• Шеирлар
  • 15 Қазан, 2020

Тойлар қайтти һойлиға

Қандақ яхши тойлар өтсә һойлида,
Бараңлиқта, яңза гүлләр қойнида.
Тойлирини һойлисида өткүзүш,
Сиңгән екән әзиз хәлқим бойиға.

Нағра-сүрнәй яңрап турса һойлидин,
Хәвәр берип уйғурумниң тойидин.
Бир ечилип һәммә чүшсә уссулға,
Қайрип қоюп ғәм-қайғусин ойидин.

Чечип чашқа қудиларниң алдиға,
Күтүп алса ишигиниң алдида.
Бәк чирайлиқ бу көрүнүш һәмминиң
Сақлиниду та әбәткә ядида.

Безип кәткән тойлиримиз өйләрдин,
Орун елип кафелардин, төрләрдин.
Бар дуниясин тойға атап чачсиму,
Қутулмиған тойчиларму сөзләрдин.

Өйдин тошуп қорумисин-сейини,
Отун-яғач, һәтта салар чейини.
Қийналғанди өйгә жүгрәп тойчилар,
Унтуп қалса елип қойған «феррини».

Тамадилар көтәргәнди баһани,
Өргә тартип кейин чиққан саһани.
Сазәндиму қизитқанди баричә
Қоюп тәйяр йезивалған аһаңни.

Һазир мана ихчамлашти тойимиз,
Исрапчилиқ қилмас бизниң ойимиз.
Чүнки бу жил болди бизгә чоң синақ,
Сәзди буни салмақ чүшкән бойимиз.

Мана бүгүн өйдә тойлар өтмәктә,
Төкүл-чечил аста-аста жүтмәктә.
Әнди бизгә ихчам тойлар яришар,
Чүнки алда талай синақ күтмәктә.

Һасил АБДРИМОВ.
Уйғур наһийәси.

218 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы