• Әхбаратлар еқими
  • 19 Қараша, 2020

Разведкиға биллә беришқа болиду

Шаһимәрдан Үсәйиноғли! Һаятимниң бир ширғуран, сөзүмниң өтидиған , әқил толуп, ой бейиған пәйтидә учраштурған чирайи бөләк болсиму тилиги бир, чеһри бөләк болсиму жүриги бир бурадирим. Ата-анисини көрүп, туғулған жутида талай қетим болған. Дадиси – Үсәйин акиниң беғиниң мевисини йәп, дәстихан төридә олтирип, узақ сөһбәтләр қурған едуқ.
Миллити – уйғур. Оттура бойлуқ, тәбәссүм әйлигән чеһридин достқа болған һөрмитини дәрһал байқавелишқа болидиған әзимәт билән өткән әсирниң йәтмиш тоққузинчи жили хизмәт бабида тонушқан едим. У Алмута вилайити Уйғур наһийәсидики бир йезиниң оттура мәктивидә илмий мудир болуп ишләвататти. Шуниңдин кейин өз хаһиши билән дөләт бехәтәрлиги саһасиға авушти. Алмута шәһири вә Алмута вилайитиниң бехәтәрлик башқармисиға җавапкәр хизмитигә тайинланди. Һәрбий унвани – лейтенант еди. Шундақ қилип, шәрәплик устазлиқ йолни ташлап, әр жигитниң нурғуни арман қилидиған чекист йолини таллиди. Мән у вақитта шу йәрдә рәһбирий хизмәттә едим. Шаһимәрдан Үсәйиноғлиниң чоңқур билими, инсаний вә вәтәнпәрвәрлик хисләтлирини көп өтмәйла байқидим. Бир жилға йәтмәйла униң хизмити көтирилип, чоң оперуполномоченный болди.
У пәйтләрдә коммунистик партияниң дәвран сүрүватқан пәйти еди. Шаһимәрдан көп өтмәй өз коллективиниң партия тәшкилатиниң кативи болуп сайланди. Бу вәзипидиму у билимлик мутәхәссис вә маһир тәшкилатчи сүпитидә тонулди. Җәмийәтлик әһмийити бар чарә-тәдбирләрни чоң җавапкәрлик билән уюштуруп, алға қойған мәхсәтләргә йетиш үчүн әмгәк қилип, паалийәтчанлиқ көрсәтти. Шу вақитта Кеңәш Иттипақи билән Хитай дөлити мунасивәтлири җиддийлишип кәткән еди. Шаһимәрдан болса, шу шараитқа қаримай, дөләт бехәтәрлигини күчәйтиш йолида тәр төкүп әмгәк қилип, чоң утуқларға йәтти. Җүмлидин Нурумовниң әхбаратлири турақлиқ рәвиштә Кремльға баян қилинип турди. Әйнә шундақ бебаһа хизмәтлири түпәйли, Шаһимәрдан Үсәйин оғли шу дәвирдики СССР дөләт бехәтәрлиги комитетиниң исимлири ривайәткә айланған рәислири – Андропов, Чебриков вә Крючковниң Пәхрий ярлиқлири һәм баһалиқ соғилири билән мукапатланған бирдин-бир мутәхәссисимиз болди.
Ш.Нурумов өткән әсирниң сәксининчи жиллири СССРниң ХХҖдики әлчиханисида хизмәт қилди. Өзигә тапшурулған вәзипини утуқлуқ атқуруп кәлгәндин кейин Дөләт бехәтәрлиги комитетиниң туғулған тәвәси — Уйғур наһийәсидики бөлүмчисини башқурди. Униң шиҗаәтлик әмгиги түпәйли, көп өтмәйла мәзкүр бөлүмчә чоң бөлүмгә айланди. 1996-жилғичә шу йәрдә хизмәт қилип, Миллий бехәтәрлик комитетиниң полковниги унваниға еришип, Алмута шәһири вә Алмута вилайити Миллий бехәтәрлик комитети башқармисиниң Контрразведка Хизмитиниң биринчи орунбасари лавазимиға тайинланди. Елимиз мустәқиллик алғандин кейин дөлитимиз үчүн қийин дәвирдә өз ишини адил атқуруп, елигә хизмәт қилди. Кейинирәк нурғун жиллар давамида Қазақстан Җумһурийитиниң «Барлау» Хизмитиниң җавапкәр лавазимлиқ ишлирида әмгәк қилди.
Вәтинигә дегән муһәббити түпәйли елимиздә иззәт-һөрмәткә бөләнди. Мустәқил Қазақстанниң «Құрмет» ордени билән тәғдирләнди. Бүгүнки таңда Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати.
Нурумовлар аилиси - Қазақстандики бәхитлик аилиләрниң бири. Оғуллири ата изини бесип, һәрбий хизмәт йолини таллиди. Қизи Гүлназ - журналист.
Өмүрлүк жүпти Гүлзарәм мениң рәпиқәм Сәуле билән яш пәйтидин дост болуп чиқти. Һаятимизниң мошундақ яхши пәйтидиму аилилиримиз билән қоюқ арилишип, достлуғимиз давамлишип келиватиду.
Улуқ Вәтән уруши пәйтлиридә атилиримиз әң ишәшлик тонушлириға «бу киши билән дүшмәнниң арқа сепигә разведкиға беришқа болиду» дәп баһа берәттекән. Шуниңдәк Шаһимәрдан Нурумов биләнму биллә разведкиға беришқа болиду!

Сәт ТОҚПАҚБАЕВ,
дөләт әрбаби,
генерал-полковник.

433 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы