• Романдин парчә
  • 29 Қазан, 2020

«Из»

(Ахири. Беши өткән санда).

Мәһәллиләрни кезип, өйләргә патиһә оқушти, яш-қери дегидәк нурғун кишиләр билән параңлашти. Қозғилаңчиларниң батурлуқлирини махташти. Бирақ, худди мәслиһәтлишивалғандәк, һәммисила гәп арисида «Қиш кириватиду, һайт-һуйт дегичә чиллиму кириду. Чилла ариси соғ күн, қәһри кәлсә қаттиқ күн. Илаһим, бу қиштин аман-есән өтүшни несип қилғай, әл аман, мәнму аман дәптекән, «һәммидин аманлиқ яхши» дегәнгә охшаш гәпләрни қилатти.
Әтиси әлчиләр қайтти, пәқәт Ли шу фу «Мән хәлпәмгә бирнәччә күн меһман болуп кетимән», дәп бирла һәмрайи билән қеп қалди. Бу һәмраму пухрачә кийингән еди.

6
Ли шу фу айрим өйгә җайлишивалғандин кейин таһарәт елип олтардидә, «Мениң өзләгә елип кәлгән йәнә бир соғитим бар» дәп қойнидин йешил товарға йөгәлгән бир нәрсини чиқарди. Бу қоюн дәптиридәк келидиған Қуръан еди. Төмүр хәлпә Қуръанни «Биссимиллаһ» дәп икки қоллап алди вә ләвлирини тәккүзүп көзигә сүрткәндин кейин, варақлашқа башлиди. Бу шундақ нәпис, гөзәл муқавиланған вә һәрбир бәтниң чөрисигә наһайити устилиқ билән рәңдар нәқиш ишләнгән Қуръан едики, һәрқандақ кишини өзигә ихтиярсиз җәлип қилатти.
– Бу Қуръан Кәримни җаңҗуң җанаплири булту һәрәмдин кәлгән һаҗилардин соратқузувелип, өзләргә соғат қилди, – деди Ли шу фу, андин өзиниң қоюн жәртиридин бир парчә қелин қәғәзни чиқирип, «җаңҗуң җанаплири мусулманларниң Қуръанға хәнзучә хәт йезилип қалмиғай дәп, бу минпәрни айрим әвәтти» деди. «Минпәр» дегини Яң җаңҗуңниң исим-фамилия вә мәнсәп намлири йезилған открытка болуп, униң арқисиға «Бу Қуръан бурадирим Төмүргә мәдһийә» дегән сөзләр йезилған еди. «Бу Яң җаңҗуңниң өз қәлими» дәп қошуп қойди Ли шу фу күлүп туруп. Андин «Өзләгә язған салам хетиму бар» дәп чоң сериқ липапни узатти, липапиға «Уйғур мусулманлиридин чиққан Төмүр батурға» дегән сөзләр чоң қилип йезилған еди.
– Яң җаңҗуң, мени Үрүмчигә әпчиқип немә қилидекән? – деди Төмүр хәлпә хәтни диққәт билән оқуп чиққандин кейин...
– Чоң мәнсәп бәрмәкчи, дарин қилмақчи, дарин қилғандиму, қуруқ өстәңгә мирап әмәс, қолида чериги бар, десә гепи өтидиған, атса оқи йетидиған дарин қилмақчи. Бу Худайимниң өзләгә бәргини, – деди Ли шу фу мулайимлиқ билән.
– Яқ, мән әл-жутумдин айрилмаймән. Мисирниң падишалиғидин кәнанниң гадалиғи яхши. Униң үстигә, Яң җаңҗуң мени немишкә қозғилаң қилғанлиғимни яхши билидекәнғу, шунчә ишни тәвритип қоюп, нәгә барғидәкмән.
– Мән – әлчи, әлчигә өлүм йоқ. Аманәтни йәткүздүм, тәғдирсиз қил тәвримәй дәп, қалған ишлар Худаниң тәғдири билән болиду, – деди Ли шу фу. Андин Төмүргә техиму йеқинирақ сүрүлүп, “һазирқи әһваллардин хәвәрлири барму?” дәп сориди.
– Қайсини дәйдила?
Шуниңдин кейин, Ли шу фу Җуңхуа мингуниң һазирқи президенти Йүән шикәйниң пүтүн мәмликәт миқиясида Суңҗуңсән тәрәпдарлириға қарши жүргүзүлүватқан сәяситини, болупму чегара районлардики ваң-гуңларниң һоқуқини сақлап қелиш, ваңларниң орниға тәгмәслик һәққидә мәхсус буйруқ чүшәргәнлигини, шуниң үчүн, Шамәхсут ваңни өрүветиш дөләт сәяситигә хилап екәнлигини, әгәр бу пикирдә қаттиқ турса, Қумулдики қозғилаңға мәркизий һөкүмәтниңму қол тиқип қойидиғанлиғини, Яң җаңҗуң «хәлиқпәрвәр» болғанлиғи үчүн, пухралар җапа тартип қалмисун, дәп бу ишни течлиқ билән һәл қилишқа бәл бағлиғанлиғини, әгәр Төмүр хәлпә мақул көрсә һөкүмәт тәркивидә әмәл тутуп, өмүрбойи раһәттә өтидиғанлиғини, Шамәхсут ваңниму инсапқа кәлтүрүп, алваң-ясақларни зор дәриҗидә азайтиш мүмкинлигини узундин-узун чүшәндүрди.
– Бу ишни течлиқ билән түгитимән дегән адәм немишкә Һапиз йиңҗаң, Нияз йиңҗиң вә Ма йиңҗаңларни нурғун черик билән Қумулға әвәтиду? – деди Төмүр хәлпә.
– Төгә қанчә, йеғири шунчә дәп, җаңҗуң җанаплириниңму өзигә лайиқ дәрди бар, Үрүмчидики бәзи әмәлдарлар җаңҗуң җанаплирини Да зуңтуңға әризә қипту, Төмүр қозғилиңиға юмшақ қоллуқ қилди дәп, шуңа дазуңтуң әгәр Төмүр әл болмиса черик чиқириңлар дәп ярлиқ әвәтипту. Җаңҗуң җанаплири ярлиқни ада қилмиса болмайду?
Ли шу фу «черик», «ярлиқ» дегән сөзләрни салмақ билән ейтти. Андин мундақ деди:
– Хәлпәм, биз – дин қериндаш, бизниң Худайимиз бир, пәйғәмбиримиз бир, Кәәбимизму бир, өзләрниң қарап туруп, бизә палакәткә учрап қелишлириға чидимаймән. Мән Үрүмчидики вақтимда, бу йәрдики һәммә әһвалларни аңлидим. Өзләгә дәсләп қол бәргән сәйпуң Тохтидин кәлгән вапа шунчилик бопту. Қалғанларниң көңлидә немә җин барлиғини Худайим билиду. Мән әлчи болуп келишни җаңҗуң җанаплиридин өзәм соридим, мәхситим, өзләгә һәммә гәпни ейтип, дин қериндашлиқ меһримни билдүрәй, бир тәқвадар қериндишимиз қарап туруп палакәткә учқашмисун деведим. Қалғанларниң алдида һәммә гәпни ейтқили болмайду дәп, уларни кәткүзүвәттим. Маңа ишәнсилә шу, “яқ” десилиму ихтиярлири, убдан хиял қилип бақсила. Мән бирнәччә күн туруп турай.
Бу гәпләр Төмүр хәлпини хиялға селип қойди. Ли шу фу өз сехириниң униңға тәсир қилғанлиғини көрүп, ич-ичидин хошал болди вә шу күндин башлап, Төмүр хәлпини өзигә техиму рам қилишқа киришти. У һәр күни йерим кечидә қопуп, әстаидил һалда таһарәт алаттидә, намаз бамдатқичә шам йоруғида қуръан оқатти. Бешиға чирайлиқ сәллә орап, бәш вақ намазниң һәммисидә җамаәт билән мечитта болатти. «Худалиқ үчүн» дәп он парчә кигиз сетивелип, мечитниң җәйнимазлирини йеңилап чиқти. Яш мәһримини бир қетим намаз шамға кечиккини үчүн җамаәт алдида тәнбиһлиди. Күндүзлири чоң-кичик демәй, һәммәйлән билән достларчә һал-муң қилишип, дәрдигә ортақлишатти. Хәлиқ Шамәхсут ваңдин көргән зулумлирини ейтқанда «Айниң он бәши қараңғу, он бәши йоруқ» дәп, әнди йоруқчилиқ көрисиләр, он икки тағни өзүңлар сорайдиған қилимиз» дәтти. Төмүр хәлпиниң аилисигә болса, һәр икки күндә дегидәк бир қетим келәтти. Төмүр хәлпиниң балилириға қәнт-нават берип, уларни әркилитәтти.
Бир күни Ли шу фу Баситни қучиғида ойнитип олтирип: «Бу қизимниң чечи бир тал екәнғу» деди. Дәрвәқә Зорихан айла бу күнләрдә Баситниң бой тартиватқинини көрүп, «Яман көзләрдин» асраш үчүн, униңға қиз баличә пахтилиқ чапан кийдүрүп қойған еди. Басит Ли шу фуниң ағзидин чиққан «қиз» дегән сөзни аңлаш билән униң қучиғидин белиқтәк суғирилип чиқтидә, талаға қачти. Ли шу фу күлгән пети қарап қалди. Зорихан айланиң өзидин қечип жүргинини көрүп: «Өзлә мениңдин бир яш чоң екәнла, айламни “йәңгәм” десәм болғидәк. Бизниң жутларда йәңгиләр өз инилиридин қачмайду. Өзлә билән һәм қериндаш, һәм җан дост болуп қалдуқ. Әнди йәңгәм мениңдин қачмисиму болар» дәп күлди. Төмүр хәлпиму күлүп қойди.
Һәптә он күн өткәндин кейин, Ли шу фу шәһәргә кирип чиқмақчи болғанлиғини ейтти. Әнсари башлиқ үч жигит уни шәһәрниң йениғичә узитип барди.
Ли шу фу кәткәндин кейин, Төмүр хәлпә өз һәмралири билән бирқанчә қетим кеңәш өткүзди. Улар ахири ваңлиқ түзүмни йимирип ташлашниң һазирчә мүмкин әмәслигини нәзәргә елип, “әгәр Шамәхсут һәммә шәртлиримизгә униса, ярашсақ яришайли” дегән қарарға келип қалди.

7
1913-жили кирип, йәр-зимин қелин қар билән қапланған чиллә күнлиридә, зимистан соғниң чаяндәк чеқип турушиға қаримай, Ли шу фу бөрә-түлкә җувилириға мәккәм оралған әлчиләрни башлап, йәнә таққа кәлди. Әлчиләр мора билән исситилған өйдә, убдан шорпилинип, һадуқ елишип болғандин кейин, Яң җаңҗуң намидин Төмүр хәлпигә кәлгән телеграммини оқушқа башлиди. Телеграммида Төмүр хәлпигә Үрүмчидә турушлуқ уйғур-мусулман 3-атлиқ батальониниң командирлиқ мәнсиви вә икки йүздин бәш йүзгичә черик сақлаш һоқуқи берилгәнлиги җакаланған. Җүмлидин Шамәхсут ваңға қозғилаңчиларниң тәләплирини қобул қилиш һәққидә мәхсус мәктүп әвәткәнлиги әскәртилгән. Ли шу фу телеграммини оқуп болуш билән һәммә әлчиләр орунлиридин туруп, Төмүр хәлпини мубарәклиди.
– «Гүрүчтин хәвәр йоқ, сәвзә дәм йәпту» дәп, җаңҗуң җанаплири бәк алдирап кетипту. Мән техи көңлүмни тохтатқиним йоқ. Бу гәпни кейин қилишайли, – деди Төмүр хәлпә мориға бир тал отун ташлап.
– Бопту, өзлә немә десилә шу, – деди Ли шу фу чирайини қилчә өзгәртмәй.
Шуниңдин кейин, сөһбәт башлинип, Төмүр хәлпә қозғилаңчиларниң тәләплирини оттуриға қойди. Һәрбир мадда үстидә талаш-тартишлар болуп, ахири үч күнлүк сөһбәт нәтиҗисидә мундақ келишим һасил қилинди:
Биринчи, өткән ишлар, җүмлидин Йи шиңфуниң өлүми сүрүштә қилинмайду;
Иккинчи, «Төмүр чарва» түзүми бекар қилинип, Шамәхсут ваң малчиларға тегишлик һәқ төләйду;
Үчинчи, деханларниң Шамәхсут ваң вә униң бәглиригә һәр айда йәттә күн алваң қилидиған ясақ мәҗбурийити икки күнгә өзгәртилиду. Ямулларниң башқа алваң-сәйсилириму азайтилиду;
Төртинчи, он икки тағни қозғилаңчилар өзи идарә қилиду; өзиниң қоғдашқа мәлум санда қурал қалдурулғандин ташқири, қалған қурал-ярақларни һөкүмәткә тапшуриду;
Бәшинчи, шәһәр вә йезиларда қозғилаңчилар билән алақә бағлиған дәп, Шамәхсут ваң тәрипидин қамалған әллик төрт киши дәрһал бошитилиду;
Алтинчи, Һашир тәйҗи мәнсәптин қалдурулуп, орниға башқа тәйҗи қоюлсун;
Йәттинчи, мәзкүр келишим уйғур-хәнзу тиллирида үч нусха пүтүлүп, бири җаңҗуң ямулда, бири Шамәхсут ваңда, бири Төмүр хәлпидә сақлиниду.
Бу келишимгә Шамәхсут ваң бир тәрәп, Төмүр хәлпә бир тәрәп болуп қол қойидиған болушти. Ли шу фу Яң җаңҗуң намидин, Бәй винчав Қумул йәрлик һөкүмәт намидин икки тәрәпни яраштурғучилар сүпитидә, қалған әлчиләр шаһитлар сүпитидә қол қоймақчи болди.
Бирақ, қол қойидиған чағда, Төмүр хәлпә «Авал Шамәхсут ваң қол қойсун, зиндандикиләрни бошатсун, Һашир тәйҗини мәнсәптин қалдурсун, андин мән қол қойимән» дәп турувалди, Ли шу фу бу шәрткиму дәрһал разилиқ билдүрүп, Шамәхсут билән Бәй винчавға хәт язди вә хәтни келишим нусхилириға қошуп, өзиниң мәһрими билән Аманқулдин шәһәргә маңғузди. Улар төрт күндин кейин, Шамәхсут билән Бәй винчавниң тамғилири бесилған келишим қәғәзлирини, шуниң билән биллә, Шамәхсутниң мәхсус мәктүбини елип қайтип кәлди. Шамәхсут өз хетидә зиндандикиләрни шәртсиз бошатқанлиғини, Һашир тәйҗиниң орниға орда бәглиридин Йүсүп бәг дегән кишини тәйҗи қилғанлиғини җакалиған еди. Аманқул бу ишларни өз көзи билән көргәнлигини ейтти.
Шуниңдин кейин, Төмүр хәлпә келишимгә қол қойди. Андин, Ли шу фу башлиқ әлчиләрниң һәммиси тамға-мөрлирини бесишти. Новәт Үвәйс әлъәмгә кәлгәндә, у худди қаттиқ уйқидин чөчүп ойғанған кишидәк теңирқап қелип, анар шәклидә оюлған күмүч мөрини тәтүр бесип қойғили тас қалди. Чүнки Һашир тәйҗиниң орниға орда бәглири ичидә бирқәдәр дурус адәм дәп тонулуп кәлгән Йүсүп бәгниң тәйҗи болғанлиғи уни қаттиқ вәһимигә селип, пикри-хиялини териқтәк чечивәткән еди. Униң ойичә, Һашир тәйҗиниң орниға Қезибәг ғоҗа тәйҗи болуши лазим еди, ундақ болғанда, өзигә һечқандақ дағ жуқматти. Әндиликтә болса, һәр икки һимайичисидин айрилип қалди. Әһвалдин қариғанда, Шамәхсут ваң булту яз Чйән дарин Ақчуқ сейидики җәңдә өлгән чериклири үчүн һелиқи бутханида матәм мәрасими өткүзгән күни йүз бәргән вақиәни унтумиған охшайду, у күни Чйән даринниң чериклири Шамәхсутқа оқ чиқирип, етишвазлиқ башлинип кәткәндә, Һашир тәйҗи билән Қезибәг ғоҗа Шамәхсутни қоғдашниң орниға, уни ялғуз ташлап, қечип кәткән әмәсмеди, шундин буян, Шамәхсут бу иккисигә тамамән ишәнмәс болуп қалса керәк, демәк, Һашир тәйҗи билән биллә Қезибәг ғоҗиму, Шамәхсут ваңниң нәзәридин чүшүпту. Бу яхшилиқниң аламити әмәс, униң үстигә, Йүсүп бәг әһли илимға һөрмәт қилидиған киши, болупму, Норуз дамоллини көпирәк иззәтләтти. Әнди, Норуз дамолла өзиниң келини Қаракөз айланиң қатиллирини сүрүштүрүп қайта әризә бәрсә, Йүсүп тәйҗиниң бу ишқа әстаидил қол тиқип, Һашир тәйҗиниң сирини ечип ташлиши, нәтиҗидә Үвәйс әлъәмниңму бу ишқа четилип қелиши тәбиий. У чағда, әлъәмлиқ мәнсиви түгүл, униң җениму хәтәрдә қалиду. Үвәйс әлъәм әйнә шуларни ойлап, өзини һалакәт гирдавида һис қилатти вә шу күндин башлап, жүрәк санчиғи қозғилип, тави йоқ болуп қалди.

8
Әнди Ли шу фуниң алдида икки чигиш түгүн қалған еди. Бири, қурал-ярақни қандақ қилип жиғивелиш, иккинчиси, Төмүр хәлпини Үрүмчигә чиқишқа қандақ қилип унитиш. У иккинчи түгүн йешилсә, биринчи түгүн өзлүгидин йешилип кетиду дәп ойлатти. Шуниң үчүн ахшими Төмүр хәлпә билән йәнә параңлишишқа пурсәт тепип, Үрүмчигә чиқишниң әһмийитини узундин-узун чүшәндүргәч, мундақ деди:
– «Икки қошқарниң каллиси бир қазанға патмас», дегән гәпни унтуп қалмисила. Қумулда туридиған болсила, биринчидин, Шамәхсут ваң билән һечқачан убдан өтәлмәйдила. У қачанла болмисун, өзләни патқузмайду. Өч елиштинму янмайду; иккинчидин, «Йеға яндин, бала қериндаштин» дәп, Қара Босуққа охшаш адәмләр өзләни теч қоймайду? Өркүни «Он икки тағни өзәңлар сорисаңлар, ким жут беши болар» дәп уни гәпкә селип бақтим, «Төмүр акам билән мәнчу!» дәйду қарисила! Мундақ немиләрни арисида җанлирини қийнап жүргичә, Үрүмчигә берип, бәш йүз черикниң беши Төмүр дарин болуп жүрмәмла, Нияз йиңҗаң – нидарин, Һапиз йиңҗаң адарин болуп жүрмәмду? Өзлә дегән улардин миң артуқ, кейинчә мәнсәплири техиму өсиду.
– Мениң мәхситим мәнсәпдар болуш әмәс. Он икки таққа баш болувелишму әмәс. Мән бир яғашчи, мәнсәпниму қамлаштуралмаймән. Әл-жут убдан өтсила болди.
– Һә бәлли, әл-жут убдан өтсун десилә, оттура қолдәк әрләрдин бирнәччә йүзиниң қолиға милтиқ тутқузуп, Үрүмчидә турсила техиму убдан болмамду? Қачанла болса, Яң җаңҗуңниң йениға кирип-чиқалайдила. Һәрқандақ гәп болса, у кишигә ейталайдила. Қумул хәлқиниң бешини шу йәрдә туруп техиму убдан силалайдила, әл-жутму “Үрүмчидә бизниң атимиз бар” дәп, көңли-қарнини тоқ туталайду. Шундақ әмәсму? Мән өзләгә қиямәтлик дост болғанлиғим үчүн, қосиғимдики гәпни бизәму әпқалмай, һәммини ейттим ака!
Төмүр хәлпини йәнә хиял басти. У өз адити бойичә, сол еңигини татлап бирдәм җим олтардидә, андин деди:
– Һәй, бу Яң җаңҗуңниң гәплиригә ишәнгили боларму? Яхши күнниң яминида гепидин йенивалса, қандиқ қилғулуқ?
– Маңа ишинәмдила-йоқму? – деди Ли шу фу Яң җаңҗуңниң «Сиз ахирқи козерим болисиз» дегән гепини йәнә бир әсләп, Төмүр хәлпиниң билигидин тутқан пети.
– Өзләгә ишинимән.
– Маңа ишәнсилә, әзбирайи Худа, Яң җаңҗуңғиму ишәнсилә. Мән Қуръан тутуп берәй!
Төмүр хәлпә «Қуръан» дегән сөзни аңлап Ли шу фуниң көзигә тикилип қариди.
– Растму, растинла Қуръан тутуп берәләмдила! – деди.
— Әзбирайи, тәритим билән пак олтириптимән, һазирла тутуп берәй! Яқ, җамаәт шаһит болсун десилә, Қуръанни көпчиликниң алдида тутуп берәй!
– Әмсә, таң атсун, – деди төмүр хәлпә разилиқ берип.
Әтиси намаз бамдат оқулуп болғанда, биринчи сәптә олтарған Ли шу фу орнидин туруп, мечит меһрапиниң йенидики оюқта турған чоң бир Қуръанни биссимила ейтип қолиға алди вә пешанисигә тәккүзүп болуп, көпчиликкә мундақ хитап қилди:
– Җамаәт! Мән һазир Аллаһниң өйи болған бу мәсчиди мубарәктә һәрқайсилириға наһайити йочуң бир гәпни ейтимән. Мән Аллаһ таалани бир, Муһәммәт мустапа салалаһу әләйһиссаламни Аллаһни бизгә әвәткән һәқ рәсули дәп, дилим билән тәстиқ вә тилим билән иқрар қилип, мәһшәр күни җавап бәргүчи бәндилигим билән шуни ейтай; Яң җаңҗуң җанаплириниң Төмүр хәлпәмни Үрүмчигә чиллишида қилчә яман нийити йоқ. Һәммиси әл-жутниң аманлиғи үчүн. Бу гепим ялған болса, мана қолумда турған мошу улуқ Қуръан Кәрим мени урсун. Қиямәт күни һәммилириниң қизил тирниғи пеқирниң яқисида болсун!
Фиң һи орнидин туруп, Ли шу фуниң қолидин Қуръанни алди.
– Мән қери адәм, икки күнлүк өмрүм қалди. Ли ларин һазир ейтқан гәпкә шаһит болимән. Мәнму Қуръан тутуп берәй, – дәп қолидики Қуръанни пешанисигә тәккүзди.
– Мән Қумул мәһкимәий шәриәтниң әлъәми болғиним билән қәсәмяд қилип ейтимәнки, Ли дарин җанаплириниң ейтқанлири бәтамамән һәқтур. Мән буниңға иманим билән шаһит. Шаһитлиғим ялған болса, мени Қуръан урсун, – деди Үвәйис әлъәм, Фиң һаҗиниң қолидин Қуръанни елип.
Қалған әлчиләрму орунлирдин туруп «һәқ, һәқ» дейишти.
Шуниңдин кейин, Төмүр хәлпә Үрүмчигә беришқа рази болди. Әлчиләр хошал-хорам қайтти. Ли шу фу йәнә қеп қалди. У Төмүр хәлпидин бир қәдәмму айрилмаслиққа тиришип, худди салҗидәк йепишивалди.
Төмүр хәлпиниң һәмралири униң Үрүмчигә беришиға қошулмай, уни гәп-сөз билән тосишиға һәрикәт қилатти. Бирақ Төмүр хәлпиниң қулиғиға гәп кирмәтти. Шу арида чапармәнләр шәһәрдин Ли шу фуға телеграмма елип чиқти. Бу Яң җаңҗуңдин кәлгән телеграмма болуп, униңда Төмүр хәлпиниң Үрүмчигә чиқишқа униғанлиғидин наһайити хошал болғанлиғи ейтилип келип, «достлуқ ләвзимни йәрдә қоймиғанлиғиға көп тәшәккүр» дейилгән еди. Төмүр хәлпә әнди техиму хатирҗәм болуп, Ли шу фу билән гаһ овға чиқип, гаһ меһмандарчилиқ ойнап, чиллиниң чиқип кетишини күтүп туратти. Қара Босуқ болса, бешини ичигә тиқивелип, һечнемә демәй җим жүрәтти.
– Төмүр акамға өзләму гәп қилсила болмамду, – деди Һөснарихан ичи пушуп.
– Мән немә дәттим, хәлпәмниң әнди дарин болғуси кеп қапту, – деди Қара Босуқ соғ күлүп.
Бу күнләрдә Айқизниңму ай-күни йеқинлишип қалғандәк сезиләтти. У пат-патла Аманқулниң мүрисигә бешини қоюп, «Үрүмчигә сизму барамсиз?» дәп сорап қоятти. Аманқул болса, немә дейишини билмәй, униң ядаңғурап қалған мәңзини силап, «әстахпуралла» дәп җим қалатти.
Ли шу фуниң бәхтигә, бу жил қиш тез чиқип кәтти. Шәмсийә һесави билән март ейи кирә-кирмәйла Төмүр хәлпә икки йүздин ошуқ талланған жигитлири билән йолға чиқмақчи болди. Торпақ Өзғоҗәхмәт, Қасим қизиқ, Әнсариму шуларниң арисида еди. Төмүр хәлпә Аманқулниму биллә елип маңчақчи болғанда, Рәвихан момай: «Келин айла көз йорувалғандин кейин, арқилиридин барғай» дәп унимиди.
Төмүр хәлпә йолға чиқидиған күни балилирини ахирқи қетим сөйүп хошлишиватқанда, Зорихан айла көз йеши қилип туруп: «Худайим шу балиларниң бәхтигә болсиму, башлирини аман қилғай!» деди. Төмүр хәлпә «Худа буйриса, узунға қалмай, һәммиңларни Үрүмчигә алдуруп чиқимән» дедию, өзиниңму көзидә яш әгип кәтти.
Сәпәрқул билән Ели палган башлиқ бирнәччә йүз Төмүр хәлпиләрни Төрүккичә узитип кәлди. Җамаәт хошлишип болғанда, Нурул бова қол көтирип, «Йолуңлар ақ йол болсун, көрүшкичә аман болуңлар!» – дәп дуа қилди.
Созулуп ятқан Ақчуқ сейида чаң-тозаң бесилип қалған болсиму, Төрүк тәрәптики дөңниң бешида бирмунчә кишиләрниң қариси көрүнүп туратти.
Әтиси петип кетиватқан баһар қуяшиниң ахирқи нурлири упуқни қандәк қизартип турғанда, Қумул шәһириниң йәттә-сәккиз чақирим шәрқий-шималидики сайда қоюқ чаң-тозаң намайән болди. Сәпниң алдида Төмүр хәлпә билән Ли шу фу янму-ян келивататти. Миңдин артуқ киши уларни дақа-думбақ, нағра-канайлар билән қизғин күтүвалди. Қумулниң һәрбий мүлкий әмәлдарлири билән жут чоңлириниң һәммиси шу йәрдә еди. Пәқәт Шамәхсут ваң көрүнмәтти. Йүсүп тәйҗи униңға вәкил болуп кәлгән еди.
Төмүр хәлпә өз жигитлири билән Қумулда үч күн меһман болуп, төртинчи күни йәнә дақа-думбақ вә нағра-канай садалири ичидә Үрүмчигә қарап йолға чиқти. Улар йолға чиқиштин бир күн бурун, Ли шу фу «Үрүмчигә барғанда, лазим болиду» дәп амбал ямулниң тәрҗимани Сайит туңчини униңға қошуп бәрди. Қириқ яшлардин ашқан бу адәм шу күндин башлап Төмүр хәлпиниң шәхсий кативи вә тәрҗимани болуп қалди.
Ақ боз атқа мингән Төмүр хәлпә сәпниң оттурисида кетиветип, арқисиға пат-патла қарап қоятти.
Униң жүриги еғиватқандәк болуп, «Аһ, бу туғулуп өскән йәрләрни йәнә көридиған күнләр боларму?» дәп ойлатти улуқ-кичик тинип.
Дәл шу чағда, Ли шу фу билән Бәй винчав Шамәхсут ваңниң меһманханисида қақақлап күлмәктә еди.
Шу арида, орда қовуқ тәрәптин жиға авази кәлди, мәйт узатқучилар Алтунлуқ тәрәпкә кетивататти.
– Ким қаза қипту? – деди Шамәхсут ваң, Йүсүп тәйҗигә қарап.
– Үвәйис әлъәм.
– Әнди кимни әлъәм ахунлуққа тайинлисақ болидекин? – дәп сориди Шамәхсут.
– Норуз дамоллидин мунасивирақ киши йоқ, – деди Йүсүп тәйҗи униңға диққәт билән қарап.

370 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы