• Асасий мақалилар
  • 22 Қазан, 2020

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан Җумһурийити Парламентиниң Мәҗлиси вә мәслиһәт депутатлириниң сайлимини бәлгүләш тоғрилиқ мураҗиити

Һөрмәтлик вәтәндашлар!
Бүгүн мән Парламент Мәҗлиси депутатлириниң сайлимини бәлгүләш тоғрилиқ Пәрманни имзалидим. Мәркизий сайлам комиссиясиниң тохтами билән барлиқ дәриҗилиридики мәслиһәтләр депутатлириниң сайлими бәлгүләнди.
Алдики сайлам конституциялик қәрәлдә, 2021-жили 10-январьда өтиду. Барлиқ сәясий партияләрдә алдики сайлам кампаниясигә қатнишишқа тәйярлиқ көрүш, сайлам алдидики платформини тәйярлаш, партия инфрақурулумни мукәммәлләштүрүш вақти болди.
Мәркизий сайлам комиссияси вә Баш прокуратура сайламниң қанунийлиғи, очуқлуғи вә адаләтлигини сақлаш үстидин турақлиқ байқаш жүргүзиду.
Йеңи сайлам кампанияси башланғичә сәясий йеңилаш, көппартиявийликни тәрәққий әткүзүш вә елимизниң иҗтимаий-сәясий һаятиға гражданларниң қатнишишини кәңәйтиш чарилири көрүлиду.
Биринчи. “Қазақстан Җумһурийитиниң Парламенти вә униң депутатлириниң мәртивиси тоғрилиқ” конституциялик қанунға вә “Қазақстан Җумһурийити Парламентиниң комитетлири һәм комиссиялири тоғрилиқ” қанунға түзитишләрни киргүзүш арқилиқ Парламенттики оппозиция институтини җарий қилиш мәсилисини көздә тутидиған вә униң паалийитини тәртипкә кәлтүридиған өзгиришләр билән қошумчилар киргүзүлди.
Әнди Парламент Мәҗлиси турақлиқ комитетлириниң бир рәиси вә икки кативи парламенттики оппозиция депутатлири арисидин сайлиниду.
Шуниң билән парламенттики оппозиция бир сессия вақтида кам дегәндә бир қетим парламентлиқ тиңшаш өткүзүш бойичә тәшәббус көтириш һоқуқиға егә болиду. Шундақла бир сессия вақтида кам дегәндә икки қетим һөкүмәт саатиниң күн тәртивини бәлгүләйду.
Буниңда сәясий партияләр фракциялириниң рәһбәрлиригә Парламент палатилириниң бирләшкән мәҗлислиридә, Парламент Мәҗлисиниң умумий мәҗлислиридә, турақлиқ комитетларниң иш топлириниң мәҗлислиридә, парламент тиңшашлириға башқа чарә-тәдбирләрдә сөзгә чиқиш һоқуқи капаләтләндүрилиду.
Иккинчи. “Қазақстан Җумһурийитидики сайлам тоғрилиқ” Конституциялик қанунда вә “Сәясий партияләр тоғрилиқ” қанунда бизниң парламентлиқ әмәлиятимизда дәсләпки қетим партиявий тизимларда аяллар вә мәһсулат үчүн 30 пайизлиқ квота җарий қилидиған қаидиләр көздә тутулди. Бу норма аяллар билән яшларни Парламентқа вә йәрлик вакаләтлик органларға җәлип қилишниң нәтиҗидарлиқ механизмиға айлиниду вә бу уларниң мәмликәтниң иҗтимаий сәясий җәриянлириға техиму паал қатнишишиға ярдәм қилиду.
Үчинчи. Алдики мәслиһәтләр сайлими дәсләпки қетим партиявий тизим бойичә өтиду. Тәң үлүшлүк үлгә дуниявий демократик әмәлиятқа толуқ мувапиқ келиду, сәясий системиниң күчийишигә, демократияниң тәрәққий етишигә ярдәм қилиду, сәясий партияләрниң паалийитини җанландуриду.
Бу йеңилиқлар партияләргә мәмликәтниң сәясий системисида өз орнини мустәһкәмләш үчүн қошумчә имканийәтләрни бериду.
***
Таҗсиман вирус пандемиясиниң ақивити болған җиддий ихтисадий боһран нурғунлиған мәмликәтләрни өз ичигә алди вә пүткүл дуниявий ихтисатқа сәлбий тәсир қилди.
Мошу мурәккәп вақитта Қазақстан алдида нәтиҗидарлиқ боһранға қарши чариләрни көрүш, турақлиқ ихтисадий тәрәққиятни, гражданлиримизниң иҗтимаий хатирҗәмлигини тәминләш вә хәлиқниң паравәнлигини ашуруш вәзипилири туруватиду.
Мошу әвзәлликләр мениң Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбимдә әкис әтти.
Парламентниң вә йәрлик вакаләтлик органларниң йеңиланған тәркиви өзиниң асасий диққитини мәмликитимиздики иҗтимаий-ихтисадий ислаһатларни сүпәтлик вә қануний җәһәттин тәминләшкә қаритиду.
Алдимиздики сайлам мәмликәтниң сәясий йеңилинишини тәминләйдиған Қазақстанниң изчил демократияләштүрүш вә сәясий институтларни йеңилашниң қәтъий тәрәпдари екәнлигини йәнә бир қетим намайиш қилиду.
Бизниң умумий вәзипимиз – Қазақстанниң гүллиниши вә гражданлиримизниң хатирҗәмлиги. Қазақстан хәлқи наһайитии мурәккәп муһим тарихий пәйтләрдә бирлик вә җипсилиғини еғишмай көрсәтти. Һазирму хәлқимизниң дөләтни һәртәрәплимә йеңилашниң йеңи тарихий вәзиписини мунасип қобул қилидиғанлиғиға ишинимән. Қазақстан Мустәқилликниң 30 жиллиғи һарписида күчлүк болиду вә тәрәққиятниң йеңи басқучиға чиқиду.
Дөлитимизниң барлиқ гражданлирини актив гражданлиқ мәвқә көрситишкә вә алдимиздики Парламент Мәҗлиси һәм мәслиһәтләр сайлимиға җавапкәрлик билән қарашқа чақиримән.

2020-жил 21-октябрь

 

 

293 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы