• Йеңилиқлар
  • 15 Қазан, 2020

Дуниявий банкниң Қазақстандики вәкили билән учрашти

Түнүгүн Қазақстан Җумһурийити Дөләт ишлири вә коррупциягә қарши күрәш бойичә агентлиғиниң рәиси Алик Шпекбаев Дуниявий банкниң Қазақстандики вәкили Жан-Франсуа Марто билән учрашти. Учришишқа мәзкүр тәшкилатниң Вашингтондики мәркизий идарисиниң дөләт башқуруш мәсилилири бойичә мутәхәссислири қатнашти.
Тәрәпләр Қазақстандики коррупциягә қарши һәрикәт сәяситиниң тәрәққияти мәсилилирини вә келәчәктики һәмкарлиқ планлирини муһакимә қилди. А.Шпекбаев елимиздики коррупциягә қарши һәрикәт қанунлиридики актуал мәсилиләрни тәвсийә қилип, Қазақстанни сәясий модернизацияләшниң муһим мәсилилирини тәкитләп өтти. У, Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң сәясий ирадиси түпәйли, елимиздә коррупциягә қарши системилиқ рәвиштә вә комплекслиқ ишлар жүргүзүлүватқанлиғини, пәйдин-пәй хәлиқара коррупциягә қарши илғар стандартлар киргүзүлүватқанлиғини вә җинаий-һоқуқ чарә-тәдбирлириниң әмәлгә ашурулуватқанлиғини қәйт қилди.
Өз новитидә Жан-Франсуа Марто елимизниң бу саһадики утуқлирини жуқури баһалиди. У “Қазақстан дөләт башқурушиниң алтә индикатори ичидә нәқ коррупцияни назарәт қилиш бойичә чоң илгириләшләрни көрситиватиду. Бу йәрдә агентлиқниң роли алаһидә. Ахирқи икки жилда Қазақстан коррупцияни назарәткә елиш нәтиҗидарлиғини көрситиватқан дөләтләр қатариға йеқинлашти. Бу коррупцияни йоқ қилиш бойичә қобул қилиниватқан чарә-тәдбирләрниң вә һәрикәтләрниң нәтиҗидарлиғини көрситиду” дәп тәкитлиди.
Учришиш нәтиҗиси бойичә тәрәпләр коррупциялик тавакәлчиликләрни ениқлаш бойичә рәқәмлик системиларни киргүзүш мәсилилирини муһакимә қилди.

533 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы