• Йеңилиқлар
  • 22 Қазан, 2020

Мәхсәт — җәмийәтлик разимәнликни мустәһкәмләш

Ершат ӘСМӘТОВ,
“Уйғур авази”

Йеқинда Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң, Қазақстант Җумһурийити Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлигиниң уюштуруши билән вилайәтләр һәм Нур-Султан, Алмута, Чимкәнт шәһәрлири һакимийәтлири йенидики «Қоғамдық келісім» җумһурийәтлик дөләт мәһкимисиниң, шундақла ҚХАниң регионлардики қурулмилириниң паалийитигә заманивий менеджмент усуллирини киргүзүш бойичә методикилиқ кеңишиниң онлайн шәклидики кеңәшмиси болуп өтти. Униңға мәзкүр кеңәшниң җай-җайлардики рәһбәрлири билән вәкиллири қатнашти. Үч саат давамлашқан мәзкүр чарә-тәдбиргә Қазақстант Җумһурийити Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги йенидики «Қоғамдық келісім» җумһурийәтлик дөләт мәһкимиси рәисиниң орунбасари Хадиша Ерсеитова жүргүзүп олтарди.
Модераторниң киришмә сөзидин кейин Нур-Султан шәһәрлик һакимийити йенидики «Қоғамдық келісім» ҖДМниң мудири Нурал Айдашев «Хәйрихаһлиқ паалийәтни Қазақстан хәлқи Ассамблеяси вә тиҗарәтчиләр бирләшмиси арисидики иҗтимаий шерикликниң көрсәткүчи сүпитидә уйғунлаштуруш», Алмута шәһәрлик Достлуқ өйи паалийитини тәминләш бойичә башқарминиң баш эксперти Нурлан Мәуленов «Қазақстан хәлқи Ассамблеяси этномәдәнийәт бирләшмилириниң иҗтимаий әһмийәткә егә лайиһилирини әмәлгә ашуруш», ҖУЭМ йенидики «Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлиги» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси, ҚХА әзаси Рустәм Хәйриев «Этномәдәнийәт мәркизиниң паалийитидә хәйрихаһлиқни тәрәққий әткүзүш (җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң үлгисидә)», Шималий Қазақстан вилайәтлик һакимийити ички сәясәт башқармиси «Қоғамдық келісім» ҖДМниң мудири Ирина Литт «Шималий Қазақстан вилайитидики «Qazaqtany» лайиһисини әмәлгә ашуруш бойичә нәтиҗиләр», ҚХА Алмута шәһәрлик Анилар кеңиши рәисиниң орунбасари, «Ахыска» җумһурийәтлик түрк этномәдәнийәт мәркизи йенидики Анилар кеңишиниң рәиси Зульфия Хусеинова «Ахыска» түрк этномәдәнийәт мәркизи йенидики «Ахыска аяллири» җәмийәтлик бирләшмиси паалийитиниң асасий әвзәлликлири», Алмута вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Или наһийәлик Җәмийәтлик кеңәшниң рәисиниң орунбасари Роза Абилова «Алмута вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Җәмийәтлик кеңишиниң иш тәҗрибиси», җумһурийәтлик «Коре Ильбо» гезитиниң баш муһәррири Константин Ким «Коре Ильбо» гезити вә униң этносларара бошлуқтики роли», «Жаңғыру жолы» җумһурийәтлик яшлар һәрикити рәисиниң орунбасари, «Жарасым» җумһурийәтлик яшлар бирләшмисиниң рәиси, ҚХА әзаси Тимур Жумурбаев «Қазақстан хәлқи Ассамблеяси «Жаңғыру жолы» яшлар һәрикитиниң йеңи шәкилдики паалийити» мавзулирида докладлар оқуди. Шундақла регионлар вәкиллириниң баянатлири тиңшалди.
Кеңәшмә давамида натиқлар қатнашқучилар тәрипидин қоюлған соалларға җавап бәрди. Ахирида методикилиқ кеңәшмә иштракчилириниң пикир-тәклиплири инавәткә елинған һалда тегишлик қарарлар қобул қилинди.

524 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы