• Нәшрият төһписи
  • 26 Қараша, 2020

«Уйғур деңизиға» сәпәр чәккәйсиз

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Уйғур әдәбияти йәнә бир ғәзнә билән толуқти. Хәлқимизниң туғма талант егиси, өткүр ойлуқ шаирә Чимәнгүл Авутниң кирилл йезиғида «Уйғур деңизи» намлиқ шеирлар топлими йоруқ көрди. Әдәбиятқа йеңичә қәдәм билән из салған истедатлиқ қәләм саһибиниң йеңи топлимидин йеңичә ой, йеңичә пикир, йеңичә образларни таписиз.
«Жүрәктин чиққан сөз жүрәккә йетиду» демәкчи, өзигә хас стили бар шаирәниң иҗадийити хәлқимизниң жуқури баһасиға еришип, шеирийәт мухлислириниң қәлб төридин орун алғанлиғи һәқиқәт. «Мир» нәшрият өйидә йоруқ көргән мәзкүр топламда миллий роһ билән муһәббәт муҗәссәмләнгән. Чимәнгүл Авутниң мухлислири тақәтсизлик билән күткән мәҗмуәни кемә қилип, «Уйғур деңизиға» сәпәр чәккәйсиз.

217 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы