• Йеңилиқлар
  • 19 Қараша, 2020

ШҺТ нәтиҗидарлиғиниң капалити

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Шанхай һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр рәһбәрлириниң 10-ноябрь күни болуп өткән онлайн-саммитиға қатнашти.
Саммитқа шундақла Өзбәкстан, Россия вә Таҗикстан Президентлири –Шавкәт Мирзияев, Владимир Путин вә Эмомали Рахмон, ХХҖ Рәиси Ши Жиңпин, Пакстан, Һиндстан премьер-министрлири – Имран Хан вә Нарендра Моди, шундақла Қирғизстан Президентиниң вәзиписини орунлиғучи, мәмликәт премьер-министри Садир Жапаров, ШҺТниң турақлиқ ишләватқан органлириниң рәһбәрлири қатнашти.
БМТ Баш кативи Антонио Гутерриш саммит қатнашқучилириға видеомураҗиәт йоллиди. Муһакимигә шундақла ШҺТтики байқиғучи әлләр рәһбәрлири – Авғанстан, Иран, Моңғулстан Президентлири – Ашраф Ғани, Һасан Рухани, Халтмаагийн Баттулга, Беларусь премьер-министри Роман Головченко қошулди.
Саммитни Россия тәрәп өткүзди вә бу онлайн-учришиш Россия Федерациясиниң ШҺТқа рәислик қилишини тамамлиған чарә-тәдбир болди. Униңдин кейин Тәшкилатқа Тажикстан рәислик қилиду.
Қасым-Жомарт Тоқаев учришишта сөзгә чиқип, Россия Президенти Владимир Путинға саммитни уюштурғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрди вә Эмомали Рахмонни йеқинда болуп өткән президент сайлимида ғалип чиқиши билән тәбриклиди.
Қазақстан Президенти Россия тәрәпниң Тәшкилатқа әза дөләтләр вә униң Кативатиниң қоллап-қувәтлишидә рәислик қилишиниң наһайити үнүмлүк вә пайдилиқ болғанлиғини тәкитлиди.
Қасым-Жомарт Тоқаевниң тәкитлишичә, ШҺТ өзиниң еһтияҗға егә екәнлигини тәстиқләп, адәттики тәртиптә ишләшни давамлаштуруватиду вә саммитта қобул қилинған һөҗҗәтләр түркүми униң ярқин испати. Қазақстан Президенти һөҗҗәтләрниң ШҺТ абройини техиму күчәйтиш үчүн ишләйдиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
– Бизниң хәлиқлиримиз ШҺТқа чоң үмүт артиватиду. Улар Тәшкилат даирисидики мурассә вә өзара мәнпийәтләрни һесапқа елиш асасидики үнүмлүк һәмкарлиқниң һазирқи еғирчилиқлардин вә кәлгүсидики синақлардин шәрәп билән чиқишқа, гражданларниң паравәнлигини яхшилашқа имканийәт яритидиғанлиғиға үмүт қиливатиду. Мән ШҺТқа қатнашқучи дөләтләрни умумий вәзипиләрни һәл қилиш вә «Шанхай роһини» мустәһкәмләш үчүн техиму зич бирлишишкә чақиримән, – дәп тәкитлиди Қазақстан Президенти.
Дөләт рәһбири шундақла Таҗикстанға ШҺТқа утуқлуқ рәислик қилишни тилиди.
Саммитта сөзгә чиққан Россия Президенти Владимир Путин әмәлгә ашурулған ишниң йәкүнини чиқарди вә қелиплашқан әһвалниң әза дөләтләрниң бирләшкән ишиниң күн тәртивигә тегишлик түзитишләрни киргүзгәнлигини, саламәтликни сақлаш саһасидики өзара һәрикәткә, гражданлар һаяти вә саламәтлигини сақлашқа алаһидә диққәт бөлүнгәнлигини тәкитлиди.
Жуқурида тәкитләнгәндәк, ШҺТқа рәислик қилиш эстафетисини Таҗикстан қобул қилди. Эмомали Рахмон мәмликәтниң қандақ мәсилиләргә диққәт бөлидиғанлиғи билән ортақлашти. У шундақла ШҺТниң новәттики саммитиниң 2021-жили 16-17-сентябрьдә Дүшәнбидә өтидиғанлиғини елан қилди.
Онлайн-саммитта шундақла ХХҖ Рәиси Ши Жиңпин, Өзбәкстан Президенти Шавкәт Мирзияев сөзгә чиқти.
Шанхай Һәмкарлиқ Тәшкилатиниң саммитида өзара һәмкарлиқниң түрлүк йөнилишлиригә мунасивәтлик бирқатар муһим һөҗҗәтләр имзаланди.
Шундақла ШҺТқа әза дөләтләр башлиқлири кеңишиниң Москва декларацияси саммит йәкүни болди.

724 рет

көрсетілді

3

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы