• Саламәтлик сақчилири
  • 22 Қазан, 2020

Балиларниң хошаллиғи һәммидин қиммәт

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Уйғур авази»

С.Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университетиниң йенидики «Ақсай» клиникиси елимиздики әң чоң көпсаһалиқ балилар ағриқханиси болуп һесаплиниду. Мәзкүр ағриқханиниң паалийәт жүргүзүватқиниға бийил 65 жил толуватиду. Ағриқханида балиларниң үз-иңәк, урологиялик, һәрхил туғма потологияләрни, умумән, еғир ағриқларни давалайду. Бу ағриқханиға пүткүл җумһурийәттин еғир бемар балилар кәлтүрүлиду. Әгәр ағриқ җиддий болған һаләттә бемарлар санавиация билән йәткүзүлүши мүмкин. Мәзкүр ағриқханида иҗтимаий тәминати төвән аилиләргә тәәллуқ, балилар өйлири вә интернатларда тәрбийилиниватқан балилар һәқсиз давалиниду. Шуңлашқа бу ағриқханини елимизда тәңдиши йоқ ағриқхана десәк, мубалиғә болмас.
Мәлумки, «Ақсай» университет клиникисида йетәкчи бөлүмләрниң бири — ортопедия бөлүми. Мәзкүр бөлүмдә балилардики омуртқа ағриқлиридин ташқири туғма қол-аяқ, артуқ бармақ яки қошулуп кәткән бармақлар ағриқлири, сунуқтин кейин хата тутуп қалған әһвалларға дуч кәлгәнләр вә башқиму җиддий ағриқлар давалиниду. Һәр жили мәзкүр бөлүмдә йүзлигән бала давалинип чиқиду. Ортопедия бөлүмини тонулған хирург, миңлиған балиларға саламәтлик һәдийә қилған «алтун қоллуқ» дохтур Һесамдун Һәрәмов башқуруп келиватиду. Һазир Һесамдун Исламов «Ақсай» клиникиси базисида балилардики сколиозниң әң еғир түрини операция қилишни қолға алди. Мундақ қийин операцияләр илгири пәқәт Нур-Султан шәһиридила әмәлгә ашурулатти. Әнди Алмута шәһири вә Алмута вилайитиниңла әмәс, шундақла елимизниң җәнубий регионида яшаватқан балиларни әйнә шу еғир ағриқтин давалаш имканийити пәйда болди.
— Бу наһайити қийин операция һесаплиниду, — дәйду Һесамдун биз билән болған сөһбәттә. — Операция 3-4 саат, һә бәзидә, 7-8 саатқа созулиду. Бу операция давамида балиниң омуртқисиға металлдин мәхсус конструкция орнитилиду. Әгәр организм өзигә ят нәрсини қобул қилмиса яки ағриқ пәйда қилса, у вақитта бу металл конструкция қайта орнитилиду. Әксичә болғанда, йәни организм үчүн һечбир зәхмә йәтмисә, бир өмүр балиниң организмида болиду.
Мошу йәрдә сколиоз ағриғиға чүшәнчә бериш тоғра болса керәк. Сколиоз – бу адәм омуртқисиниң шәклиниң өзгириши. У туғма болуши мүмкин. Шундақла балиниң өсүши җәриянида яки омуртқа еғир зәхмә алғандин кейин пәйда болуши еһтимал. Бу кесәллик оғул балиларға қариғанда қизларда көп учришиду. Ағриқ адәмниң ички органлириниң ишиға сәлбий тәсирини йәткүзиду. Шундақла психологиялик һәм эстетикилиқ җәһәттинму нақолай әһваллар пәйда қилиду.
— Бу ағриқ билән ағриғанларниң 85 — 90 пайизи қизлар, — дәйду Һесамдун. — Әгәр вақтида һәм дурус даваланмиса, қәдди-қамити өзгирип дүмчәк болуп қелиши мүмкин. Мана йеқинда бизгә бир қиз келип чүшти. Тәкшүрсәк, униң омуртқиси АҚШ доллириниң бәлгүси, йәни «S»қа охшап қапту. Әндила өсүп келиватқан қиз үчүн бу әһвалниң қанчилик еғир болғанлиғини ейтмисақму чүшинишлик. Шуңлашқа қизлар үчүн психологиялик һәм эстетикилиқ турғидин қариғанда наһайити қийин. Улар өзлирини җәмийәттин чәткә тартиду, тәңтушлири билән арилишиштин қалиду. Әнди операциядин кейин мошундақ һаләткә чүшүп қалған қизларниң мүҗәз-хулқи, дунияға, әтрапидикиләргә болған көзқариши тамамән өзгириду. Бу операцияниң қийинлиғи вә еғирлиғи шуниңдин ибарәтки, омуртқиға мәхсус металл конструкциясини орнатқанда һәрбир шуруп, йәни винтни ениқ бир йәргә киргүзүш лазим. Әгәр хирург бир миллиметрға хаталишип қалса, бемарниң жулуниға зәхмә йетип, бемарниң бир өмүр нака болуп қелиши еһтималдин жирақ әмәс. Шуңлашқа биз операция пәйтидә наркозни вақитлиқ тохтитип, бемарға путини һәрикәткә кәлтүрүшни сораймиз. Әгәр бемар һәрикәт қилалиса, демәк, операция утуқлуқ болуватиду дегәнликни билдүриду. Әнди чәт әлләрдә болса, мошундақ әһвалларда қоллинилидиған “нейромониторинг” дегән йеңи технология бар. Операция пәйтидә у жулунға қошулиду. Әгәр хирург у яки бу нервларға тегип кәтсә, дәрһал «хәвәр» бериду. Һазир уни сетивелиш үчүн буйрутма берип қойдуқ. Клиникимизда мошундақ ағриқларни давалашниң йәнә бир алаһидилиги, биз пәқәт операция биләнла чәклинип қалмаймиз. Операциядин кейин бемарни толуқ реабилитация курсидин өткүзимиз. Турушни, меңишни, нәпәс елиш гимнастикисини, омуртқа үчүн гимнастикиларни үгитимиз. Шуниңдин кейин бемарлар сәллимаза сақийип чиқиду, йәни адәттики һаят тәризигә көчиду. Алаһидә тәкитләш лазимки, мошу җиддий операциядин кейин қизлар ана болуш бәхтидин мәһрум болмайду. Буму наһайити муһим.
Мән жуқурида ейтқинимдәк, бемарниң омуртқисиға биз мәхсус металл конструкцияни орнитимиз. Биз алдин-ала компьютерда омуртқиға киргүзүлидиған һәрбир винтниң бурулмисини һесаплаймиз. Шуниңға қарап буйрутма берилиду һәм улар титандин ясилиду. Қошумчә қилсам, бу пәқәт қийин вә җиддийла әмәс, шундақла қиммәт операция һесаплиниду. Шуңлашқа дохтурларниң тәҗрибиси вә кәспий маһарити чоң роль ойнайду. Мән башқуруватқан ортопедия бөлүминиң дохтурлири мошу қийин ишниң һөддисидин шәрәп билән чиқиватиду. Чүнки балиларниң хошаллиғи биз үчүн һәммидин қиммәт.
Тәкитләш лазимки, Һесамдун Һәрәмов - елимиздә әйнә шундақ җиддий операцияни қилидиған бармақ билән санавалидиған тәҗрибилик дохтурларниң бири. У 2012-жили «Қазақстан Республикасы денсаулық сақтау ісінің үздігі» бәлгүси вә С.Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университетиниң күмүч медали, шундақла Қазақстанниң саламәтликни сақлаш саһасиға сиңдүргән әмгиги үчүн «Алтын дәрігер» медали билән мукапатланди. Мошу йәрдә Һесамдун Һәрәмовниң 2018-жили «100 йеңи исим» лайиһисидә ғалип чиққанлиғиниму әслитип өткүмиз келиду.

359 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы