• Йеңилиқлар
  • 19 Қараша, 2020

Миллий валюта Мустәқилликниң ихтисадий асаси

Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази»

Мәлумки, елимиздә базар ихтисади наһайити еғир вәзийәттә шәкилләнди. Касатлиқ гирвигидә турған әлни чоңқур ихтисадий боһрандин елип чиқиш үчүн барлиқ мүмкинчиликләр сәпәрвәрликкә кәлтүрүлүп, ташқи малийәвий амилларға беқинда болған Қазақстанда миллий валюта — тәңгини айлинимға чиқиришму шу еғир пәйткә тоғра кәлди.
1993-жили 13-ноябрь күни Қазақстан Җумһурийити Президентиниң «Қазақстан Җумһурийитиниң миллий валютисини җарий қилиш тоғрилиқ» Пәрмани елан қилинди. Дөләт үчүн муһим вә тарихий бу вақиә һарписида Президент Нурсултан Назарбаев аммивий әхбарат васитилири арқилиқ хәлиққә бу қәдәмниң әһмийитини чүшәндүрди.
Шундақ қилип, тәңгини айлинимға чиқириш 1993-жили 15-ноябрь күни әтигәнлиги саат 8.00да башлинип, 20-ноябрь күни кәчки 20.00да утуқлуқ аяқлашти. Умумий һесапта 950 миллиард рубль айлинимдин чиқирилди. Амма шу пәйттики вәзийәттә тәңгә курсиниң турақлиқлиғини тәминләшму тәс еди. Һәр һалда, инфляцияни жүгәнләш мүмкин болди.
Миллий валютиниң айлинимға чиқирилиши, өз новитидә, елимизниң банк секториниң шәкиллинишигә зәмин яритип, җумһурийәттә 200гә йеқин банк ишләшкә башлиди. Шундиму, иқрар қилиш керәкки, кейинки жиллири тәңгә бирнәччә қетим инфляциягә учрап, хунсизлиниш долқунлиридин өтти.
Бүгүнки күндә җумһурийитимизниң йеңи тарихиниң бир қисми болған тәңгә елимиз мустәқиллигиниң ихтисадий асасидур вә суверенитет рәмзидур. Шуниму тәкитләш лазимки, миллий валютиниң айлинимға чиқиш җәрияниниң утуқлуқ вә бәлгүләнгән қәрәлдә әмәлгә ашурулушини тәминлигән малийә саһаси хадимлири үчүнму бу күн, йәни 15-ноябрь, алаһидә әһмийәтликтур һәм уларниң кәспий мәйрими болуп һесаплиниду. Өз паалийитидә ихтисадий тәрәққият вә малийә секторида изчил риваҗлинишни мәхсәт қилған барлиқ малийә хадимлири бүгүнки күндә Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң әнъәнивий мәктүплирини қоллап-қувәтләп, уларда қәйт қилинған көрсәтмә-йөнилишләр бойичә иш уюштуруп келиватиду. Утуқлириму аз әмәс. «Әлгә хизмәт — алий һиммәт» демәкчи, пурсәттин пайдилинип, биз уларни кәспий мәрикиси билән тәбрикләп, бәхит, амәт вә утуқ тиләймиз.
Миллий банк дәсләп 1 тәңгини шу чағдики 1000 рубльға баһалиған еди. Амма, кейин елимизниң сәясий вә иҗтимаий, дөләтләрара мунасивәтлири инавәткә елинип, алмаштуруш курси — 1 тәңгә 500 рубль болуп бәлгүләнди. Умумән, миллий валютини тәйярлаш ишлири 1992-жили қолға елинип, шу жилниң 27-август күни Миллий банк тәңгә купюрисиниң үлгилирини бәкитти. 28-август күни миллий валютиниң муәллиплири, дизайнер-рәссамлар Тимур Сүлейменов, Меңдибай Алин, Ағымсалы Дүзелханов, Хайролла Ғабжәлелов Англиягә атланди. 1993-жили дәсләпки тәңгә партияси Бүйүк Британияниң қедимий һәм даңлиқ «Харрисон вә оғуллири» («Harrison & Sons») ширкитидә бесилди. Тәңгә Қазақстанға 18 самолет (ИЛ-76) билән кәлтүрүлиду. Миллий валюта дәсләп мәхсус йәрасти қоймилирида сақлиниду. Андин у сәккиз күн ичидә Қазақстанниң барлиқ җайлириға йәткүзүлиду.
Дәрвәқә, Қазақстан миллий валютини шундақ қисқа вақит ичидә тез вә утуқлуқ җарий қилған дуниядики бирдин-бир дөләт болди. Тәңгиниң дунияға келиши тоғрилиқ елимизниң Тунҗа Президенти — Елбасы Нурсултан Назарбаев өзиниң әслимилиридә мундақ дәп язиду: «Төрт «Ил-76» самолетини яллавелип, тәңгимизниң 60 пайизини йәткүзүп кәлдуқ. Бу интайин мәхпий операция еди. Һөҗҗәтләргә: «Дөләт рәһбириниң селиниватқан қараргаһиға (резиденция) керәклик мүлүк» дәп йезилди. Шуңғичә вилайәтләрдә йәрасти қоймиларни яситип қойдуқ. Төрт самолет һәптисигә Лондон-Орал, кейин вилайәтләргичә 18 қетим қатнап турди. 12-ноябрь күнини мән валютини айлинимға чиқириш күнини бәлгүлидим. Бу ишни әмәлгә ашуруш үчүн Миллий Бехәтәрлик Комитетиниң барлиқ рәһбәрлири җәлип қилинди. Чүнки ахчини барлиқ наһийәләр билән банкларға тарқитишму асан иш әмәс еди. Әтималим, дунияда йеңи валютини айлинимға чиқириш мундақ тез вә утуқлуқ әмәлгә ашурулмиса керәк».
Миллий валюта муәллиплириниң бири, җәмийәт әрбаби Хайролла Ғабжәлелов шу бир қийин, тарихий пәйт тоғрилиқ «Қазақ үні» гезитиға язған мақалисида «Миллий валюта мошундақ қийин пәйттә ясалди. Инглизлар пайтәхтигә өз мәблиғимиз билән берип-кәлдуқ. Дәсләп топимиз төрт адәмдин тәркип тапқан еди. Тимур Сүлейменов Алий Кеңәш депутати болғанлиқтин, тәңгә ясаш паалийитигә йәң түрүп киришишигә мүмкинчилиги болмиди. Шуңлашқа топ тәркивидин чиқти. Көп вақит өтмәйла, йәнә бир рәссаммимиз, мәлум сәвәпләр билән, топимиздин чиқип кәтти. Шундақ қилип, икки адәм миллий валюта-тәңгә мәсилиси билән Лондонға бәш жил қатнидуқ. У йәрдә мәхсус мутәхәссисләрдин банкнотларниң ясилиш сирлири, бесилиш җәрияни, қәғәз, бояш-безәш маһийити... умумән, ахча тәйярлашниң технологияси билән қир-сирлирини қетиқинип үгәндуқ», дәп әсләйду.
Дәсләпки, йәни 1, 3, 5, 10, 20 номиналлиқ қәғәз банкнотларда қазақ хәлқиниң тарихида чоңқур из қалдурған тарихий шәхсләрниң портретлири билән биллә, Әхмәт Яссавий мәқбәрисиниң сүрити, Қазақстанниң Бурабай, Или Алитеғи, Балқаш көли охшаш җайларниң тәбиәт мәнзирилири вә мечит, мемарчилиқ ядикарлиқ нәмунилири пайдилинилди.
Миллий валюта банкнот вә тийин түридә айлинимға киргүзүлди. Бүгүнки күндә тәңгиниң банкноти — Миллий банкниң Алмута шәһиридики Банкнот фабрикисида, тийин Өскәмәндики Монета сарийида чиқирилиду.
Тәкитләш лазимки, бүгүнки күндә Қазақстанниң миллий валютиси Мәркизий Азиядики турақлиқ валютилар қатариға кириду. Униңдин ташқири, башқа дөләтләр билән селиштурған һалда ейтқанда, тәңгә әң чирайлиқ банкнот дәп етирап қилиниду. «Дуниявий банкнот коллекционерлириниң мустәқил бирләшмиси» Хәлиқара банкнот иттипақи һәр жили интернет-аваз бериш арқилиқ жилниң әң илғар банкнотини ениқлайду. Ушбу таллаш бойичә «2011-жилниң әң илғар банкноти» атиғини 2012-жили Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 20 жиллиғиға беғишланған номинали 10 000 тәңгилик хатирә банкнотиға бәргән еди. 2013-жилиму Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий «Қазақ Елі» сериясидин номинали 5000 тәңгилик банкноти иккинчи қетим «2012-жилниң әң илғар банкноти» атиғиға еришти. Әнди Түркий язма ядикарлиғиға беғишланған номинали 1000 тәңгилик «Kүлтегин» хатирә банкнотиға берилгән үчинчи «2013-жилниң әң илғар банкноти» атиғи мустәқил Қазақстан жилнамисидики тарихий әһмийәтлик пәйт болди. Чүнки бүгүнки күнгә қәдәр һечбир мәмликәтниң миллий валютиси үч қетим мукапат елип көрмигән екән.
Дәрвәқә, тәңгә айлинимға чиққан күндин башлап, миллий валюта арқисида ихтисадимиз көтирилип, чегаримиз бәлгүлинип, ички вә ташқи сәясәтни утуқлуқ жүргүзүшкә башлидуқ. Бүгүнки дунияға тонулған Қазақстан — шуниң ярқин испати болғуси.

621 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы