• Әхбаратлар еқими
  • 19 Қараша, 2020

Достлуқни туғ қилип

Йәттисуниң бағу-бостани һесапланған Яркәнт диярида қириқтин ошуқ милләт вәкилидин тәркип тапқан йүз оттуз миңдин ошуқ аһали, худди бир аилиниң балилиридәк, иҗил-инақ яшап кәлмәктә. Турғунлириниң асасини уйғурлар билән қазақлар тәшкил қилиду. Наһийәдә шундақла рус, өзбәк, туңган, татар, таҗик, немис, корей вә башқиму милләт вәкиллири бир шәһәр вә он үч йеза округидики йеза-авулларда яшап, әмгәк қилмақта. Наһийәдә 50 мәктәптә билим қазақ, уйғур вә рус тиллирида берилиду. 1921-жили биринчи сани йоруқ көргән «Қәмбәғәлләр авази» һазирқи Панфилов наһийәлик «Яркәнт тәвәси» гезитиму уйғур, қазақ вә рус тиллирида нәшир қилиниватиду. Униң дәсләпки сани инқилапчи, дөләт вә җәмийәт әрбаби Абдулла Розибақиевниң тәшәббуси һәм муһәррирлигидә уйғур тилида йоруқ көрди. Наһийәдики миңлиған келәчәк муәллимләрни тәрбийиләп, қатарға қошуватқан Яркәнт гуманитарлиқ-техникилиқ колледжиму Сопи Зәрват намидики уйғур тилидики тәлим-тәрбийә техникуми асасида барлиққа кәлгән. Бугүнки күндә колледжда студентлар қазақ, уйғур вә рус тиллиридики бөлүмләрдә билим алмақта.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

Панфилов наһийәсидә үч этномәдәнийәт мәркизи паалийәт елип бариду. Уйғур, туңган, славян мәдәнийәт мәркәзлири елимизниң Тунҗа Президенти — Елбасы Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән тәшкил қилинған надир институт Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң һәр сессиялиридә тәкитлиниватқан көрсәтмә вә вәзипиләрни әмәлгә ашурушта бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип әмгәк етип, яшаватқанлиғини тәкитләш орунлуқ.
Қедимий Яркәнт шәһиридики Ипәк йоли кочисидики Уйғур этномәдәнийәт мәркизи бенасиниң қәд көтиришиниң өзи бир тарихий вақиә. Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә шу жиллири рәһбәрлик қилған сахавәтлик, тәдбирчан тиҗарәтчи Дилшат Насировниң тәшәббускарлиғида һәм сахавәтлик һәрхил милләт вәкиллириниң қоллап- қувәтлишидә бәрпа болған мәдәнийәт мәркизи бенаси шәһәр сөлитигә сөләт қошуп туриду. Мундақ достлуқни күйлигән жутдашларниң һәрхил мәйрәмләр һарписида баш қошуватқанлиғи, тәвә турғунлириниң бир чаңирақ астида иҗил-инақ яшаватқанлиғидин дерәк бериду. Шундақ екән, униңға мисаллар тола. Ундақ болуши чегарилиқ һесапланған наһийәгә келип-кетиватқан меһманлар бу бенаға кирмәй кәтмәйду. Бенаға кириши билән уйғурниң тарихи, бүгүнки һаят нәпәсидин хәвәр тапиду. Миллий урпи-адәт, рәсим-қаидилири билән йеқиндин тонушуш пурситигә егә болиду. Әйнә шундақ меһманлар җумһурийитимизниң җай-җайлиридинла әмәс, бәлки жирақ вә йеқин чәт әлләрдинму қәдәм тәшрип қиливатқанлиғини алаһидә тәкитлигүмиз келиду.
Өткән жили наһийәгә Кореядин кәлгән меһманлар билән болған учришиш һәркимниң ядида болса керәк. Наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаев чәтәлликләрни йеқиндин тонуштурғандин кейин «Яркәнт булбуллири», «Пәрваз», «Саһинур» ансамблириниң сәнъәтчилири уйғур миллий нахша-уссулларни иҗра қилип, қедимий бай сәнъитимизни намайиш қилғанда ихтиярсиз уларму уссулға чүшкән еди.
Шунда кореялик меһман Чун Муса:
– Мән һәр қетим Яркәнт тәвәсигә кәлгинимдә, униң көпмилләтлик хәлқигә вә уларниң турмуш тәризигә һәйран қалимән. Қедимдин өзиниң бай урпи-адити, рәсим-қаидилирини тәрғип қилип, әвлаттин-әвлатқа қалдуруп яшаватқан қазақ хәлқи билән уйғур, туңган, өзбәк, таҗик, славян хәлиқлирини тонудум. Әнди уларниң қедимий йезиғи, мәтбуати, маарипи билән бай сәнъитигә қизиқишим ашти. Бүгүн мән уйғурлар һәққидә ейтай. Уссул-нахша сәнъити бизни бәк қайил қилди. Қайси уйғурниң өйигә кирмәң темида дутар, тәмбүр, равави илиқлиқ екән. Уларни челип, йәттә яшлиқ балидин башлап йәтмиш яшлиқ бовай-момайму нахша ейтип, уссул ойнайдекән. Тәвә хәлқиниң әмгәксөйгүчлүгигә зоқландим. Бағлирида көктатниң һәммә түри өстүрүлүп, мевә-чевә пәрвиш қилинидекән. Буни уларниң ата кәспигә садақәтлиги дәп чүшәндим. Таң сәһәрдин күн патқичә қутлуқ кәтмини билән ашлиқ өстүрүватқан деханларчу?! Шуңа мән бу қетим өзәм билән жигирмидин ошуқ жутдишимни елип кәлдим. Бизму силәр билән дост болайли. Бизниңму сәнъитимизни тамашә қилиңлар”, дәп өзлириниң миллий чалғу әсваплирида нахша-уссуллирини иҗра қилған еди.
Пешқәдәм устаз, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Ризайдин Әйсаев рәһбәрлигидә мәркәз әзалири өткән жили Талдиқорған шәһиридә өткән хәлиқара Достлуқ фестивалидиму миллий сәнъитимиз билән миллий қолһүнәрвәнчилиги вә таамлар көргәзмисигә қатнашти. Вилайәт мәркизигә қәдәм тәшрип қилған меһманлар билән мухбирлар уйғурниң сияданлиқ нан-тоғичи, миллий таамлири билән әткәнчейиға еғиз тегип, жуқури баһасини бәргән еди. Әнди Чоң Чиғанда өткән «Көк чөшүрә вә әткәнчай» фестивалиниңму һәқиқий достлуқ мәйримигә айланғанлиғини һечким унтуғини йоқ. Чүнки бу миллий таамлар фестивалида уйғурниң көк чөшүрисини тәйярлашта қериндаш қазақ миллитиниң ханим-қизлириға һечким тәң кәлмиди. Мана шундақ бир-бириниң урпи-адити билән рәсим-қаидисини, қиз берип, оғул өйләп, қуда, тамыр болуп, һөрмәтләп яшаватқан яркәнтлик уйғур, қазақ һәр жили уюштурулидиған славян хәлиқлириниң Масленица мәйримидиму баш қошиду.
Масленица – қишни узитип, әтиязни қарши елиш мәйримидур. Славянлиқлар бир һәптә давамида қуймақ, тухумпошкал охшаш майлиқ таамларни пиширип, меһман күтидекән. Әнди тухумпошкал, қуймақниң тәркивидә ун болғанлиқтин, қиштин аман-есән чиққан хәлиқ әтиязлиқ терилғу ишлирини башлаштин авал келәр жилниң һосулини мол болсун дегән үмүттә пишүриду. Шуниң үчүнму у “Масленица” дәп атилип, бу мәйрәм мусулман хәлиқлиридики Норуз мәйрими охшаш дағдуғилиқ нишанлиниду.
Мошу жилниң февраль ейида өткән Масленица мәйримигә қатнашқан наһийә һакими Талғат Өмирәлиев: “Қазақстанда һәрбир милләтниң қәдрийәтлирини сақлап, риваҗландурушида елимизниң Тунҗа Президенти — Елбасы Нурсултан Назарбаев асасини салған Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң роли алаһидә. Җүмлидин көпмилләтлик Яркәнт тәвәсидә достлуқ, бирликниң арқисида яшап, әмгәк қиливатқан хәлиқләр славян хәлиқлириниң Масленица мәйримини дағдуғилиқ нишанлашқа адәтләнгән. Наһийә хәлқи әнди деханчилиқ ишлириға тутуш қилиду”, дәп наһийәниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға һәссисини қошуватқан жутдашларға миннәтдарлиғини изһар қилған еди.
Биз бу мәйрәмгә қатнишип, униң һәқиқәтәнму Норуз мәйрими охшаш дағдуғилиқ нишанлиниватқанлиғиға һәвәсләндуқ. Байқиғинимиз, руслар билән янму-ян яшаватсақму, уларниң бизгә натонуш рәсим-қаидилири бар екән. Бу мәйрәмдә тамақ қалдуқлири билән Масленица қочиғини көйдүрүлиду. Гитара, балалайкилар челинип нахша-сазлар яңрайду. Мәйрәм кәчтә болса, умумхәлиқ сәйлисигә улишиду.
Наһийәдики уйғур, славян, туңган миллий мәдәнийәт мәркәзлириниң тәшкил қилинғиниға оттуз жил толди. Тәвәдики туңган миллитиниң вәкиллири ана тилида мәктиви болмисиму, тилини, миллий урпи-адәтлирини сақлап, риваҗландуруватиду. Шундақла уйғур, қазақ тиллирида таза сөзләп, нахша-уссуллирини иҗра қилиштиму һечкимдин қалмайду. Наһийә мәдәнийәт күнлиридә биз туңган миллитиниң вәкиллирини миллий кийимләрдә нахша-сазлирини орунлиғанда, болупму туңганчә уссулини иҗра қилғанда, уларниң һәммини мәһлия қиливалидиғанлиғини байқаймиз.
Шундақ екән, һәқиқәтәнму бир аилидә достлуғи, бирлиги мустәһкәм яркәнтликләр елимиз келәчигиниң техиму парлақ болуши йолида һәссисини қошуп, әмгәк қиливатиду. Илаһим, достлуғимиз, бирлигимиз мәңгү болғай!

Панфилов наһийәси.

476 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы