• Китап – билим булиғи
  • 04 Қараша, 2020

Йәнә дәрисликләр мәсилиси

 Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази»

Аччиқ болсиму, етирап қилишимиз керәкки, миллий маарип тәрәққиятиға, җүмлидин ана тилида оқуватқан оқуғучиларни оқуш қураллири билән тәминләш, техиму ениқ ейтқанда, уларға тираж топлаш — буйрутма бериш ишлирини диққәт-нәзәримиздин сирт қалдуруп келиватимиз. Нәтиҗидә — йеңи оқуш жилиниң бешида бир-икки һәптә «у китап йоқ, бу китап йетишмәйду», дәп чуқан салимиздә, бесилимиз. Әмәлиятта, һәр наһийә мәктәплиридә онлиған балилар оқуш қураллирисиз қалмақта. Һәйран қалидиған һәм ечинишлиқ йери, дәрислик мәсилиси тоғрилиқ гәп қозғилип қалса, немишкиду, билмидуқ, мәктәп мудирлири билән китапханичилар «һәммә оқуғучилар йүз пайиз дәрисликләр билән тәминләнгән», дегән мәлуматни бериду. Әгәр бу һәққидә ата-анилар билән оқуғучилардин сорисиңиз, дәрисликләрниң һәқиқәтән йетишмәйдиғанлиғини алға сүриду.
Ата-аниларниң қәйт қилишичә, мәсилән, ейтайлуқ, мәлум бир мәктәпниң 3-синипида оқуватқан 75 оқуғучи 2018-жили «Алматыкітап» нәшриятидин чиққан Математика дәрислигисиз (1-2-3-4-бөлүм) вә 2-синипниң 75 оқуғучиси Қазақ тили (1-2-бөлүм) дәрислигисиз биринчи чарәкни тамамлиған. Умумән, шәхсән өзимиз топлиған мәлуматларға асасланған һалда пикир қилсақ, оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрниң 5 — 9-синиплирида оқуватқан оқуғучиларға башқа оқуш қураллирини ейтмиғанда, асасий пәнләр — Қазақстан тарихи, Дуния тарихи, География, Инглиз тили, Қазақ тили, Химия, Геометрия, Математика, Физика, Алгебра, Биология, Уйғур тили вә Әдәбияти дәрисликлири (һәрбир синипта кам дегәндә 15 — 30 данидин) йетишмәйду.
Шундақ екән, аталған нәширләргә вә башқа синиплар (1-4- вә 10-11-синиплар) үчүн кам китапларға оқуғучилар сани вә китапхана фондини һесапқа алған һалда толуқ вә асаслиқ қошумчә буйрутма бериш мәсилисигә алаһидә диққәт бөлүш керәклигини йәнә бир қетим тәкитләп өтмәкчимиз. Мәктәп мәмурийити билән ата-аниларниң наһийәлик мәдәнийәт мәркәзлири билән жут активистлириниң бу мәсилигә җиддий яндишишқа тегишлиги өзлүгидин чүшинишлик болса керәк. Шуңлашқа буйрутмилар тизимини тез-арида ениқлап, 1 — 10-синиплар үчүн йетишмәйдиған китапларға қошумчә буйрутма вә бийил 11-синиплар үчүн икки йөнилиштә нәширдин чиққан йеңи оқуш қураллириға йеңи буйрутма беришкә, йәни тираж топлашқа пүткүл күч вә диққитимизни бөләйли. Еқимдики малийә жилидин қалса, кәлгүси нәширгичә балилар йәнә китапсиз қалиду дегән сөз. Бу интайин муһим мәсилидә барлиқ дәриҗидики җәмийәтлик тәшкилатлиримиз билән сахавәтлик инсанлиримиз мәктәплиримиз мәмурийити билән кәң җамаәтчиликниң тәләп-хаһишлириға һәмдәм болуп, ана тилимизда нәширдин чиқиватқан оқуш қураллириға тираж топлаш вә нәширдин чиққан һәм нәшриятларниң китап дуканлирида херидарини күтүп, чаң бесип ятқан оқуш қураллирини сетивелиш ишлирини тәшкилләш мәсилисини толуқ вә утуқлуқ һәл қилиду дәп үмүт қилимиз. Бу – бүгүнки күндики әң муһим, кечиктүрүшкә болмайдиған мәсилә.

287 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы