• Йеңилиқлар
  • 04 Қараша, 2020

3,3 миллион адәм муптила болди

Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң хәвәрлишичә, өткән һәптидә дунияда таҗсиман вирус ағриғиға муптила болған адәмләрниң сани 3,3 миллиондин ешип кәтти. Бу пандемия башланғандин тартип әң жуқури көрсәткүч болуп һесаплиниду. Өлүм әһваллири 45 миңдин ошуқ көпәйди, бу илгәрки һәптидикигә қариғанда 9 миң әһвалға ошуқ.
“Кейинки һәптидә 3,3 миллиондин ошуқ адәмниң ағриққа учриғанлиғи тоғрилиқ хәвәр келип чүшти”, дәп тәкитлиниду Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң әхбарат бюллетенида. 1-ноябрьға қәдәр дунияда ағриқ 46 миллион адәмгә жуқти вә 1,2 миллион адәм униң кесиридин һалак болди.
“Болупму Европида ағриқ сүръити күчәйди, регионда 1,7 миллион адәм ағриған. Башқичә ейтқанда, ағриқ илгәрки һәптә билән селиштурғанда 22 пайиз өскән. Уни аз дегәндәк, бу регионда өлүм әһваллириму турақлиқ (илгәрки һәптә билән селиштурғанда 46 пайиз) көпәйди”, дәп хәвәрләйду тәшкилат.
Дунияда ағриқниң йәттә күндә өсүшиниң илгәрки рекорди 19 – 25-октябрьда тиркәлгән еди – 2,8 миллион ошуқ адәм. Шималий вә Җәнубий Америкида 26-октябрьдин 1-ноябрьғичә 999 миңдин ошуқ адәмгә ағриқ жуқуп, уларниң умумий сани 20 миллиондин ешип кәтти. Йәттә күндә 17 миңдин ошуқ өлүм әһвали тиркәлди. 1-ноябрьға қәдәр һалак болғанларниң умумий сани 639дин ешип кәтти.
Европида бир һәптидә 17 миңдин ошуқ адәм һалак болуп, умумий сани 285 миңдин ашти.
Шәрқий-Җәнубий Азия регионида бир һәптидә 381 миңдин ошуқ адәмгә ағриқ жуқуп, уларниң умумий сани 9 миллиондин ешип кәтти. Өлгәнләрниң сани болса, 144 миңдин ешип, илгәрки һәптигә қариғанда 4,6 миң ошуқ болди.

485 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы