• Йеңилиқлар
  • 29 Қазан, 2012

Жигитбеши — дайим хәлиқ хизмитидә

1-ноябрь күни Уйғур театри бенасида жигитбашлири иккинчи қетим өзлириниң «кәспий» мәйрими — Жигитбашлири күнини атап өтиду. Мошу мунасивәт билән Алмута шәһириниң чоң жигитбеши Инәмҗан ХУДАЙБӘРДИЕВни сөһбәткә җәлип қилдуқ. — Инәмҗан, уйғур җамаәтчилиги сизни «Достлуқ» мәһәллисиниң чоң жигитбеши, шундақла Алмута шәһириниң баш жигитбеши сүпитидә тонуйду. Әгәр жигит бешини «лавазим» дәп ейтсақ, сиз униңға қандақ ериштиңиз? — Мүмкин болса, алди билән өзәм тоғрилиқ икки еғиз сөз ейтип өтәй. Мәлимиздики мәктәпни тамамлап, политехника институтиға оқушқа чүштүм. Амма, аилә шараитиға бола, үчинчи курстин кейин оқушни ташлашқа мәҗбур болдум. Аиләмни асраш үчүн такси һайдашқа, көктат базисида, чай заводида ишләшкә тоғра кәлди. Шу җәриянда җамаәтчилик ишлириға, жигитбашлири көтәргән тәшәббусларға қоюқ арилаштим. 1992-жили мәһәллимиздә мечит селиш мәсилиси пәйда болғанда, жут мени мошу ишқа җавапкәр қилип сайлиди. 2002-жили мәһәллимизгә йеңи баш жигитбешини сайлаш мәсилиси пәйда болғанда, башқилар қатарида, өзәмни синаш үчүн намзитимни көрситиведим, үч адәмниң арисидин аһали мени сайлиди. Әнди шәһәрлик баш жигитбеши лавазимиға кәлсәк, растлиғини ейтқанда, дәсләп биз шәһәрдики чоң мәһәллиләр жигитбашлири у яки бу мәсилиләр бойичә өз ара мәслиһәтлишиш үчүн баш қошушқа җавапкәр сүпитидә Горный Гигантниң жигитбеши Абдурешит Мәхсүтовни сайлиған едуқ. Кейин бу мәсилә рәсмийлишип, шәһәрлик статусқа егә болғанда, шәһәрдики мәһәллиләрниң жигитбашлири мени баш жигитбеши қилип сайлиди. — Өткән вақит ичидә жутуңларда өзлири тоғрилиқ яхши хатириләрни қалдурған жигитбашлири хизмәт қилған. Шуларниң тәҗрибисидин сиз немиләрни қобул қилдиңиз вә, өз новитидә, жигитбеши паалийитигә қандақ йеңилиқларни киргүздиңиз? — Тоғра дәйсиз. Жутдашлирим мошу кәмгичә илгири хизмәт қилған жигитбашлириниң исимлирини  мәмнунийәт билән тилға алиду. Улар өз жути үчүн, һәқиқәтәнму, әстә қаларлиқ ишларни әмәлгә ашурған. Болупму бу җәһәттин, биринчи новәттә, Реһимҗан ака Закиров вә Абдувәли ака Ахуновни тилға алғум келиду. Улар жигитбашлириниң әнъәнивий паалийитини тоғра йолға селиш билән бир қатарда, той-төкүн, нәзир-чирақ вә башқиму сорунларда жутқа мунасивәтлик муәммалар билән балилиримизни ана тилида оқутуш, гезитлиримизға муштири топлаш қатарлиқ мәсилиләрни күн тәртивигә елип чиқатти. Улардәк аброй-иззәт қазиниш қийин, әлвәттә. Амма биз, уларниң ишлирини давам қилғучилар, өз паалийитимиз даирисини кәңәйтишкә һәм буни заман тәләплиригә мувапиқ елип беришқа тиришиватимиз. Биз һәр бир кочиға айрим жигитбашлирини сайлидуқ. Мәһәллимиздә ханим-қизлар, яшлар вә ақсақаллар кеңәшлири моҗут. Бизниң Әвезов наһийәлик мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң мудири, мечитимизниң баш имами, йәрлик өзини өзи башқуруш комитетиниң рәиси билән мунасивитимиз йеқин вә жутумизға бағлиқ һәрқандақ ишни биз бирликтә әмәлгә ашуруватимиз. Бизниң тәшәббуслиримизни наһийәлик һакимийәтму қоллап-қувәтләйду. Пурсәттин пайдилинип, жутимиз үчүн, җәмийәтлик ишлар үчүн алаһидә көйүнидиған милләтпәрвәр инсан, өзәмниң орунбасарим Әркин Имрәмзиевниң хизмитини алаһидә тәкитләп өтмәкчимән. ­— Уйғур жигитбашлириниң җумһурийәтлик институтини қуруштин илгири силәр, шәһәрдики чоң уйғур мәһәллилириниң жигитбашлири, шәһәрлик статусқа егә болған өзәңларниң мәхсус тәшкилатини қурдуңлар. Буниңға немә сәвәп болди? — Биз, «Достлуқ» мәһәллисидикиләр, у яки бу чарә-тәдбирни өткүзгәндә, уларға хошна «Ақсай», «Жетису», «Мамыр» микрорайонлиридин шундақла Қалқаман мәһәллисидин вәкилләр қатнишатти. Әнди өлүм-житим ишлири болуп қалса, шу йәрдикиләр, биринчи новәттә, бизгә мураҗиәт қилатти. Мошу әһвалларни һесапқа алған һалда, мәзкүр жутларниң жигитбашлириниң илтимасиға бенаән, биз Әвезов наһийәлик уйғур жигитбашлириниң кеңишини қурдуқ. Бу баш қошуш хелила ишларда иҗадий нәтиҗиләрни бәргәнликтин, шәһәрдики чоң мәһәллиләрниң жигитбашлирини бирләштүрүшниң наһайити муһим екәнлиги өз-өзидин чүшинишлик болди. Шундақ қилип, шәһәрлик уйғур жигитбашлири җәмийәтлик институти қурулди вә мән униң рәиси болуп сайландим. — Миллий нәширлиримизниң сәһипилиридә той-төкүн вә тәвәллудларни башқуруватқан тамадиларниң паалийити, чақчақлиримизниң мәзмуни, өрүмләр һәққидә хелила қаттиқ тәнқидий пикирләр ейтилди. Әлвәттә, көп нәрсиләр өткүзүлүватқан сорунларниң егилиригә бағлиқ. Бирақ силәр, жигитбашлири, жутни башқуруватисиләр. Демәк, бу ишларда силәрму чоң роль ойнишиңлар керәк. Шундақ әмәсму? — Уғу шундақ. Бирақ бу интайин инчикә вә мурәккәп мәсилә екән. Сиз дегәндәк, «Уйғур авази» гезитиниң сәһипилиридә миллий әнъәнилиримиздики сәлбий әһвалларға бағлиқ тәнқидий пикирләрни өз ичигә алған бир нәччә мақалә йоруқ көрди. Той-төкүнләргә меһманлар, һәқиқәтәнму, яшларни, уларниң ата-анилирини тәбрикләш үчүн, саз-нахшиларни тиңшап, тамадиниң маһарити билән чақчақчиниң һәзил-ләтипилиридин бәһирмән болушқа келиду. Бирақ һәммила тойларда шундақ болиду, дәп ейталмаймиз. Бәзидә хиҗаләтчиликтә қалидиған әһвалларму учришиду. Һәр һалда гезитимиздики мақалиларниң мәлум дәриҗидә иҗабий тәсири болди. Биз мәрасим саһипханлириға мәтбуатта ейтилған пикирләргә риайә қилишни дайим ядиға селип туримиз. Шундақла айрим сазәндиләр вә тамадилар билән учришип, сөһбәтләштуқ. Шуниң нәтиҗисидә кейинки вақитларда иҗабий өзгиришләрниң орун еливатқанлиғини көпчиликму байқаватса керәк. Бу мәсилә йеқинда Уйғур театрида болуп өткән жигитбашлириниң новәттики баш қошушида муһакимигә селинип, мәхсус қарарлар қобул қилинди. Әнди өрүмләргә келидиған болсақ, буни бирдинла тохтитишқа болмайдекән. Айрим той егилири вә бирәр-йерим сазәндә чүшәнгини билән, уларниң асасий қисми тарихий вәтинимиздики сазәндә-нахшичиларниң үлгиси билән меңишни халимайватиду. — Буниңдин икки жил авал, сиз  1-сентябрь күни 5 нәвриңизни башлап, уйғур мәктивигә апарғиниңиз, растлиғини ейтқанда, барлиқ жигитбашлири үчүн үлгә болди. Мошу тоғрилиқ тәпсилий сөзләп бәрсиңиз. — Әгәр әшу вақиә тоғрилиқ гезитта елан қилинған сүрәткә диққәт селип қарайдиған болсақ, нәврилиримниң һәрхил яшта екәнлигини байқавелиш тәс әмәс. Иккинчи тәрәптин, бир аилидә бирдинла биринчи синипқа баридиған 5 нәвриниң болуши мүмкин әмәс. Сүрәттики бәш нәврәмниң бирила биринчи синипқа барди. Рус мәктивидә оқуйдиған 2 нәврәм 4-синипқа, йәнә икки нәврәм 5-синипқа бериши лазим еди. Балилирим вә нәврилирим билән сөзлишип, уларниң һәммисини уйғур мәктивигә беришқа көндүрдүм. Биринчи жили хелила қийналди, һәммимиз уларға ярдәм қилдуқ. Иккинчи жили нәврилирим синипдашлиридин қелишмай оқуди. Балиниң яхши билим елиши тилға бағлиқ әмәс, бәлки униң интилишиға, униңға билим, тәрбийә бериватқан устазға бағлиқ, дәп ойлаймән. Бийил алтинчи нәврәм — Дилназму уйғур гимназиясиниң 1-синипиға оқушқа барди. — «Достлуқ» — уйғур аһалиси зич яшайдиған чоң мәһәллә. У йәрдә һәр күни дегидәк той-төкүн, нәзир-чирақ вә башқиму чарә-тәдбирләр болуп туриду. Буларниң һәммисигә жигитбешиниң иштрак қилиши шәрт. Шуңлашқа, һәтта тамақлинишқиму вақит болмай қалса керәк? — Жутумизда 30 — 35 миң адәм истақамәт қилиду. Демәк, һәр күни бир нәччә сорунниң болуши адәттики иш. Мән, сөзсизки, һәммисигә баралмаймән, орунбасарим бар. Лекин той-төкүн вә нәзир-чирақниң болуш вақтидин қәтъий нәзәр, мениң үчүн әтигәнлик тамақ — бу қаймақлиқ әткән чай вә непиз нан — узақтин бери әнъәнигә айланған.  Жигитбашлирида, дөләт хизмитидикиләргә охшаш, дәм елиш айлири — отпускилар болмайду. Шуниңға қаримай, бош вақит, әлвәттә, тепилиду. Униңдин үнүмлүк пайдилинишқа тиришимән. — Бизниң сөһбитимиз Уйғур жигитбашлири күни һарписида өтүватиду. Өз кәсипдашлириңизға қандақ тиләкләрни ейтқан болар едиңиз? —   Көпчилик бизгә ишәнчә билдүрүп, муһим мәсилиләрни зиммимизгә артти. Ким немә демисун, биз мана шу ишәнчини ақлишимиз керәк, миллитимиз мәнпийити йолида меңип, заман җәмийәт алдиға қоюватқан вәзипиләр һөддисидин чиқишимиз лазим. Жигитбашлири күни — бизниң йеңидин пәйда болған «кәспий» мәйримимиз, йәни бир жил мабайнида әмәлгә ашурған ишлиримизниң йәкүнини чиқирип, йеңи реҗиләрни бәлгүләйдиған күн. Пурсәттин пайдилинип, барлиқ жигитбашлирини мошу мәрикигә тәклип қилимән. Сөһбәтләшкән Рабик ИСМАЙИЛОВ.

558 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы