• Әхбаратлар еқими
  • 09 Қараша, 2020

Дөләт рәмзлириниң әһмийити өсмәктә

Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт кативи Қырымбек Көшербаевниң рәислигидә Дөләт рәмзлири вә идариләр һәм уларға тәңләштүрүлгән мукапатлар геральдикиси мәсилилири бойичә җумһурийәтлик комиссияниң новәттики мәҗлиси болуп өтти.
Селекторлуқ тәртиптә өткән комиссия мәҗлисигә Парламент депутатлири, мәркизий вә йәрлик иҗраий органларниң рәһбәрлири, җәмийәт әрбаплири билән алимлар қатнашти.
Дөләт кативи мәҗлисни ечип, бүгүнки таңда қазақстанлиқ охшашлиқ, вәтәнпәрвәрлик вә миллий бирликни шәкилләндүрүштә дөләт рәмзлириниң әһмийити өскәнлигини тәкитлиди.
– Вәтәнгә болған һөрмәт дөләт рәмзигә болған һөрмәттин башлиниду, чүнки дөләт рәмзи – мәмликәттики турақлиқниң көрүнүши, миллий роһни шәкилләндүрүшниң, иҗтимаий разимәнлик вә миллий бирликниң муһим қурали, – дәп тәкитлиди Қырымбек Көшербаев.
Комиссия мәҗлисидә дөләт рәмзлири саһасидики қанунға өзгиришләр билән қошумчиларни киргүзүш, йеңи қурулған Геральдика мәркизи ишиниң асасий йөнилишлири, шундақла Қазақстан Җумһурийитиниң Ички ишлар министрлигидә дөләт рәмзлирини илгирилитиш вә пайдилиниш бойичә иш әһвали муһакимә қилинди. Шундақла комиссияниң 2021-жилға бәлгүләнгән иш плани тәстиқләнди.
Мәҗлис йәкүни бойичә мәркизий вә йәрлик һакимийәт органлириға бирқатар ениқ тапшурмилар берилди.

431 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы