• Әхбаратлар еқими
  • 22 Қазан, 2020

Һәқиқий қәһриманлар аримизда жүриду

«Почта» десә, биз, бүгүнки заман яшлири, авал Интернеттики почта, йәни электронлуқ почтини (mail.ru) тәсәввур қилимиз. Чүнки биз хәтни конвертқа селип әмәс, Интернетни ечип әвәтидиған заманда туғулдуқ. Әлвәттә, бу почта хизмити тохтап қалди, дегәнлик әмәс. Пәқәт почта хадимлириниң хизмити заман еқимиға лайиқ өзгәрди, халас. Қәғәз пәйда болған дәвирдин томур тартқан бу саһаниң орнини һечбир кәшпиятниң басалмайдиғанлиғини вақитниң өзи испатлимақта.
Мәлумки, 9-октябрь — дуниявий почта хадимлири күни. Дәрһәқиқәт, календарьдики бу күнгә нурғунимиз анчә етивар берип кәтмәймиз. Тоғрисини ейтқанда, ушбу саһаниң жүкини көтирип, мәсъулийәтлик кәсипниң мутәхәссиси аталған почтальонларниң кәспий мәйрими көп әһвалда ядимиздин чиқип қалиду. Амма улар бизгә хәт тошуп, гезит йәткүзүшни унтуған әмәс...
«Һечтин кәч яхши» дегәндәк, мәзкүр бошлуқниң орнини толтуруш мәхситидә «Қазпочта» акционерлиқ җәмийитиниң Уйғур наһийәлик шөбиси бенасиға қәдәм ташлидуқ. «Қазпочта» акционерлик җәмийити наһийәлик шөбисиниң башлиғи Бәхитҗан Бәхтахуновниң кабинетида пешқәдәм почтальонлар өткән күнләрни әскә елип, өтмүш билән бүгүнни вақитниң әглигидә тасқаватқан екән. Уларниң арисида, почтиниң сабиқ рәһбири Әнвәр Йүсүповму бар. «Төмүрни қизиғида соқ» демәкчи, пурсәттин пайдилинип, уларниң мәзмунлуқ сөһбитини қоюн дәптиримгә қондуруп қойған едим...

 

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

 – 1993-жилғичә «Қазтелеком» билән «Қазпочта» бириктүрүлүп, Наһийәлик почта бөлүмчиси (РУПС)” дәп аталди. 1993-жили почта өз алдиға, «Қазтелеком» бир бөләк мәһкимә болуп бөлүнүп чиқти. У жиллири мән наһийәлик почта бөлүми башлиғиниң орунбасари едим. бу өзгириштин кейин почтиға рәһбәр болуп тайинландим. У жиллардики әһвал бәкму еғир болди. Идарә вә техника мәсилиси бир чәттә турсун, хадимларниң маашлири интайин төвән еди. Идарә кона һәм уни исситишқа мүмкинчилик яр бәрмигәнликтин, почтальонлар өйлиридә ишләп жүрди. Улар шу вақитларда бари-йоқи үч йүз тәңгә айлиқ алатти. Кейинирәк 700, 1000, 1500 тәңгә болуп, мааши аста-аста қошулушқа башлиди. Лекин бу йәнила шу күнниң нәпәси билән қариғанда, әң төвән айлиқ һесаплинатти. Шуңлашқиму һәққи аз, жүки еғир хизмәтниң һөддисидин чиққан почтальонларниң әмгигини һәқиқий әрлик дәп билимән. Мана шундақ қийин күнләрни артқида қалдурған почта саһаси заман тәрәққиятидин кейин қалмиди. Бүгүнки идарә, бүгүнки хадимларға қарап зоқлиниватимән, – деди қириқ жилға йеқин иш-паалийитини почта саһасиға беғишлап, 2000-жилға қәдәр «Қазпочта» АҖ наһийәлик шөбисини башқурған Әнвәр Шарипоғли.
Һәқиқәтән, барчә җанниң аманитини бир-биригә йәткүзүп, инсаний хисләтләрни сақлашта һәм жирақ йолларни йеқинлитишта почта хадимлириниң роли алаһидә. Бүгүнкидәк заман тәрәққий әткән, технологияләр күн санап йеңилиниватқан дәвирдә, бәзиләрниң ойичә, почта хизмити асанлашқандәк көрүнсиму, әмәлиятта ушбу хизмәтниң мәшәқитини күни-түни тиним тапмай тәр төкүватқан почтальонлар яхши билиду. Чүнки улар, маашиниң азлиғиға қаримай, бу саһадин қол үзмәй, язниң аптап иссиғида, қишниң қәһәрлик соғида хәлиққә хизмәт көрсәтмәктә. Мана шундақ өз кәспигә муһәббәт бағлиған, мәнивий озуғимиз болған гезит-журналлиримизни һәрбиримизниң өйигә вақти-вақтида йәткүзүп бериватқан кәсип егилириниң бири – Ават йезисиниң почтальони Нурбанум Идиллаева. У яқ бизгә мундақ деди:
– “Хәлиқ күтүп қалмисун» дегән мәхсәттә гезитларни тезирақ таритишқа тиришимиз. Йолдишим вә бала-чақам – мениң ярдәмчилирим. Улар мениң хизмитимни мениңдин артуқ яхши көриду (күлди у). Мәлини пиядә чарлап, йеңилиқни кечиктүрмәй, егисигә йәткүзүш – җавапкәрчилиги жуқури хизмәт. Бу йеқини кәсипдашлирим яхши чүшиниду, әлвәттә.
Һәш-пәш дегичә, почтальон болуп ишләватқинимға жигирмә жилдин ешипту. Мошу вақит арилиғида еғиз толтуруп ейтқидәк мааш алмисамму, тапқан тапавитимниң бәрикити билән аиләмни асридим. Үч баламни оқутуп, қатарға қоштум. Чоң қизим оқушқа чүшкәндә (2004-жил) мән миң тәңгә айлиқ алаттим. Униң бәш йүз тәңгисини чай-тузимизға ишлитип, қалған бәш йүз тәңгисини шәһәрдики қизимға әвитәттуқ. Шуниңғиму шүкри. Адил әмгәк билән тапқан миң тәңгимиз биз үчүн интайин иссиқ вә бәрикәтлик еди. Ешип-тешип кәтмисиму, күн көрүшимизгә йетәтти.
– 2002-жили почтиға бухгалтер болуп ишқа кирип, 2008-жили мошу йәрдин һөрмәтлик дәм елишқа чиқтим. Һелиму ядимда, ишқа йеңидин кирип, почтальонларниң айлиғини билгән пәйтимдә көзүмдин әриксиз яш чиқип кәткән еди. Бирақ бәш-алтә жиллиқ паалийитимдә почтальон болуп ишләватқан бирму хадимниң «айлиғим төвән» дәп шикайәт қилғинини аңлимаптимән. Растимни ейтсам, чай-туздин ашмайдиған маашқа ишлисиму, бу йәрдики адәмләрниң бир-биригә болған муамилиси, кәспигә дегән садақити, ақ көңүл һәм аддий-саддилиғи мени қайил қилған еди, – дәйду Чолпан Мәһәмәтова.
Роһий озуқ мәнбәси, өлмәс ғәзнә һесаплинидиған гезит-журналларниң бәтлирини толтуруш – мухбирларниң зиммисидики жүк болса, уни һәр оқурмәнгә йәткүзүш – почтальонларниң вәзиписи. Редакция билән почта хизмити һәмнәпәс. Бу тоғрилиқ узун жил почта саһасида ишләп, муштири топлаш хизмитигә мәсъул болған хадим Ултуар Оралова сөз қозғиди:
– 1984-жили “Союзпечатьқа” уюштурғучи болуп ишқа кирдим. Кеңәш дәвридә наһийәдә муштирилар сани йүз миңдин ашатти. У заманларда гезит оқуйдиған әмәс, гезит оқумайдиған адәмни тапмақ тәс еди. Шуниң ичидә «Коммунизм туғи», һазирқи «Уйғур авази» гезитиниң муштирилириниң сани төрт-бәш миңдин ашса ашаттекин, кемимәтти. Уйғур хәлқиниң көз қаричуғиға айланған җумһурийәтлик гезит бир чағларда һәптисигә бәш қетим чиқатти.
1993-жилдин етиварән “Союзпечать” почтиниң тәркивигә қошулуп кәтти. Шу сәвәплик, 2002-жилғичә почтида гезитқа йезиш ишлириға мәсъул хадим болуп ишлидим. У жиллири почта башлиғи Әнвәр Йүсүпов еди. Қабилийәтлик рәһбәрниң ишбиләрмәнлигиниң арқисида «Қазпочта» АҖ Уйғур наһийәлик шөбиси нурғун синақлардин сүрүнмәй өтти. Әнвәр Шарипоғли нурғун қийинчилиқларға тақабил турди. Иқтидарлиқ рәһбәр еғир күнләрдә хадимларниң қисқирап кетишигә йол қоймиди...
2002-жилдин тартип мән почтальон болуп ишләшкә башлидим. Бәхитҗан Бәхтахуновтәк йәнә бир үлгилик башлиқниң мәктивидин өттүм. Почтида 2012-жилғичә ишләп, әмгәк дәм елишиға чиқтим. Мән почтида ишлигән жиллири «Уйғур авази» гезити тәһриратиниң почта хадимлириға дегән һөрмитиниң интайин үстүнлүгини байқидим. Һазирму шундақлиғиға гуманим йоқ. Ейтмақчи болғиним, гезит-журналларниң ичидә «Уйғур авази» гезитиниң редакцияси биз билән қоюқ мунасивәт орнитип, йоли чүшсә, һәрқачан почтальонларни иллиқ сөз, миннәтдарлиқниң ипадиси ретидә баһалиқ соғилири билән рәғбәтләндүрүп турди. Әмгигимизни баһалайдиған гезит рәһбәрлигидин миннәтдарлиғимиз чәксиз.
Һә, өз вақтида наһийә турғунлири йүз миң данә гезит алған болса, һазир бу көрсәткүч он миң данигә чүшүп қалған. Униң ичидә «Уйғур авази» муштирилириниң сани үч-төрт миңниң әтрапида. Жил өткәнсири аһали сани көпийип, хәлиқниң турмуши яхшилиниватқан заманда муштирилар сани өсидиғанниң орниға, әксичә, азийиватқанлиғи бизни ойға салиду...
Хош, почтальонлар һәққидә гәп қозғиғанда, Җәнсәхан Әйсәровани атлап өтүш мүмкин әмәс. Чүнки Әйсәровалар аилисидә төрт почтальон бар. Ениғирақ ейтсақ, аңлиқ һаятини почта саһасиға беғишлап, почтальон болуп ишләп, пенсиягә чиққан Җәнсәхан һәдә дунияға үч қиз, бир оғул елип келип, пәрзәнтлирини заманға лайиқ тәрбийиләп, қатарға қошиду. Бир қизиғи, қизлириниң һәммиси бүгүндә почта саһасида әмгәк қилмақта. Тунҗиси Майгүл Мәсимова – Ғалҗатта, Алийәм, Альбина Әйсәровалар «Қазпочта» АҖ наһийәлик шөбисидә, йәни Чонҗа йезисида почтальон. 2015-жили һөрмәтлик дәм елишқа чиққан меһриван ана изини бесип келиватқан қизлири билән пәхирлиниду.
Конилар «Аниға қарап қиз өсәр, атиға қарап — оғул» дегән сөзни бекар ейтмиғандә. Почта саһасини алаһидә орунға қойидиған Әйсәроваларни Уйғур наһийәсидә «Почтальонлар сулалиси» дәп атишиду. Устазлар аилисидә тәрбийиләнгәнләр – устаз, дохтурлар аилисидә тәрбийиләнгән балилар дохтур болуп чиқса һәйран қалмаймиз. Лекин почтальонлар аилисидин үч бирдәк почтальонниң тәрбийилинип чиқиши, әлвәттә кам учрайдиған әһвал. Қисқиси, Җәнсәхан ана вә униң қизлири өз алдиға бир мавзу. Әндики бизни ойландуридиған мәсилә: һазир «Ким болисән?» дегән соалға «Почтальон болимән!» дәп җавап беридиған яшлар қалдимекин?!

***
Һәммимизгә мәлумки, почта хизмити қайси заманда болмисун өз әһмийитини йоқатқини йоқ. Инсан билән инсан, әл билән әл арисидики бағлиништа почта хизмити һәрқачан муһим васитигә айланған. Бүгүнму шундақ. Һөрмәтлик дәм елиштики почтальонларниң пикрини тиңшап, почта тарихиға нәзәр ташлиғандин кейин «Қазпочта» АҖ Уйғур наһийәлик шөбисиниң бүгүнки паалийити билән тонушуш мәхситидә Бәхитҗан Турсуноғлиниң пикригә қулақ салдуқ. 2000-жили «Қазпочта» АҖ наһийәлик шөбисиниң башлиғи лавазимиға тайинлинип, та бүгүнки күнгә қәдәр ушбу хизмәттә әмгәк қилип келиватқан у жиллар билән вақиәләрни мончақтәк тизип, сөз башлиди:
– Мәлумки, 1999-жили 20-декабрьда елимиздики почта хизмити «Қазпочта» АҖ болуп қайта қурулди. Қазақстанда «Қазпочта» саһаси йеңидин җанлиниватқан пәйт еди. Алда чоң мәсъулийәт, көп мәшәқәт, өзгиришләрниң күтүп турғанлиғи ениқтин-ениқ. Қисқиси, қизиғиму, қийинчилиғиму мол хизмәтниң қир-сирини тонуп, Қазақстандики почта саһасиниң риваҗлинишиға биркишилик һәссәмни қошқум кәлди.
Шүбһисизки, у жиллири почта хизмитиниң әһвали дәл бүгүнкидәк болғини йоқ. Һазирқи нәтиҗигә йетиш үчүн почта саһасиниң хадимлири талай қийинчилиқларни, өзгиришләрни баштин кәчүрди. 2006-жилниң февраль ейидин башлап «Қазпочта» АҖ дөләтлик акцияси «Самруқ-Қазына» фондиға өтти. Почта саһаси 2003-жили қобул қилинған «Почта тоғрилиқ» қанунға мувапиқ, тез сүръәттә риваҗлинишқа башлиди. 2012-жилдин тартип, «Қазпочта» «Халықтық ІРОниң» брокерлиқ вә трансфер-агентлиқ хизмитини ишқа қошти. Ейтиш керәкки, 1874-жили 22 әлниң тәшәббуси билән қурулған дуниявий почта иттипақиға бийил 146 жил толиду. Бүгүнки күндә у – аләмниң 130 елиниң почта хизмитини уйғунлаштуридиған вә дунияниң булуң-булуңида почта хизмитиниң тәрәққий етиши билән йеңилинишиға иқбал қилидиған БМТниң хәлиқара тәшкилатлар системисиниң вәкилидур. Әң муһими, 1992-жилниң август ейидин етиварән бизниң елимизму ушбу иттипақниң әзаси болуп һесаплиниду.
– Әлвәттә, бүгүнки почта саһасиниң йеңилиқлирини қисқа вақит ичидә ейтип түгитиш мүмкин әмәс. Шуни зор мәғрурлиниш илкидә тилға алмақчимәнки, һазирқи вақитта Қазақстан почтисида 22 миң адәм хизмәт қилиду, 3200дин ошуқ бөлүмчә, 14 вилайәтлик шөбә бар. Әнди «Қазпочта» АҖ Уйғур наһийәлик шөбисидә 85 хадим бар. Уларниң тәңдин-толиси – почтальонлар. Маашиниң азлиғиға қаримай, улар өз хизмитидин ялиққан әмәс.
Бәхитҗан Турсуноғлиниң тәкитлишичә, «Қазпочта» АҖниң асасий стратегиялик бизнес-шериклириниң бири – «Хоум Кредит Банк» акционерлиқ җәмийитидур. Бизнес-реҗигә мувапиқ, почта бөлүмчилирини маддий-техникилиқ җәһәттин тәминләш ишлири яхшилинип, қол әмгигини көп һаҗәт қилидиған хизмәт түрлири автоматлаштурулуп, почтилиқ хизмәт көрситишниң мобильлиқ шәкиллири, мусапилик хизмәт көрситиш әмәлгә ашурулуветипту. Йәни, несийә төләш, «Сәлем теңге», «Western union», «Юнистрим» охшаш ахча авдуруш, барлиқ селиқ вә коммуналлиқ төләмләрни төләш – почта хизмитиниң аҗралмас бир қисмиға айланди. Бүгүнки таңда көплигән пенсионерлар билән бюджетлиқ мәһкимә хизмәтчилири пенсия вә маашини «Қазпочта» АҖ карточкиси арқилиқ алидекән.
– Йошурушниң һаҗити йоқки, йеза хәлқи көпинчә шәһәрләргә яки жирақ тәвәгә ахча йәткүзүштә йолувчиларниң ярдимигә сүйинип кәлмәктә. Көпчилик аһали «Қазпочта» арқилиқ пәқәт икки минутниң ичидә Қазақстанниң һәрқандақ йеригә ахча авдурушқа болидиғанлиғини чүшинип кәтмәйду. Шундақла жүргүзгүчиләр «Қазпочтиниң» барлиқ бөлүмчисидин йол жүрүш қаидилирини бузғанлиғи үчүн жәриманниң бар-йоқлуғи һәққидә әхбарат елип, уни нәқ ахча билән төләләйду. Авиа вә төмүрйол билетлирини елиш, «Хоум Кредит Банк», «Казкомбанк», «Жилстрой Сбербанк» арқилиқ депозит ечиш, «Хоум Кредит Банк» вә «Альфа Банктин» несийә елиш, телефон балансини толтуруш охшаш хизмәт түрлири – почта хизмитиниң мүмкинчиликлиригә ятиду, – деди Бәхитҗан Турсуноғли сөһбәтара.
2008-жилдин 2010-жилғичә, йәни икки жил арилиғида наһийәдики Сүмбә, Ақтам, Кәтмән, Шуңқар, Чарин, Таштиқарису йезилирида йеңи почта бөлүмчилириниң беналири қәд көтәрди. Наһийәдә 16 почта бөлүмчиси бар болуп, уларниң он төртигә POS-терминал қоюлған.
Биз босуғисидин атлиған наһийә мәркизидики «Қазпочта» бенасиға 2016-жили мурәккәп җөндәш ишлири жүргүзүлүп, униң биринчи қәвитидики операциялик залида «Электронлуқ новәт» орнитилипту. Наһийәдики почта бөлүмчилири вилайәт бойичә биринчиләрдин болуп хәлиққә автоматлиқ хизмәт көрситишкә башлапту. «Супермаркет посылок» хизмитиму шу жили ишқа қошулупту. Бу хизмәтниң өзгичилиги шуки, турғунларниң намиға әвәтилгән посылка һәққидә уларниң янфониға СМС учур әвәтилип, кейин улар почта арқилиқ өз-өзигә хизмәт көрситип, кәлгән посылкисини бемалал елиш имканийитигә егә болиду. Демәк, һазир наһийә турғунлири бурунқидәк новәттә турмайду, почта хадимлириға һаҗити чүшмәйду дегән гәп. Хуш қилидиған йәнә бир йеқимлиқ йеңилиқ, наһийәлик «Қазпочта» шөбиси бенасиниң сиртиға тәвлүк бойи ишләп туридиған «Қазпочта» банкоматиниң орнитилғанлиғидур.
Почтида җәми 49,05 штат бирлиги бар десәк, жуқурида тәкитлигинимиздәк, наһийәдә бу саһада 85 хадим хизмәт қилмақта. Униң ичидә аяллар – 78,0 пайизни, әрләр 22,0 пайизни тәшкил қилиду. Бүгүнки таңда наһийә мәркизидики почтальонларниң мааши оттура һесап билән 35 000 тәңгә, әнди йезилардики почтальонларниң айлиғи 15 000 —17000 тәңгиниң арилиғида екән. Әлвәттә, бу өз вақтидики үч йүз тәңгилик айлиқ билән селиштурғанда хелә көп болсиму, һазирқидәк қиммәтчилик заманда йәнила аз.

***
Хош, жуқурида сөз болған йеқимлиқ йеңилиқлар билән заманивий өзгиришләрни жигирмә жилдин буян «Қазпочта» АҖ наһийәлик шөбисини башқуруп келиватқан Бәхитҗан Бәхтахуновниң әмгигиниң йемиши десәк, мубалиғә болмас. Сәвәви, хәлқимиздә «Һарвуниң алди чеқи қаяққа маңса, кәйни чеқиму шу яққа маңиду» дегән тәрбийәвий әһмийити жуқури ибарә бар. Шундақ екән, сөз ахирида узун жиллардин буян почта тизгинини қолға елип, бүгүнки таңда һөрмәтлик дәм елиш йешиға йетип, әлгә биркишилик әмгиги сиңгән Бәхитҗан Турсуноғлиниң тәрҗимиһалиға тохталсақ, ошуқ болмиса керәк.
Бәхитҗан Бәхтахунов, 1957-жили Уйғур наһийәсиниң Ғалҗат йезисида туғулған. 1974-жили Ғалҗат оттура мәктивини тамамлиғандин кейин, Ташкәнтики хәлиқ егилиги институтиниң «малийә – ихтисат» факультетини 1978-жили муваппәқийәтлик тамамлап, дәсләпки әмгәк йолини СССР Дөләт банкиниң Чонҗа бөлүмчисидә ихтисатчи болуп ишләштин башлайду. Ишқа киргинигә 4 ай толғанда, һәрбий хизмәткә чақиртилип, 1980-жилғичә Вәтән алдидики борчини өтәп қайтиду. Андин Уйғур наһийәлик дөләтлик банкида несийә инспектори, 1986-жилдин 1992-жилғичә наһийәлик «Агроөнеркәсіп» бирләшмисидә баш малийәчи болуп ишлисә, 1992-жилдин 1994-жилғичә «Интеринвест» банкиниң наһийәлик шөбисиниң, 1994-жилдин 1995-жилғичә «Әділет» банкиниң наһийәлик шөбисиниң башлиғи хизмитидә болиду. 1995-жилдин 2000-жилғичә «HALYK» банкиниң наһийәлик шөбисиниң башлиғи хизмитидә ишләп, 2000-жили «Қазпочта» АҖ наһийәлик шөбисиниң башлиғи лавазимиға тайинлиниду.
20 жил аз вақит әмәс. Демәк, Бәхитҗан Бәхтахуновниң мошу җәриянда қолға кәлтүргән утуқлириму йетәрлик. Атап өтсәк, у икки мәртә ҚҖ Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң Тәшәккүрнамиси вә ҚҖ транспорт вә коммуникация министриниң Һөрмәт грамотиси, шундақла ҚҖ мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң һәм «Қазпочта» АҖ башқармиси рәисиниң, вилайәт вә наһийә һакимлириниң ярлиқлири, Nur Otan партиясиниң тәшәккүрнамилири билән тәғдирләнгән. У шундақла «Қазақстан маслихаттарына 20 жыл» тәвәллудлиқ медали, ҚҖ Әхбарат вә коммуникацияләр министрлигиниң «Үздік байланысшы» бәлгүси, Қазақстан әхбарат хадимлири кәспий иттипақиниң медали, ҚҖ кәспий иттипақлар федерациясиниң «Кәсіподақтарға сіңірген еңбегі үшін» бәлгүси билән мукапатланди. Аталған утуқларниң һәммиси униң өз кәспиниң маһири екәнлигидин далаләт бәрсә керәк.

Ахирида шу нәрсини алаһидә қәйт қилғум келиду: Кеңәш дәвридә чүширилгән мультфильмлар һазирғичә аммибап. Болупму, униңдики қәһриманлар ривайәткә айланди. Мәсилән, шуларниң бири – «Почтальон Печкин». Велосипед минип, дүмбисигә йоған сумкисини артивелип жүридиған қәһриман қияпитиниң көпчиликниң ядида та бүгүнгичә сақлинип қелишиниң өзи чоң әһмийәткә егә. Сәвәви, телетамашибинниң қәлбигә йол тапқан бу мультфильмда почта хадимлириниң шәрәплик әмгиги тәсвирләнгән. Хуласиләп кәлгәндә, мультфильмдики қәһриманларни дәп, һаяттики һәқиқий қәһриманларни әстин чиқирип қоймайли, демәкчимән. Чүнки һәқиқий қәһриманлар йенимизда жүриду, әмәсму.

Уйғур наһийәси.

 

470 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы