• Әхбаратлар еқими
  • 19 Қараша, 2020

Паалийәтчан кәсипдаш

Шаһимәрдан Үсәйиноғли Нурумов - Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң паалийәтчан депутати. Қазақстан уйғурлириниң җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси. Көпэтнослуқ елимизниң өзара өмлүги билән бирлигини сақлашқа яш пәйтидинла арилишип, елимиз мустәқиллигиниң күчийишигә адил әмгәк қилип, төһпә қошуп келиватқан инсанларниң бири.
У университетни тамамлиғандин кейин әмгәк йолини мәктәптә муәллим, мәктәп мудириниң орунбасари болуп башлиған җәмийәтлик ишниң паалийәтчан әзаси болди. Униңдин кейин оттуз жилдин ошуқ вақит СССР Дөләт бехәтәрлиги комитетида, Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий бехәтәрлик комитетида жуқури лавазимлиқ хизмәтләрни атқурди.
Болупму, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси тәркивидә әмәлгә ашуруватқан ишлири нурғун. Шуңлашқиму уни кәсипдашлири Ассамблеядин сайланған тоққуз депутатниң қатариға киргүзүп, чоң ишәнчә билдүрди.
Шәкеңниң җәмийәтлик паалийәтчанлиғи депутат лавазимиға кәлгәндә техиму ашти. У өзиниң адәмләр билән очуқ сөһбәтлишиши вә бирдин өзигә җәлип қиливалидиған хислити түпәйли йеңи муһитқа бирдин тез арилишип кәтти. Җавапкәрлиги наһайити жуқури. Җәмийәтлик тәртипкә алаһидә һөрмәт билән қарайду. Қанун лайиһилирини иш топлириға, комитет, мәҗлис олтиришлириға, фракция жиғинлирида депутат Ш.Нурумовниң соаллириға, бәзи лайиһиләргә киргүзгән түзитишлиригә вә башқиму тәклип-пикирлиригә депутат кәсипдашлири, қанун тәйярлиғучи дөләт хадимлири алаһидә әһмийәт берип, диққәт бөлиду. Умумән, Шәкең әмгәкчан, ишләмчан, қанун лайиһилирини муһакимә қилишта наһайити диққәтчан. Һәрдайим өзи яхши билидиған мавзуларни һәртәрәплимә тәтқиқ қилип, иҗтимаий һаятимизниң камчилиқлириға, келәңсиз һадисилиригә бепәрва қаримайду. Өзиниң пикрини, тәкливини очуқ һәм ениқ изһар қилиду.
Шундақла һәртүрлүк хәйрихаһлиқ ишларға паал қатнишип, җамаәтчилик билән дайим алақида, уларниң әһвалидин, турмушидин хәвәрдар болуп, пурсити кәлгәндә ярдәм берип, хәйрихаһлиқ көрситишму Шаһимәрдан Үсәйиноғлиға тәәллуқ хисләт. Мошундақ алий инсаний пәзиләтлири түпәйли вәтәндашлири арисида яхши тонулған, һөрмити бар. Тарих, хәлиқара мунасивәтләр, шуниң ичидә Евразиялик ихтисадий, бажхана, иҗтимаий мәсилиләр билән дайим шуғуллиниду. Көп әһвалларда вакаләтлик органларға депутатлиқ соаллар йоллап, нәтиҗидар ишларниң әмәлгә ашурулушиға иҗабий тәсир қилалайду.
Шәкеңни һаятиниң шанлиқ бир чоққисиға йәткән ирадилик әр дәп ейтишқа болиду. Туғулған елигә адил хизмәт қилип, мәшәқәтлик әмгигиниң мевисини көридиған пәллигиму келип, хәлиқ арисида жүриду. Оғул-қизи әр йетип, нәврә-чәврә сөйүш хошаллиғиға еришкән кәсипдишимизға узақ һәм бәхитлик һаят тиләймән.
Қуаныш СУЛТАНОВ,
Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати.

416 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы