• Муштири  топлаш – 2021
  • 19 Қараша, 2020

Сиз «Уйғур авазиға» йезилдиңизму?

Асийәм ӨМӘРБАҚИЕВА, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән муәллими:

«Уйғур авази» — мениң авазим

— «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезитиниң дәсләпки сани йоруқ көргән 1957-жили мән тоққуз яшта едим. Бу күнки аилимиздики хошаллиқ дәқиқини тил билән йәткүзүш әсла мүмкин әмәс еди. Анам рәмити Руқийәм устаз болғанлиғи үчүнму мәктәптин келип, һәммимизни җоза әтрапиға жиғип, бу хошаллиқни ейттидә, гезитни үнлүк оқуп беришимни илтимас қилди. Шу шу болдидә, мән гезитни тәшналиқ билән күтидиған болдум. Гезит бизниң аилимизниң қәдирлик меһминиға айланди. Һели мәрһум атам билән анам гезитниң һәрбир санини жиғип, топлап, сақлап жүрди. Кейин у адәт маңиму жуқти. Мана шуниңдин бери гезитниң һәр жиллардики түплимиси бизниң өйдә сақлинип келиватиду.
Яркәнттики С.Киров намидики (һазирқи Х.Һәмраев) мәктивини тамамлап, Ташкәнттики рус тили вә әдәбияти институтиға оқушқа чүштүм . Институтқа қобул қилинған бәш уйғур қизи ятақханида бир бөлмидә турдуқ. Иккиси Уйғур наһийәсидин, үчимиз Панфилов наһийәсидин болдуқ. Бир қизиғи, бәшимиз бәш жил мабайнида «Коммунимиз туғиға» йезилдуқ. “Бир бөлмигә бир гезит алсаңлар йәтмәмду, новәт билән оқуйсиләр” дейишәтти башқилар. Биз йәнила һәр жили бәшимиз бәш данә гезитқа йезилаттуқ. “Институттики миллитимиз вәкиллиридин башқа Ташкәнттики уйғурларниму йезилишқа дәвәт қилимиз” дәп бәш дост шәһәр кочилирини арилиғинимиз ядимда. Шундақ қилип, ташкәнтлик уйғурлар билән тонушуп, уларниңму муштири болушиға ярдәмләшкән едуқ.
Институтни тамамлап, қолумға дипломимни елип, өзәм оқуған мәктивимгә муәллим болуп кәлдим. Йеңи оқуш жилидики дәсләпки ишимни йәнә шу сөйүмлүк нәшримизгә келәр жилға муштири болуштин башливедим, та мошу күнгичә йезилип, оқуп келиватимән. Мән мәктәп мудири болған жиллири гезит хадимлири билән пат-пат баш қошушларни уюштураттуқ. Мундақ чағларда «Уйғур авази» гезитида һаятиниң жигирмә жилини муһәррирлик қилған сабиқ синипдишим Йолдаш Азаматов келип, гезитниң Қазақстан әхбарат кәңлигидә тутқан орни, елип бериватқан роли һәққидә ейтип һарматти. Һазирму шундақ, әгәр наһийәгә муһәррир яки мухбирлар кәпту десә, учришишқа алдираймән. Чүнки «Уйғур авази» — бу бизниң авазимиз. Сөйүмлүк гезитимизда сәясәт, иҗтимаий әһвал, ихтисат, тил, маарип, сәнъәт, спорт, поэзия, проза, умумән, сиз издигәнниң һәммиси бар.
Биз, пешқәдәм устазлар, мәктивимиздә ветеран устазлар кеңишини тәшкил қилдуқ. Мән әшу кеңәшкә рәһбәрлик қиливатимән. Кейинки бәш жилда Панфилов наһийәлик билим бөлүми йенидики ветеран устазлар кеңиши рәисиниң орунбасари болуп, җәмийәтлик ишларға паал арилишиватимиз. Бизниң асасий мәхситимиз – узун жиллар устазлиқ қилип, һазир һөрмәтлик дәм елишта жүргән муәллимләрни җәмийәтлик ишларға җәлип қилиш, мәктәпләрдики яш устазларға ярдәм бериштин ибарәт. Биз, пешқәдәмләр, октябрь ейидики баш қошушумизни «Уйғур авази» гезитиға беғишлидуқ. Шу күнила һәр жилқи адитимиз бойичә муштири болдуқ.
Панфилов наһийәси.

173 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы