• Йеңилиқлар
  • 15 Қазан, 2020

Таҗсиман вирусни ахчидинму жуқтуруш мүмкин

Миллий банкниң нәқ ахча айнилими департаментиниң мудири Ж.Кажмуратов таҗсиман вирусниң нәқ ахчини қолда тутуш арқилиқму жуқушиниң еһтимал екәнлиги һәққидә ейтип бәрди.
COVID-19 вирусиниң банкнотларда қанчә күн яшишиға бағлиқ бирнәччә тәхмин бар. Бәзи мәлуматлар бойичә, өй температурисида вирус ахча үстидә 24­ – 28 саат яшиши мүмкин. Әнди Европа мәркизий банкиниң мәлуматлиричә, у банкнотларда бирнәччә сааттин кейинла һалак болиду. Көрүп турғинимиздәк, вирусниң банкнотларда қанчә күн яшайдиғанлиғиға бағлиқ техи үзүл-кесил мәлумат йоқ. Буниңға бағлиқ тәтқиқатлар давамлашмақта, – деди у.
Униң сөзичә, Миллий банк адәттә банкнотларни қайта муамилигә чақириштин илгири уларни мәхсус амбарлирида кам дегәндә 14 күн сақлайду. Мана мошуниңдин кейинла бизниң мутәхәссисләр уларни топлашқа вә һесаплашқа киришиду. Шундақла вирусниң ахча бетидә қанчә вақит яшайдиғанлиғи мәлум болмиғанлиқтин, бәзидә нәқ ахчилар амбарларда 45 күничә һесапланмай ятиду. Шуңлашқиму Миллий банк муамилигә чиқарған ахчилардин таҗсиман вирусни жуқтуруш еһтимали хелила төвән, – дәйду мутәхәссис.
Бизниң тәвсийәлиримиз түпәйли, иккинчи дәриҗидики банклар, “Казпочта” акционерлиқ җәмийити вә инкассаторлуқ тәшкилатлар банкоматларни һәм касса аппаратлирини турақлиқ түрдә дезинфекцияләп туриду, — дәп билдүрди Ж.Кажмуратов.
Мутәхәссисләр Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилати вә җумһурийәт саламәтликни сақлаш министрлигиниң рәсмий тәвсийәлиригә әмәл қилишниң, шундақла илгиридин моҗут әқилгә мувапиқ мәслиһәтләргә, йәни шәхсий гигиена қаидилиригә риайә қилишниң, қоғдиниш васитилиридин үнүмлүк пайдилинишниң нәқәдәр муһимлиғини тәкитләйду.

435 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы