• Асасий мақалилар
  • 15 Қазан, 2020

Әһвални қаттиқ назарәт қилишни тапшурди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Премьер-Министр Асқар Маминни қобул қилди.
Қазақстан Президентиға бийил 9 ай ичидики елимизниң иҗтимаий- ихтисадий тәрәққияти бойичә һесават берилди.
Қасым-Жомарт Тоқаевқа бирқатар саһаларда тәрәққиятниң иҗабий сүръити һәққидә ейтилди. Мәсилән, санаәтниң өсүми 3,3 пайизға йәткән, қурулуш көләми 10,5 пайизға, турушлуқ өйләрни пайдилинишқа бериш 9 пайизға, йәни, тәхминән, 9,6 миллион квадрат метрға ашти. Йеза егилигидики өсүм көрсәткүчи 5 пайизни тәшкил қилди. Қазақстанниң алтун-валюта фонди вә Миллий фонд активлири 1-октябрьдики мәлуматлар бойичә 91,1 миллиард долларға йәтти.
Һөкүмәт рәһбириниң тәкитлигинидәк, сентябрьдә хизмәт көрситиш саһасидики паалийәтчанлиқни қайта әслигә кәлтүрүш ишлири башланди. Бу йәрдә август ейи билән селиштурғанда, сода-сетиқ 2,7 пайизға, алақә 1,3 пайизға, транспорт вә қоймида сақлаш 1,2 пайизға ашти. Хизмәт көрситиш саһасидики өсүм кичик вә оттура тиҗарәтниң риваҗлиниватлиғини билдүриду. Бу йеңи иш орунлириниң ечилишиға вә аһалиниң паравәнлигиниң ешишиға тәсир қилиду.
Премъер-Министр 11-12-октябрь күнлири Абу-Даби шәһиригә болған сәпириниң нәтиҗилири һәққидә һесават бәрди. Мәзкүр сәпәр давамида Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң бийил январьда Бирләшкән Әрәп Әмирликлиригә болған рәсмий сәпири вақтида қол йәткүзгән шәртнамиләрниң әмәлгә ашурулуватқанлиғи тәкитләнди. Шуниң билән биллә икки дөләт һөкүмәтлири Инвестициялик һәмкарлиқ тоғрилиқ меморандумға қол қойди. Униңда умумий баһаси 6,1 миллиард доллар болидиған 21 лайиһини әмәлгә ашуруш мәхсәт қилиниду. Мәзкүр һөҗҗәт жуқури қошумчә хуни вә пайдиси бар, шундақла ички базарда чоң еһтияҗға егә болидиған санаәт орунлирини ечишқа қаритилған.
Дөләт рәһбири ихтисатни тәрәққий әткүзүшниң иҗабий сүръитини тәминләш бойичә Һөкүмәт әмәлгә ашурған ишларни тәкитләп, кичик вә оттура тиҗарәтниң паалийитигә, шундақла умумий ихтисатниң тәрәққиятиға чәт әлдә кәң тариған таҗсиман вирусниң сәлбий тәсирини тәккүзмәс үчүн Премъер-Министрға елимиздики эпидемиялик әһвални қаттиқ назарәт қилишни тапшурди, дәп хәвәрлиди Президентниң мәтбуат хизмити.
***
Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Л.Н. Гумилев намидики Евразиялик миллий университетниң ректори Ерлан Сыдықовни қобул қилди, дәп хәвәрлиди Президентниң мәтбуат хизмити.
Дөләт рәһбиригә Л.Н. Гумилев намидики Евразия миллий университетиниң бийилқи ишлири вә Оқуш орнини тәрәққий әткүзүшниң 2020 — 2025-жилларға беғишланған стратегиясини әмәлгә ашуруш плани һәққидә әхбарат берилди.
Қасым-Жомарт Тоқаев университет паалитийигә иҗабий баһа берип, униң региондики йетәкчи алий оқуш орни сүпитидә хәлиқара мәртивисини күчәйтишкә диққәт бөлди.
Шуниң билән биллә Дөләт рәһбиригә университет йенида ечилған «Абай академияси» һәққидә әхбарат берилди. Президент чәт әлләрдә Абайниң мирасини миллий бренд сүпитидә тәшвиқат қилиш ишлирини жүргүзүшниң әһмийитини тәкитлиди.
Учришиш ахирида Қасым-Жомарт Тоқаев Ерлан Сыдықовқа Евразия миллий университети базисида ечилидиған оқуш-лабораториялик комплексниң қурулуши бойичә бирқатар тапшурмиларни бәрди.

379 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы