• Әхбаратлар еқими
  • 15 Қазан, 2020

“Җәми бовайниң түгмини”

Һә, йезимиздики түгмән әйнә шундақ атилатти. Намидин билинип турғинидәк, бу түгмәнни мениң қейинатам Җәми Шәмәкоғли өткән әсирниң атмишинчи жиллири өзи ялғуз ясиған екән. Түгмән толуқ күчи билән ишләшкә башлиғанда, пәқәт сүмбиликләрла әмәс, бәлки хошна авулларниң турғунлириму униң хизмитидин пайдиланған. Түгмәндә тартилған унниң сүпити наһайити жуқури болғачқа, бу йәрдин херидарларниң айиғи үзүлмәттекән вә улар буғдийини нәқ мошу түгмәндә тартивелиш үчүн алдин-ала новәткә тураттекән. Шуңлашқа “Җәми бовайниң түгмини” ибариси пүткүл Наринқол тәвәсидә кәң тарқалған екән дәп ейтсам, һеч ашурувәткәнлик болмас.
Һә, Кеңәш Иттипақиниң бәрбат болуши түпәйли йүз бәргән ихтисадий қийинчилиқлар бизниң йезиниму, мошу жуттики әшу даңқи чиққан түгмәнниму айлинип өтмиди: у аста-аста ишләштин қалди, андин ташлинип кәтти.
Аридин хелә жил өтти, Җәми бовайму, өзиниң маңлай тәри билән маңғузған түгмининиң йәнә әл-жутқа нәп беришини күтүп, арман билән аләмдин өтти. Лекин жут вә жутум десә ичиватқан чейини ташлап туруп кетидиған оғланлар, Җәми бовайниң әвлатлири билән бирликтә, мәрһумниң арминини рояпқа чиқириш нийитидә, уни қисқа қәрәл ичидә әслигә кәлтүрди, йәни ташлинип кәткән кона түгмән “йеңичә һаятини” қайта башлиди. Бу йәрдә мән Наринқол Сүмбисидин учум болған мәрданә инсан, Талғир наһийәлик мәслиһәтниң депутати Тиләк Йүсүповниң әмгигини алаһидә тилға алғум келиду. “Җәми бовайниң түгминини” қайта ишқа қошуш тәшәббусини көтәргәнләрниң бири - нәқ шу Тиләк Бавдуноғли болди. Әнди Сүмбә йезисидики оттура мәктәпниң мудири Гүлзат Қумарбекқызы болса, муәллимләр билән жуқарқи синип оқуғучилирини сәпәрвәрликкә кәлтүрүп, уларни ремонт ишлириға җәлип қилди.
Сүмбилик жутдашлиримизниң әйнә шундақ паалийәтчанлиғи түпәйли, мошу йеқинда йеңиланған “Җәми бовай түгмининиң” тәнтәнилик ечилиш мәрасими наһайити утуқлуқ өтти. Мәрасимда тәбрик сөзгә чиққан Райимбек наһийәсиниң һакими Нуржан Қудайбергенов, наһийәлик мәслиһәтниң кативи Ерлан Қудабаев вә Сүмбә йезилиқ округиниң һакими Елжан Бестибаев, Алмутидики “Үмүт” базириниң мудири, Талғир наһийәлик мәслиһәтниң депутати Тиләк Йүсүпов, йеза турғунлири Талғат Есентаев билән Ибакҗан Һаширов вә Җәми бовайниң әвлади намидин сөз алған Абдимит Шәмәков йеза турғунлирини түгмәнниң ишқа қошулуши мунасивити билән тәбрикләп, рәмзлик лентини қийди. Андин меһманлар мошу түгмән унидин тәйярланған тонур нан вә башқиму нан мәһсулатлири қоюлған миллий таамлар көргәзмисини зиярәт қилди. Ейтмақчи, мәзкүр көргәзмини уюштурушта жуқурида сөз болған мәктәп коллективиниң һәссиси зор.
Шундақ қилип, түгмән қайтидин ишқа қошулди. Һазир уни Җәми бовайниң нәвриси Рафаэл маңғузуватиду. У бовисиниң ишини утуқлуқ давамлаштуруш нийитидә.
Ейтишларға қариғанда, әсли Җәми бовай моңғулкүрәлик екән. Әр йетип, анимиз Зивәрәхан Һаширқизи билән өй-очақлиқ болғандин кейин, тәғдир тәқәзаси билән Сүмбә йезисиға келип орунлишип қалиду. Он бир пәрзәнт қучуп, уларниң җәмийәттин мунасип орнини тепиш йолида тинмай әмгәк қилиду. “Тинмай” дәп ейтиватқинимниң сәвәви, дадимиз колхоз ишидин келип, таң атқичә яғашчилиқ қилаттекән. Уста болғачқа, ишик-деризиләрни, умумән, мәишәт буюмлирини ясап, сататтекән. Әнди ойлисақ, он бир балини беқип асраш үчүн рәмити әйнә шундақ тиним тапмай ишлигән охшайду. Түгмән селишиму әйнә шу әснадин екәнлиги һәқ.
Мақаләмни сүмбилик Илғар Савутовниң мону сөзлири билән тамамлашни тоғра көрдүм: “Һазир мән Алмутида яшаймән. Әстин чиқмас беғубар балилиқ чеғим Сүмбә йезисида өтти. Биз, оюн балилири, “Җәми бовай талқан тартиватиду” дегәнни аңлисақла болди, әттәй мозай-калилиримизни шу тәрәпкә һайдаттуқ. Мәхситимиз — Җәми бовай тартқан талқандин еғиз тегиш. Шундақла биз янчуғимизға халта селивалаттуқ. Бовимиз шу халтилиримизға толтуруп талқан селип берәтти. У талқанларниң тәмини унтуш әсла мүмкин әмәс. Чүнки Җәми бовай көңли сүттәк таза инсанлардин еди. Талқининиң татлиқлиғиму әйнә шу вәҗидин болса керәк, дәп ойлаймән”.

Нурбүви ШӘМӘКОВА.
Райимбек наһийәси.

 

507 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы