• Йеңилиқлар
  • 22 Қазан, 2020

Хәлиқ Nur Otanни қоллап-қувәтләйду

Иҗтимаий сәясий институти жүргүзгән социологиялик тәтқиқатларниң көрситишичә, қазақстанлиқларниң төрттин үч қисмидин ошуғи Nur Otan партиясини қоллап-қувәтләйду.
Иҗтимаий сәясий институти 3 – 12-октябрьда жүргүзгән социологиялик пикир сорашқа мәмликәтниң барлиқ регионлиридин вә җумһурийәтлик әһмийәткә егә шәһәрлиридин 6 800 қазақстанлиқ қатнашти. Тәтқиқат нәтиҗилири җамаәтчиликниң Nur Otan партиясини қоллап-қувәтләйдиғанлиғини вә униңға ишәнчә билдүридиғанлиғини көрсәтти.
Мәсилән, пикир сораш давамида респондентларниң 76,8 пайизи партияни қоллап-қувәтләйдиғанлиғини билдүрди. Шундақла уларниң 70,7 пайизи униң сәясий мәйданда риқабәтчиси йоқ дәп һесаплайду, пикри соралғанларниң 69,2 пайизи болса, мәмликәтниң тәрәққиятини пәқәт Nur Otan партияси билән бағлаштуриду.
Партияни қоллап-қувәтләштә мунчилик жуқури дәриҗиси пандемия вақтида аһалини қоллап-қувәтләшниң, әкис алақиниң вә җәмийәтлик қобулханиларниң онлайн-каналлирини күчәйтишниң, Елбасы вә Дөләт рәһбири тапшурмилирини орунлаш үстидин назарәт қилиш бойичә мәхсәтчанлиқ жүргүзүлгән ишниң нәтиҗиси болди.
Униңдин ташқири партия һәрбир ениқ вилайәт, наһийә, шәһәр вә йезиниң проблемилирини һәл қилишқа қаритилған ениқ чариләр билән дәсләпки қетим 216 регионлуқ сайлам алдидики программини ишләп чиқти. Бу программилар болуп өткән праймериз давамида аһали билән кәң муһакимә қилинди.
Ейтмақчи, праймеризниң өткүзүлүшиму партия рейтингиниң өсүшигә ярдәм қилди. Пикир сораш қазақстанлиқларниң 65,3 пайизиниң партиявий сайлам тоғрилиқ аңлиғанлиғини, уларниң 62 пайизиниң праймеризни “яхши әмәлият” һесаплайдиғанлиғини көрсәтти. Ички партиявий сайламда партия әзалириниң 84,2 пайизи сайлиғучи вәкил сүпитидә аваз бәрди, он миңдин ошуқ адәм намзат сүпитидә ройхәткә елинди, уларниң 55 пайиздин ошуғи шәһәрләр вә наһийәләр мәслиһәтлириниң тизимиға өтти.

510 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы