• Йеңилиқлар
  • 15 Қазан, 2020

Әдип роһиға тазим

Елимизниң Тунҗа Президенти — Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Абай аманити» сәрләвһилик мақалисиниң тарихий қиммити — Абай илимини, әвлатлар варислиғи сүпитидә давамлаштуруп, мустәқил әлниң әвлатлириға қалдурған аманити. Мақалида — қазақ хәлқиниң қедимий дәври, қазақ ханлиғиниң чечилиши, хәлиқниң өз йеридә сәргандан болуши, Кеңәш империясиниң сәясий мәзмун-маһийити әтраплиқ тәһлил қилиниду.

Елбасы Абайни тонуп-билишниң дәсләпки қәдәмлири бөшүктә йетип аңлиған ана әллийи билән балилиқ чеғида тиңшиған қазақ хәлқиниң еғиз әдәбиятидики чөчәкләрни, ривайәт, қиссәлирини бойиға сиңдүрүп өсүштин башланған еди. Абай дуниясиға болған һәвәс мана шундақ башланған. Милләт Лидери Шәмәй полигонини йепип, елимизниң пайтәхтини көчирип, дөләт чегарисини бәкитип, дунияда тәңдиши йоқ институт һесаплинидиған хәлқи Ассамблеясини тәшкил қилип, Абай тәвәллудиниң 150 жиллиғини ЮНЕСКО даирисидә нишанлап, Түркстан шәһирини мәнивий пайтәхт қилип, вилайәт мәркизигә көчириш охшаш изгү башланмиларни әмәлгә ашурди. Ушбу мәсилиләр өз новитидә тарихий әһмийәткә егә болуп, миллий мәнавиятимизниң риваҗлинишиға зәмин яратти.
Мақалида Тунҗа Президент авам хәлиқниң вә өсүп келиватқан әвлатниң Абайниң «Толуқ адәм» идеяси билән һаят кәчүрүшигә йөнилиш бериду. Изгүлүк идеясигә таянған ушбу илим — Улуқ даланиң улуқ әлламалиридин қалған мәнивий мираслар системисиниң қануний давами болғуси.
Елбасы бирликни туғ қилип, данишмән Абайниң «ыстық қайрат, нұрлы ақыл һәм жылы жүрек» идеяси асасида һаят кәчүрүшкә дәвәт қилиду. Бу —бүгүнки Абайниң «Толуқ адәм» илиминиң асаси. Һәқиқий «Толуқ адәм» илимини бойиға сиңдүргән Елбасы ушбу идеяни мақалисиға асас қилған. Шуниң билән биллә бүгүнки қазақ җәмийити вә пүткүл Түрк мәнавияти үчүн «Толуқ адәм» илимини тәрғип қилидиған улуқ Абайниң «Китаб тасдиқ» әсәрини асас қилған. Шундақла Нурсултан Назарбаев мақалисида илим-пән тоғрилиқму ой қозғайду. «Абай қанчилик еғир заманда өмүр сүрсиму, келәчәккә үмүт билән қариди. У шеирлирида «жаңа өспірім, көк өрім», «тілеуі, өмірі алдындағы», «көкірегі сезімді, тілі орамды» яшларға үлгә бериш үчүн нәқил ейтти. «Білімдіден шыққан сөз, талаптыға болсын кез» дәп, «дүние де өзі, мал да өзі, ғылымға көңіл бөлсеңіз» дегән илимини үгәтти» дәйду. Һәқиқәтән, илим-пән — тәрәққиятниң асаси. Дөләтниң һули мустәһкәм, келәчиги парлақ болуши үчүн илим-пәнниң алидиған орни алаһидә.
Мәзкүр мақалиниң асасий маһийити - мустәқил Қазақстанниң келәчигигә алаһидә әһмийәт берип, мақалиниң тарихий-мемуарлиқ мәзмунини кәлгүси әвлатқа аманәт сүпитидә қалдурушттин ибарәт. Абай вәсийәт қилған изгүлүкләр, Абай әсәрлири мустәқил елимизниң парлақ болуши йолида Елбасыниң милләт бирлиги, милләтләрара разимәнлик, варислиқ милләт қәдрийәтлирини сақлашта сәясий мәвқәси болди. Вақит бир орунда турмайду, өзгириду, шуниң билән биллә, адәмләрниңму көзқариши өзгириду. Амма жигирмә биринчи әсирдә өз илим-пәнини тәрәққий әткүзәлмигән әлниң туюққа тирилидиғини ениқ.
Нурсултан Назарбаев Абайниң:
Бас-басына би болған өңкей қиқым
Мінеки, бұзған жоқ па елдің сиқын, —
дегән мисрасини тилға алғач, әлни бирликкә чақирип, Мәңгүлүк әл идеясигә дәвәт қиливатиду. Интернатта оқуп жүргән қазақ балилири бүгүнки мустәқилликниң нәтиҗисидә «Болашақ» программиси билән дунияниң әң илғар алий оқуш орунлирида билим елип, елимизгә хизмәт қилмақта.
Ахирида ейтарим, Елбасы ейтқан «Абай аманитигә» лайиқ һәм адил болайли, қериндашлар!

Дилфуза РОЗИЕВА,
Абылайхан намидики Қазақ хәлиқара мунасивәтләр вә дунияйүзи тиллири университетиниң кафедра рәһбири,
PhD доктори.

551 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы