• Мукапат мубарәк!
  • 29 Қазан, 2020

Мукапат мубарәк, кәсипдашлар!

Бийил милләт гезити – «Ана тілі» нәшриниң чиқиватқиниға 30 жил толди. Гезит коллективи бу вақит ичидә дөләт тили — қазақ тилини тәшвиқат қиливатиду, миллий мәсилиләрни көтириштә мүмкинчиликләрдин толуқ пайдилиниватиду. Әң әвзили, уларниң бу әмгигиму мунасип баһасини алмақта. Җүмлидин өткәндә мәзкүр нәширниң бир топ хадимлири жуқури мукапатларға егә болди. Мукапатларни «Қазақ газеттері» ҖЧЙниң баш мудири Шәмшидин Паттеев тәнтәнилик түрдә тапшурди.
Пандемия пәйтидә атқурған хизмәтлири түпәйли гезитниң баш муһәрририниң орунбасари Қаракөз Симәдил билән гезит хадими Жумағазы Кенжалин Президент Пәрмани билән «Халық алғысы» медалиға сазавәр болди. Иҗтимаий мәсилилиләр вә әхбарат бөлүминиң муһәррири Бағдагүл Балаубаева билән Тил мәсилилири вә этнография бөлүминиң муһәррири Нурболат Султанғазиев «ҚР Ақпарат саласының үздігі» аталди. Гезитниң дизайнери Нуржан Асанов, фотомухбир Азамат Қусаинов, қобулхана бөлүминиң хәтчиси Назгул Бейсембаева ҚҖ Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлигиниң Һөрмәт грамотиси билән мукапатланди.
Биз гезит тәвәллудиға мунасивәтлик һәм мевилик әмгиги үчүн мукапатларға еришкән кәсипдашлиримизни сәмимий тәбрикләймиз вә мәшәқәтлик ишлириға мувапәққийәтләр, иҗадий утуқ тиләймиз.

414 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы