• Хәйрихаһлиқ
  • 19 Қараша, 2020

Көпбалилиқ ана баш-паналиқ болди

Гүлҗаһан һаҗим Муратова Яркәнткә йәнә бир аилини өйлүк қилиш үчүн кәлди. Гезитханларға исми яхши тонуш, хәйри-еһсанлиқ ишларниң дәвәтчиси өткән жили Пәнҗим йезисини су бесиш ақивитидә өйсиз қалған бир аилигә өй селип бәргән болса, әнди бу қетим Яркәнт шәһиридә алтә балиси бар Меһрибанум Абдурахмановаға шәһәрниң төвәнки қисмидин үчбөлмилик өй елип бәрди.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

Ялғуз алтә балини тәрбийиләватқан Меһрибанум Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә мураҗиәт қилип, өй-макансиз, иҗаридә туруватқанлиғини ейтип, әһвалидин хәвәрдар қилиду. Шунда мәркәз рәиси Ризайдин Әйсаев билән униң орунбасари Маһинур Аюпова аниниң муң-зарини тиңшап, уни житим-йесирларниң бешини сийпап, ялғуз аниларға баш-пана болуватқан Гүлҗаһан аниға йәткүзиду.
Өткән җүмә күни Яркәнт шәһиридә үчбөлмилик өйниң һөҗҗәтлирини қолиға тутқан Гүлҗаһан һаҗим Муратова: “Мән һазир Алмутида яшаватсамму, барлиқ аңлиқ һаятим, йәни һаятимниң 45 жили Яркәнт тәвәсидә өтти. Яркәнт мениңму ана жутум, шуңа бу тәвәдики анилар жиғлиса, житимлар қайғурса, ярдәмгә муһтаҗ болса мениңму көңлүм беарам болиду. Меһрибанум алтә балини тәрбийиләватқан ялғуз ана екән. Өй-макансиз, иҗаридә туруватқанлиғидин хәвәр тепип, аиләм билән ярдәм қолумизни сунайли, дедуқ. Бала-чақилирим қоллап-қувәтләп, яр-йөләк болди. Бу бизниң аилимизниң өз хираҗитимизгә елип яки селип бериватқан сәккизинчи өйүмиз. Шундақла мени қоллап-қувәтләватқан Asar-Ume.kz һәрикити бар. Униң әзалири силәр охшаш аддий хәлиқ, зияли, шоумен, блогерлар. Биз көпчилик болуп, 47 аилигә өй селип бәрдуқ. Яркәнттә болса, аилимиз тәрипидин соға қилинған иккинчи өй. Меһрибанум қизим, мошу өйдә балилириңиз билән бәхитлик яшаң”, деди ана.
Шуниңдин кейин Яркәнт шәһириниң һакими Болат Омаров сөөз елип, мундақ деди:
— Гүлҗаһан һаҗимдәк анилиримиз билән биз мәғрурлинимиз. Өзи һөрмәтлик дәм елишта жүрсиму ялғуз, көпбалилиқ аниларни, житим-йесирларни, накаларни тенәтмәй беқип-қеқиватқанлиғидинму хәвиримиз бар. Бар болуң, ана!
— Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Нураний анилар кеңишиниң рәиси Гүлҗаһан һаҗим – алтун жүрәклик, сахавәтлик ана, – деди Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаев. – Чүнки у һәр жили аилиси намидин тапқининиң мәлум қисмини Роза-рамзан, Қурван һейт мәйрәмлири билән җумһурийәтлик «Мәктәпкә — йол» акциясидә, 1-июнь — Балиларни қоғдаш күнидә хәйри-еһсанлиқ қилишқа сәрип қиливатиду. Униң бир жиллиқ хәйрихаһлиқ паалийити 7-8 миллион тәңгидин ашиду. Мана көрүп турупсиләр, бу қетим болса, йәнә бир аилидики алтә балини дәп йетип кәлди.
Әң муһими, аниға вә балиларға саламәтлик тилигән натиқлар бир еғиздин алтә балисини әгәштүрүп, иҗарә издәп кочида жүрмәстин, барлиқ шараитлар яритилған өйдә яшайдиғанлиғидин хошал болғанлиғини йәткүзди.
Ахирида өйниң рәмзлик лентисини Гүлҗаһан һаҗим Муратова билән шәһәр һакими Болат Омаров тәнтәнилик түрдә қийип, меһманларни төргә тәклип қилди.

Панфилов наһийәси.

14766 рет

көрсетілді

54

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы