• Әхбаратлар еқими
  • 19 Қараша, 2020

Муһим мәсилиләр муһакимә қилинди

Йеқинда Уйғур наһийәлик Мәдәнийәт өйидә Nur Otan партияси Уйғур наһийәлик шөбисиниң новәттин ташқири ХХІV конференцияси болуп өтти. Униңға 44 делегаттин ташқири партия ветеранлири билән активистлири қатнашти.

Конференциягә Nur Otan партияси Уйғур наһийәлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Нуров модераторлиқ қилип, күн тәртиви вә иш регламенти билән тонуштурди. Шуниңдин кейин Nur Otan партиясиниң Уйғур наһийәси бойичә тәйярланған сайлам алдидики программиси бәкитилди. Андин йәрлик мәслиһәтләргә партиявий тизим бойичә намзатларни көрситиш мәхситидә очуқ муназирә болди.
Депутатлиққа намзатлар: тиҗарәтчи Алимҗан Һашимов, наһийәлик йәр кадастрлиқ бөлүминиң башлиғи Арманҗан Тейипов, «Атамекен» тиҗарәтчиләр палатисиниң Уйғур наһийәлик шөбисиниң директори Муслим Амангелди вә наһийәлик шипаханиниң йетәкчиси Әлия Ақжолтаева муһим мәсилиләрни алға сүрди. Муназиридә биринчи басқучида қатнашқучилар өзлирини қисқичә тонуштуруп, депутат сүпитидә алға қойған планлири билән бөлүшти. Иккинчи басқучта намзатлар бир-биригә соал йоллап, музакиригә чүшти. Улар йеза егилиги, тиҗарәт, саламәтликни сақлаш саһалириға аит проблемиларни оттуриға қойди. Арманҗан Тейипов йеза егилигини риваҗландуруш үчүн йәр бериш мәсилисини асасий нәзәрдә тутуш лазимлиғини ейтса, Алимҗан Һашимов наһийәдики әхләт қалдуқлирини қайта ишләш арқилиқ муһит тазилиғини рәткә кәлтүрүш керәклигини қәйт қилди. Муслим Амангелди тиҗарәтчиликни тәрәққий әткүзүшкә тохталса, Әлия Ақжолтаева аһали саламәтлигини биринчи орунға қоюп, наһийәлик мәркизий дохтурханиға йеңи технологияләр вә қабилийәтлик дохтурларниң йетишмәйдиғанлиғини тилға алди. Бир сааттин ошуқ вақитқа созулған муназиридин кейин улар авазға чүшти. Нәтиҗидә Әлия Ақжолтаева қириқ икки аваз топлап көч бешиға чиқса, Арман Тейипов иккинчи орундин көрүнди. Шундақ қилип, әң көп аваз топлиған намзатлар алда өтидиған Nur Otan партияси вилайәтлик шөбисиниң конференциясигә иштрак қилидиған болди.
Конференциядә Nur Otan партияси Уйғур наһийәлик шөбисиниң рәиси Шөһрәт Нурахунов праймеризниң нәтиҗиси бойичә чиқирилған рейтингқа мувапиқ партияниң наһийәлик шөбисиниң партиялик тизими билән тонуштурди. Ениғирақ ейтсақ, Nur Otan партиясидин Уйғур наһийәлик мәслиһитиниң депутатлирини сайлаш бойичә жигирмә сәккиз адәмдин тәркип тапқан партиялик тизим бәкитилди.
Шундақла Nur Otan партияси Уйғур наһийәлик шөбисиниң рәиси Шөһрәт Нурахунов, Nur Otan партияси Уйғур наһийәлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Нуров, Чонҗа башланғуч партия тәшкилатиниң рәиси, Чонҗа йеза округиниң һакими Адилҗан Қурбанниязов, Ақниет башланғуч партия тәшкилатиниң рәиси, 1-Чонҗа оттура мәктивиниң мудири Муһәмәтҗан Исмайилов, Қирғизсай башланғуч партия тәшкилатиниң рәиси, Қирғизсай йеза округиниң һакими Болат Қоқымдиев, Таштиқарису башланғуч партия тәшкилатиниң рәиси, Таштиқарису йеза округиниң һакими Асқар Мамышев, Дардамту башланғуч партия тәшкилатиниң рәиси, Дардамту йеза округиниң һакими Кеңес Бақтыбаев вә Вилайәтлик Сәясий Кеңәш әзаси Сәйфуллам Һәмраевлар Nur Otan партияси Алмута вилайәтлик шөбисиниң конференциясигә делегатлиққа сайланди.
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң новәттики Мәктүбидә: Nur Otan партияси өзиниң иш-һәрикити арқилиқ җәмийитимиздики йетәкчи сәясий күч екәнлигини испатлап кәлмәктә. Партия келәчәктики ислаһатларни әмәлгә ашурушқа паал қатнишип, өз иқтидарини толуқ пайдилинидиған болиду» дәп партияниң паалийитигә жуқури баһа бәргән еди. Хулләс, елимизниң йетәкчи партиясигә айланған Nur Otan партияси Президент үмүтини ақлап, хәлиқ ишәнчисигә еришиш йолида изчил алға илгирилимәктә. Бу конференцияму шуниң ярқин бир көрүнүшидур.

457 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы