• Статистика
  • 19 Қараша, 2020

Кетиватқанларниң сани қисқарди

Рәсмий статистика мәлуматлириға мувапиқ, 2020-жилниң январь­ – сентябрь айлири арилиғида Қазақстандин 21 079 адәм чәт әлләргә турақлиқ яшаш үчүн кәткән. Әнди өткән жили болса 34 198 адәм Қазақстанни тәрк әткән. Шундақ қилип, үстимиздики жилниң дәсләпки тоққуз ейи ичидә елимиздин кетиватқанларниң сани 1,6 һәссигә төвәнлигән.
Эмигрантларниң сани бойичә биринчи орунда - руслар, иккинчи орунда - немислар, үчинчи орунда - украинлар, төртинчи орунда - қазақлар, бәшинчи орунда татарлар туриду. Жил бешидин тартип нами аталған этносларниң яқа жутларға кетиши кәскин төвәнлигән.
Мәсилән, 2020-жилниң январь-сентябрь айлири ичидә чәт әлләргә турақлиқ яшаш үчүн кетиватқан русларниң сани өткән жил билән селиштурғанда, 24 966дин 15 014 адәмгә (1,7 һәссә), немисларниң 2388дин 1 638 адәмгә (1,4 һәссә), украинларниң 2 258дин 1493 адәмгә (1,5 һәссә), қазақларниң 1561дин 911 адәмгә (1,7 һәссә), татарларниң 807дин 559 адәмгә (1,4 һәссә) төвәнлигән.
Илгири хәвәр қилинғинидәк, Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаев Қазақстандин кетиватқанлар һәққидә аңлиғанда, наһайити тәшвишлинидиғанлиғини ейтқан еди.

 

277 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы