурулуши; инсан капиталини тәрәққий әткүзүш, йеңи типтики билим бериш инвестициясини җәлип қилиш; “Йешил” ихтисатни тәрәққий әткүзүш, әтрап муһитни қоғдаш; дөләт тәрипидин асаслиқ қарарларни қобул қилиш вә улар үчүн җәмийәт алдида җавапкәр болуш», дәп аталған йәттә принцип бойичә һәр саһаға муһим тапшурмиларни жүклиди.   Боһрандин чиқишниң бирдин-бир йоли хәлиқниң иш билән тәминлинип, тиҗарәт саһасиниң тәрәққий етишигә бағлиқ. Чүнки тиҗарәт – мол тапавәт мәнбәси. Шуңлашқа Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Мәктүбидә тиҗарәт саһасиға алаһидә әһмийәт берип, 2025-жилға қәдәр кичик вә оттура тиҗарәтниң умумий ички мәһсулаттики үлүшини 35 пайизға, иш билән бәнт болғанларниң санини 4 миллионға йеқин адәмгә көпәйтишни вә Һөкүмәткә «Атамекен» Миллий палатиси билән бирликтә жил ахириғичә Қазақстан мәһсулатини көпәйтиш бойичә ениқ тәклипләрни тәйярлашни тапшурди. Шуниң билән қатар, Һөкүмәткә «Атамекен» Миллий палатиси билән бирликтә депутатлар корпусини җәлип қилип, Селиқ кодексиға мувапиқ, селиқ мәҗбурийәтлирини орунлашни түп-асасидин аддийлаштуруш вә селиқлар билән төләмләрниң санини азайтиш арқилиқ тиҗарәтчиләрни артуқ аваригәрчиликтин қутулдуруп, ишини йениклитишни жүклиди. Бүгүнки күндә наһийәлик «Атамекен» тиҗарәтчиләр палатиси Мәктүптики тапшурмилар асасида иш жүргүзүп, дияримиздики тиҗарәтчиләрни қоллап-қувәтлимәктә. Һазирқидәк қийин вәзийәткә қаримастин, наһийәдики тиҗарәт саһасиниң риваҗлинип, йеңи иш орунлириниң ечилиши үчүн бир йәңдин қол, бир яқидин баш чиқириватимиз.Хуласиләп кәлгәндә, қандақ кәсип егиси болушимиздин қәтъий нәзәр, келәчигимизниң парлақ болуши үчүн бирлишип күч чиқиридиған пәйтниң йетип кәлгәнлиги ениқтур. 
Муслим АМАНГЕЛДИ, Уйғур наһийәлик «Атамекен» тиҗарәтчиләр палатисиниң мудири,наһийәлик мәслиһәтниң депутати.

 

339 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы