• Йеңилиқлар
  • 27 Қараша, 2020

Әң көп тәләп қилинидиған кәсипләр

Мошу жилниң үчинчи чаригиниң йәкүни бойичә Қазақстанда квалификациялик хадимларға болған тәләп тәклиптин 54 пайиз көп болди.

– Электронлуқ әмгәк биржисида квалификациялик хадимлар үчүн 176 миң бош орун җайлаштурулди – бу иккинчи чарәктикигә қариғанда 19,1 миң вә биринчи чарәктикигә қариғанда 49 миң ошуқ. Әнди орунлаштурулған резюме болса, 123,1 миңни тәшкил қилиду, – дәп тәкитләйду мутәхәссисләр.
Сентябрь ейида кейинки 12 айда әң көп, йәни 47,3 миң резюме орунлаштурулди.
– Бу қисмән мәмликәттә ихтисадий әһвалниң начарлашқанлиғини көрситиду. Буниңда 2020-жилниң өткән тоққуз ейида елан қилинған бош орунлар сани резюмелар саниға қариғанда 53,8 пайиз көп. Башқичә ейтқанда, квалификациялик әмгәккә болған тәләп тәклиптин хелә көп болуватиду, – дәп һесаплайду аналитиклар.
Болупму Нур-Султанда (23,2 миң) вә Алмутида (19,3 миң) бош орунлар нурғун. Мәсилән, Алмутида күзәтчи, иҗтимаий хадим, кәпшәлигүчи, сетиқчи-кассир, яғашчи кәсиплири әң тапчил кәсипләрдин һесаплиниду.
– Буниңда Алмутида бош орунлар сани елан қилинған резюмелардин үч һәссә ошуқ болған. Бу регионда иш билән тәминләшкә ярдәм қилиш бойичә активлиқниң ешишиға бағлиқ. Алмутида елан қилинған йүз бош орунға 34 резюме тоғра кәлди, бу мәмликәттики әң яхши көрсәткүчләрниң бири, – дәп тәкитләйду экспертлар.
Пандемия тәсиридин ағриқ жуқуш ховупи жуқури болған саһаларда иш орунлириниң йепиливатқанлиғи байқалмақта. Мундақ әһвалда кадрларни башқа саһаларға әвәтиш зөрүр.
– Мәмликитимиздә кәсипкә нишан қилиш вә кәсипни өзгәртиш алаһидә әһмийәткә егә болуватиду, – дәп тәкитләйду аналитиклар.
Әгәр 2019-жилниң үчинчи кварталида кәспий мутәхәссисләр вә хизмәт қилиш һәм сода саһалириниң хадимлири әң көп тәләп қилинған болса, 2020-жилда санаәт, қурулуш, транспорт вә шуларға йеқин саһалар ишчилири үчүн көп бош орун тәклип қилиниватиду. Һәр еһтималға қариғанда, бийил мошу топқа болған тәләпниң көп болуши «Иш билән тәминләшниң йол хәритиси» программисниң әмәлгә ашурулушиға бағлиқ болса керәк.

486 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы