• Йеңилиқлар
  • 27 Қараша, 2020

Той-төкүн, концертлар қачан башлиниду

Қазақстанда мошу кәмгичә аммивий оюн-тамашилар, шу җүмлидин концертлар, той-төкүнләр мәнъий қилиниватиду.
Чарә-тәдбирләрни уюштуруш саһасида паалийәт елип бериватқанлар, йәни 300 миңға йеқин адәм, мошу кәмгичә һәрхил йоллар билән ахча тепип күнини көрүватиду яки кәспини өзгәртишкә мәҗбур болди. Әнди бесилмайватқан пандемия шараитида Қазақстанда концертлар билән тойларни башлаш әмәлиятқа тоғра келәмду?
Бийил марттин башлап мәмликитимиздә пәвқуладдә әһвал тәртиви җарий қилинди. Илгири планланған 500дин ошуқ концерт рәт қилинди яки кейингә қалдурулди. Чарә-тәдбирләрни (концерт, шоу, балет, көчмә цирклар в.һ.) уюштурғучилар чиқарған ахча, кам дегәндә, бәш миллион доллар миқдарида болуватиду. 300 миңға йеқин адәм ишсиз қалди. Бюджетқа чүшмигән селиқ, һәрхил мәлуматларға қариғанда, бәш миллиард тәңгә әтрапида болмақта. Түрлүк мәнбәләрдики рәқәмләр һәрхил, бирақ улар проблемиларни һәл қилмайду. Әнди статистика бойичә, мәзкүр индустрия хадимлириниң үлүши Қазақстандики әмгәккә қабилийәтлик аһалиниң 5,3 пайизини тәшкил қилиду.
– Әгәр биз 2021-жили баһарда ишни башлимисақ вә әһвал келәр жили қайтиланса, у чағда нурғунлиған ширкәтләрниң касатлиққа учрайдиғанлиғи чоқум. Мән буйрутма йәткүзүп бериштә, қурулушта ишләватқан, күзәтчилик қиливатқан көплигән ивент-индустрия адәмлирини билимән. Бизниң һәммимизгә ахча ишләп тепишниң башқа йоллирини издәш керәк, дәп мәслиһәт қилиду. Дурус. Бизму аста-аста ишқа орунлишиватимиз. Һәтта киракәшлик қиливатимиз. Бирақ буниңдин мәдәнийәт пайда көрәмду? Биздә өсүш-илгириләш боламду вә буниң һәммисини қайтуруш үчүн қанчилик вақит тәләп қилиниду? Кам дегәндә үч жил керәк, дәп ойлаймән, – дәйду Қазақстан хәлиқара билет агентлиғиниң вә мәмликәт концерт агентлиғиниң мудири Сәбит Сүлейменов.
Артистлар, чарә-тәдбирләрни уюштурғучилар, той-төкүн, башқиму муюмларда ишләватқанлар ишсиз қалди. Пүткүл дунияда сәнъәт адәмлири, әгәр таҗсиман вирус пандемияси узаққа созулса, әнъәнивий шәкилдә концерт уюштуруш усуллирини издәштүрмәктә. Лондонда бенаға кириш алдида концертқа кәлгән барлиқ тамашибинларни тәкшүрүш тәклип қилиниватиду. Раст, буниң үчүн музыка мухлислири өз янчуғидин ахча төләйду. Һазир бир тестниң баһаси 25 долларға йеқин. Бирақ мәмликәтләр һөкүмәтлири ахча бөлсә, тамашибинлар үчүн бир тест 2-3 долларға тохтиши мүмкин. Мундақ әһвалда бу һәммиси үчүн қолайлиқ болиду вә концертларни миқияслиқ дәриҗидә өткүзүш мүмкинчилиги туғулиду.

550 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы