• Йеңилиқлар
  • 27 Қараша, 2020

Таҗсиман вирус өзгириватиду

Қазақстанда таҗсиман вирус аламәтлириниң бирқатар өзгиришлири тепилди.
Һазирқи вақитта уларни алимлар тәтқиқ қиливатиду. Вирус өзгиришлириниң бәзибирлириниң чәт әлдин кәлтүрүлгәнлиги мәлум. Таҗсиман вирус аламәтлириниң өзгириватқанлиғи тоғрилиқ Билим вә пән министрлигиниң рәсмий соалға бәргән җававида ейтилиду. Йәни мутәхәссисләр COVID-19ниң башқа барлиқ вируслар охшаш дайим өзгирип туридиғанлиғини тәкитлигән.
Ички мутагенез яки геном парчилириниң қайтидин топлиниши һесавиға йеңи генетикилиқ вариантларниң пәйда болуш, йәни генетикилиқ материалниң арилишиш җәрияни кетип бариду. Бүгүнки күндә таҗсиман вирус геномида 13 миңдин ошуқ өзгириш ениқланди. Шуниңға қаримай, буларниң һечқайсисида вирус «тәҗавузлуғиниң» ашқанлиғи байқалмиди.
– Бизниң алимлар шундақла Қазақстанда айлинип жүргән Sars-CoV-2 штаммлирини вә уларниң геномлирини тәкшүрүватиду. Бирқатар түрлүк өзгиришләр тепилди, уларниң бир қисми чәт әлдин кәлтүрүлгән болса, бир қисми бизниң гражданлар арисида «арилап» жүргәндә пәйда болған. Һәммә җайлардикигә охшаш, Қазақстанда пәйда болған бу өзгиришләр таҗсиман вирусниң тәҗавузлуқ шәкиллириниң пәйда болушиға елип кәлмигән, – дәп тәкитлиди комитетта.
Илгири Саламәтликни сақлаш министрлигиниң Санитарлиқ-эпидемиологиялик назарәт комитетида бүгүнки күнгә қәдәр Қазақстанда ағриқниң жуқушиға қандақту-бир тәсир қилидиған өзгиришләрниң тепилмиғанлиғини хәвәрлигән еди.

518 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы