• Асасий мақалилар
  • 27 Қараша, 2020

Президент Қариғанда вилайитидә болди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Қариғанда вилайитидә иш бабидики сәпәрдә болди.
Қасым-Жомарт Тоқаев Қариғандиға келиши билән бу йәрдә селинған 1 200 орунлуқ йеңи мәктәп-гимназияни көздин кәчүрди. Президент билим дәргаһидики оқуш-тәрбийә җәрияни билән тонушти, төвәнки синип балилири оқуватқан новәтчи синип бөлмилирини көрүп чиқти.
Дөләт рәһбири көпчиликниң мәктәп-гимназиягә Абай исмини бериш тәкливини қоллап-қувәтлиди. Мәзкүр билим дәргаһи улуқ шаир вә мутәпәккүрниң мирасини оқуп-үгиништә һәм тәрғип қилишта таянч мәктәпкә айлиниду. Оқуш орнида пәқәт шәһәрлик чарә-тәдбирләрла әмәс, бәлки вилайәтлик мәрасимларму өткүзүлиду. Буниң үчүн 700 орунлуқ мәҗлисләр зали бар. У улуқ мутәпәккүрниң иҗади бойичә безәндүрүлди.
Президентқа шундақла пандемия вақтида Қариғанда вилайитидә оқуш җәрияниниң қандақ уюштурулғанлиғи тоғрилиқ әхбарат берилди.
Дөләт рәһбири андин кейин Қариғандиниң бирқатар спорт объеклирини зиярәт қилди. Җүмлидин Президент 650 бала үчүн мәшиқлиниш җәриянини уюштуруш имканийитини беридиған йеңи теннис мәркизиниң иши билән тонушти.
Спорт объектиниң инфрақурулуми әң яхши дуниявий үлгиләргә җавап бериду вә 11 кортни, уларниң йәттиси йепиқ, умумий вә мәхсус җисманий тәйярлиқ заллирини өз ичигә алиду.
Қасым-Жомарт Тоқаевни мәркәзниң техникилиқ җәһәттин җабдулушиниң ATP/WTA Challenger дәриҗисидики хәлиқара вә җумһурийәтлик теннис турнирлирини өткүзүш, шундақла Қазақстан спортчилириниң маһаритини ашуруш имканийитини беридиғанлиғидин хәвәрдар қилди.
Умумий мәйдани 7,8 миң квадрат метр болған мәркәз территориясидә мәҗлисләр зали вә икки кафетерий селиш көздә тутулған, шундақла меһманхана комплекси бар.
Президент шундақла Үстәл тенниси мәркизиниму көздин кәчүрди. Йеңи спорт объектида 18 теннис үстили орунлаштурулған асасий зал, 9 үстәл орунлаштурулған мәшиқлиниш зали, медицина вә массаж кабинетлири, мәмурий беналар, судьялар һәм мәшиқләндүргүчиләр бөлмилири, мәҗлис вә тренажер заллири вә VIP-орун бар.
Заманивий үстәл тенниси мәркизиниң пайдилинишқа берилиши сүпәтлик оқуш-мәшиқлиниш җәриянини, шундақла җумһурийәтлик һәм хәлиқара дәриҗидики мусабиқиләрни уюштурушқа шараит яратса, бу өз новитидә, қазақстанлиқ спортчиларниң маһаритини ашурушқа имканийәт бериду. Һәр күни бу йәрдә 400 адәм теннис билән шуғуллиналайду.
Дөләт рәһбири аммивий спортни тәрәққий әткүзүшниң вә тәнтәрбийә һәм спорт билән шуғуллиниватқан аһали санини көпәйтишниң муһим екәнлигини тәкитлиди, шундақла мәркәзниң сағлам һаят тәризини тәрғип қилишқа, регионда үстәл теннисини тәрәққий әткүзүшкә һәм аммибаплаштурушқа ярдәм қилидиғанлиғиға ишәнчә һасил қилди.
– Яхши сарай, барлиқ шараит яритилған. Бу йәрдә мәшиқлинипла қалмай, бәлки хәлиқара мусабиқиләрниму өткүзүшкә болиду. Мән Үстәл тенниси федерациясиниң президенти Данияр Абулғазинға, Қариғанда вилайитиниң һакими Жеңис Қасымбекқа, мәшиқләндүргүчиңлар, Қазақстан талланма командисиниң мәшиқләндүргүчиси Эльмира Алиеваға миннәтдарлиқ билдүргән болар едим. Балиларға йеңи-йеңи ғалибийәтләр тиләймән. Келәчәктә силәр чоқум мувапәққийәткә йетисиләр, дәп ойлаймән. Қанчилик көп мәшиқләнсәңлар, шунчилик көп утуқ қазанисиләр, – дәп мураҗиәт қилди яш спортчиларға Қасым-Жомарт Тоқаев.
Мәлумки, мәркәз қурулушиға ишлитилгән бир миллиард 950 миллион тәңгини Қазақстан Җумһурийитиниң Үстәл тенниси федерацияси бөлди.
Қасым-Жомарт Тоқаев иш бабидики сәпири даирисидә «Сарыарқа» мәхсус ихтисадий зонисиниң тәрәққий етиш истиқбали билән тонушти.
Қариғанда вилайитиниң һакими Жеңис Қасымбек Президентқа МИЗ территориясидә инвестициялик лайиһиләрни әмәлгә ашурушниң кетип бериши, турақлиқ иш орунлириниң вуҗутқа кәлтүрүлүши, регионға хусусий вә чәт әл инвестициялириниң җәлип қилиниши, шундақла бирләшкән Қазақстан-Германия карханилириниң ишлиши тоғрилиқ доклад қилди.
Дөләт рәһбири андин кейин ишләпчиқиришниң заманивий Канада технологияси җарий қилинған «Stell Manufacturing» ҖЧЙ заводиниң ишләпчиқириш линиясини көздин кәчүрди. Мәзкүр латунь буюмлири заводи жилиға 30 миллион данә мәһсулат чиқириду.
Қасым-Жомарт Тоқаев «YDD CORPORATION» ҖЧЙниң ферроеритма заводини зиярәт қилип, бу йәрдә металл буюмларниң механикилиқ вә коррозиялик чидамлиқлиғини яхшилаш үчүн ишлитилидиған жуқури сүпәтлик ферросилиция (FeSi75) ишләпчиқириш җәрияни билән тонушти.
Президент шундақла ишләпчиқириш җәриянини башқуруш мәркизини көздин кәчүрүп, «Qaz Qarbon» ҖЧЙниң йеңи лайиһисиниң әмәлгә ашурулуши билән тонушти вә ферроеритмилар заводиниң коллективиға утуқ-муваппәқийәт тилиди.
Президент иш бабидики сәпири даирисидә шундақла «АрселорМиттал Темиртау» акционерлиқ җәмийитиниң металлургия заводини зиярәт қилип, иссиқ цинклаш вә алюминийлаш цехиниң иши билән тонушти, цехниң тәйяр мәһсулатини вә жүк бесиш-әвәтиш линиясини көздин кәчүрди.
– Мәзкүр кархана Қазақстан металлургиясиниң әң йетәкчи карханиси. Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти Нурсултан Әбишоғли Назарбаев өз паалийитини мошу йәрдә башлиған. Биз ишләпчиқириш қувитини көпәйтиш вәзиписини қойиватимиз, һазирла маңа йеңи инвестициялик лайиһиләр, ишләпчиқиришни йеңилаш, әлвәттә, иҗтимаий шараитни яхшилаш вәзипилири тоғрилиқ доклад қилди. Кархана алдида нурғунлиған вәзипиләр туруватиду вә уларни пәйдин-пәй һәл қилиш керәк, –дәп тәкитлиди Қазақстан Президенти.
Қасым-Жомарт Тоқаев андин кейин металлургия заводиниң ишчи-хизмәтчилири билән сөһбәтләшти вә уларниң ишлириға муваппәқийәт тилиди.

585 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы